Түрк сода санаәтчилири вә ахбаратчилириниң үрүмчидә өткүзүлгән явро-асия йәрмәнкиси һәққидә тәсиратлири
2011.09.13
Программида түрк сода санаәтчиләрниң йәрмәнкә тәсирати билән бирликтә түрк ахбаратчи вә анализчиларниң уйғур райониниң өтмүши вә бүгүни һәққидики учур вә пикирлиригә орун берилгән. Түрк сода санаәтчиләр йәрмәнкидә хитай даирилириниң тәҗрибисизликниң чанғанлиқиниң баян қилса, түрк мухбир уйғур районидики тәрәққиятлардин уйғурларниң тәң бәһримән болалмайватқанлиқини тилға алған.
Түрк телевизийиси мәзкур программисида Уйғур райониниң хитай йәр көлиминиң 1/6 қисмини тәшкил қилидиғанлиқи, буниң түркийә йәр көлиминиң икки йерим һәссигә тәң келидиғанлиқи, районниң, нефит, тәбиий газ вә көмүр қатарлиқ тәбиий байлиқлириниң запас миқдари қатарлиқ муһим статистикилиқ мәлуматлар билән башланған. Программа риясәтчиси йәрмәнкини тонуштуруш давамида уйғур районини шинҗаң дәп аташ билән бирликтә, районниң “шәрқи түркистан” дәп атилидиғанлиқини әскәртип маңған.
Программида билдүрүлүшичә йәрмәнкигә хитай өлкилиридин тиҗарәтчи вә даириләр болуп 50 миң киши қетилған; чәтәлләрдин болса, 5 миң әтрапида киши иштрак қилған. Программида йәрмәнкигә қетилғанларниң әсли пиланланған вә пүтүлгинидин аз болғанлиқи әскәртилгән, аз болушиниң сәвәби болса мәзкур йәрмәнкиниң тунҗи нөвәт өткүзүлүши дәп көрситилгән. Әмма уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң йәрмәнкә алдидики һәддидин ташқири сәзгүр бихәтәрлик тәдбирлири, йәрмәнкигә қетилмақчи болғанлар арисида, әнсизчилик пәйда қилған, хотән-қәшқәр вәқәлириму бу әнсизчиликкә тәсир көрсәткән, нәтиҗидә йәрмәнкигә күтүлгән санда адәм кәлмигән. Программида түрк мухбирму, үрүмчидики бихәтәрлик тәдбирлириниң җиддийликини алаһидә тәсвирлигән.
Түрк сода-санаәтчиләр, йәрмәнкиниң орниниң яхши талланғанлиқи, көлиминиң кәң вә азадә болғанлиқиға апирин оқуған, әмма йәрмәнкини орунлаштурғучи вә башқурғучиларниң тәҗрибисизликниң баштин-ахир чанғанлиқи вә буниңға һәйран қалғанлиқини билдүргән. Түрк содигәрләрдин бири: “булар йәрмәнкиниң әқәллий қаидә-қанунийәтлирини техи чүшинип йетәлмәпту” дегән. У бу сәвәблик өзиниң таможнида бир қатар аваричиликкә учриғанлиқи вә өзлириниң йәрмәнкиниң қандақ нәрсә икәнликини хитай даирилиригә чүшәндүрүш арқилиқ ахирқи пурсәттә мәсилисини һәл қилғанлиқини билдүргән:
Йәнә бир тиҗарәтчи мундақ дегән:
Мән көрүватқан вә аңлаватқанлиримға қарап, йәрмәнкә орунлаштурушиниң ғәлибилик болмиғанлиқини байқидим, әмма буни бу хил йәрмәнкиниң тунҗи қетим болғанлиқи үчүн дәп қараймән.
Түрк-сода санаәтчиләр йәрмәнкиниң башқуруш вә орунлаштурушидин мәмнун болмиған болсиму, йәрмәнкигә қетилғинидин пушайман әмәсликини билдүргән. Мухбир бу әһвални буниң түрк сода санаәтчиләрниң райондики уйғур мусулманлири билән тонушуш пурситигә еришкәнлики дәп чүшәндүргән. Әмма программида явро-асия йәрмәнкисигә уйғурларниңму қетилғанлиқиға аит көрүнүшләр йоқ дейәрлик. Программида йәнә йәрмәнкигә қатнашқан түркийилик бир уйғур сөз қилип , районида түрк маллириниң қизғин қарши елинидиғанлиқи, йеқиндин буян үрүмчидә түрк ширкәтлириниң көпәйгәнлики, бундақ болушиға уйғурларниң түркийигә болған һөрмәт вә муһәббитиниң түрткә болғанлиқини баян қилған.
Программида уйғур райониниң тарихий қисқичә тонуштурулған. Тонуштурушта уйғурларниң 18-,19-әсирләргичә мустәқил яшап кәлгәнлики, 19-әсирниң ахирида хитай тәрипидин ишғал қилинғанлиқи вә наминиң шинҗаңға өзгәртилгәнлики, 1944-йили қурулған шәрқи түркистан җумһурийитиниң, 5 йил мустәқил дөләт болуп давамлашқанлиқи әсләп өтүлгән.
Программида бир түрк мутәхәссис районда көплигән тәрәққиятларниң болғанлиқи, әмма байлиқларниң тәқсиматида миллий тәңсизлик мәвҗутлуқи, бу хил тәңсизликниң уйғур райони билән бирликтә тибәт вә ички моңғулдиму мәвҗутлуқини тилға алған. Мухбир йәнә үрүмчидики аһалиләр районлирини бир-биригә селиштуруп, үрүмчидә уйғурлар олтурақлашқан районларниң хитайлар олтурақлашқан районларға нисбәтән намрат вә арқида қалғанлиқини язған.