Явро-асия йәрмәнкиси бу йилму қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астида өткүзүлмәкчи
2012.08.14
Көзәткүчиләр хитай даирилириниң йәрмәнкә баһаниси арқилиқ йәнә бир қетимлиқ тазилаш һәрикити башлимақчи болуватқанлиқини билдүрмәктә.
2-Нөвәтлик явро-асия йәрмәнкиси бу йил 9-айниң 2-күнидин 7-күнигичә өткүзүлидиған болуп, бу йил йәрмәнкигә 42 дөләт вә райондин кәлгән сода вәкилләр өмики қатнишидикән. Бу йиллиқ йәрмәнкиниң көлими биринчи нөвәтлик явро-асия йәрмәнкисидинму чоң болидикән. Уйғур ели даирилири аллиқачан йәрмәнкиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш тәйярлиқ хизмәтлирини башливәткән. Бүгүн шинхуа торидин чиққан хәвәрләргә қариғанда, үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси мәхсус йиғин чақирип, алаһидә сақчиларниң йәрмәнкә бихәтәрликигә қаттиқ капаләтлик қилишини тәләп қилған. Даириләр йәнә, йәрмәнкиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн, 19 милйон йүән мәбләғ чиқирип, һәрбий аптомобил, алақилишиш аппарати вә адәм тәкшүрүш аппаратиға охшаш түрлүк бихәтәрлик үскүнилирини толуқлиған.
Явро-асия йәрмәнкисиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үрүмчи җамаәт хәвпсизлик идариси “2-нөвәтлик явро-асия йәрмәнкисиниң бихәтәрликкә капаләтлик қилишта йүзлинидиған мәсилиләр техиму җиддий вә мурәккәп” дәп көрсәткән.
Хитай даирилири бихәтәрликни сақлашта йүзлинидиған риқабәтләр техиму җиддий вә мурәккәп дейиш арқилиқ немини көздә тутуватқанлиқини ениқ тилға алмиған болсиму, әмма көзәткүчиләр бу риқабәтниң уйғурлар икәнликигә ишиниду.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди, явро-асия йәрмәнкисиниң уйғурларға қаритиливатқан мәдәний, диний, иқтисадий бесимлар һәссиләп ешиватқан бир мәзгилдә ечиливатқанлиқини әскәртип, уйғур район даирилири 5-июл вәқәсидин кейин өткүзгән әң чоң хәлқара йәрмәнкидә бир наразилиқ һәрикити йүз беришидин вә яки уйғурларниң йиғин арқилиқ хәлқара ахбарат васитилири билән алақә орнитип қелишидин әнсирәватқанлиқини билдүрди.
Биз бүгүн уйғур ели хәлқара көргәзмә мәркизигә телефон қилип бу һәқтә әһвал игилимәкчи болған болсақму, телефонимизға чиққан хадим бундақ мәсилиләрдә рәсмий баянатчиниң баянат беридиғанлиқини, өзиниң баянат бериш салаһийитиниң йоқлуқини билдүрүп, зияритимизни рәт қилди.
Хитай даирилири 2011-йили ечилған биринчи нөвәтлик хәлқара явро-асия көргәзмә мәзгилидиму илгирики йилларда үрүмчи йәрмәнкиси дәп атиливатқан йәрмәнкидә мисли көрүлүп бақмиған дәриҗидә бихәтәрлик тәдбирлири алған иди. У қетимлиқ йәрмәнкә мәзгилидә үрүмчи асминида һәтта ләгләк, кәптәр учурушму чәкләнгәнниң сиртида, корла, санҗи, турпан, шихәнзә қатарлиқ шәһәрләрдиму бир қатар тәдбирләр елинған иди. явро-асия көргәзмисигә барған чәтәллик мухбирлар үрүмчи кочилириға орунлаштурулған толуқ қоралланған аманлиқ күчлири вә һәр бир булуңға тохтитип қоюлған сақчи аптомобиллири вә чарлаш елип бериватқан қораллиқ сақчи қисимлирини көрүп һәйран қалғанлиқини елан қилған хәвәрлиридә алаһидә тилға елишқан иди.
Шу қетим игиләнгән учурларда, бейҗиң қатарлиқ шәһәрләрдики айродромларда уйғур елигә учидиған йолучилар айрим тәкшүрүлүп, йолучилардин айиғини селиш, бәлвеғини чиқириш тәләп қилинған вә йолучиларниң қолидики йүк-тақа, нәрсә -керәкләр қайта-қайта тәкшүрүлгән. Коча-кочиларда қоллирида тоқмақ көтүрүвалған чарлиғучилар шәһәр аһалисини биарам қилған иди. Йәрмәнкиниң ечилиш мурасими болған әтигән вақтида шәһәр аһалисигә өйдә олтурушқа буйруқ қилған, йәрмәнкә әтрапида тиҗарәт қилидиған барлиқ көктат дуканлири тақалған иди. Һәддидин ашқан бихәтәрлик тәдбирлири уйғурларнила әмәс, бәлки үрүмчидики хитайларниму бизар қилған иди.
Әмма, һәр вақит уйғур елидә вәзийәт муқим, хәлқ хатирҗәм, милләтләр иттипақ дәп тәшвиқ қилип келиватқан уйғур ели даирилириниң бу йиллиқ йәрмәнкә башлиништин аввал алди билән бихәтәрликтин сөз ечиши, нурғун мәбләғ селип һәрбий әслиһәләрни толуқлишидин, болупму бихәтәрлик риқабитини “техиму кәскин вә мурәккәп” дәп көрситишидин қариғанда, вәзийәтниң бу йилму йәнә охшаш болидиғанлиқи, һәтта илгирики йиллардинму бәк қаттиқ болидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.
Дилшат ришит әпәнди болса сөзидә хитай даирилириниң һәр қетим мушундақ бир паалийәт яки байрам кәлсә, алди билән аманлиқни сақлаш баһаниси билән үрүмчи шәһиридә тирикчилик қиливатқан уйғурларни өзлири кәлгән юртларға қоғлаш, бир қатар тутқун қилиш һәрикәтлири арқилиқ уйғурларниң йүрикини муҗуш арқилиқ башлайдиғанлиқини билдүрүп, хитай даирилириниң бундақ паалийәтләрни һәр вақит уйғурларни бастуридиған пурсәткә айландуруп кәлгәнликини билдүрди.
Дәрвәқә, алдинқи йили йәрмәнкә ечилиш алдида уйғур район даирилири бир учум террорчиларниң йәрмәнкигә һуҗум қилиш пиланини алдин байқап, уларниң пиланини битчит қилғанлиқини илгири сүргән иди.