Яшлар авази тор бити яшларниң алқишиға еришти
Ихтиярий мухбиримиз абидә
2012.10.25
2012.10.25
RFA/Abide
Бирликкә интилгән, билимгә чаңқиған вә вәтинигә тәлпүнгән муһаҗирәттики яш йүрәкләрни бирләштүрүш, дуняниң һәрқайси җайлирида турушлуқ уйғур яшлириниң өз-ара алақә орнитишни, пикир алмаштурушни, муһаҗирәттики миллий мәвҗутлуқиниң асасий болған тил, дин вә мәдәнийитиниң яшлар арисида омумлишиши вә тәрәққий қилиши үчүн хизмәт қилишни өз шоари дәп билгән, яшларниң қоллишиға еришкән бу торбәт һәққидә техиму ениқ мәлуматларға игә болуш үчүн тор бәт қурғучилиридин бири болған үмид билән зиярәт илип бардуқ.