Мәркизий явро - асия тәтқиқат җәмийитиниң йиғинида уйғурларға аит мәсилиләр муһакимә қилинди

Һәр йили бир қетим откүзүлидиған мәркизий явро - асия тәтқиқат җәмийитиниң хәлқаралиқ йиллиқ муһакимә йиғини америкиниң мичиган дөләт университетида давамлашмақта.
Мухбиримиз үмидвар
2010.10.30
Ottura-Asiya-xeritisi-305.jpg Сүрәт, оттура аисйа хәритиси.
http://maps.google.com Дин елинди.

Бу қетимқи илмий муһакимә йиғинида мәхсус уйғурлар темисиғиму алаһидә орун берилгән болуп, 20 - әсирниң дәсләпки йеримидики уйғур тарихи мәсилилири һәққидә бир муһакимә мәйдани, уйғурларниң һазирқи милләтпәрвәрлик, сиясий вә мәдәнийәт мәсилилири бойичә йәнә бир муһакимә мәйдани тәсис қилинғандин башқа йәнә үч нәпәр мутәхәссиси һәр хил муһакимә сорунлирида өзлириниң уйғур ели вә уйғурлар һәққидики доклатлирини оқуп өтти.

29 - Өктәбир куни кәч саәт 4 тин 6 ғичә болған арилиқта мәхсус уйғурлардики миллий кимлик, мәдәнийәт вә уйғурларниң мәтбуатлардики орниға мунасивәтлик бир муһакимә уюштурулған болуп, буниңда мустәқил тәтқиқатчи кара абрамсон ханим уйғурлардики әр - аяллар пәрқи, нозугум һекайисиниң уйғур миллий кимликидики орни вә көрсәткән тәсири мәсилилири, канададики бритиш коломбийә университетидики доктор ашти әләна капрони хитай сотсиялистик коп мәдәнийити чүшәнчиси вә уйғур елидики йеңи әвладлар, болупму хитайлар билән уйғурлар арисидики пәрқ вә ихтилаплар һәм униң иҗтимаий, иқтисадий, сиясий вә мәдәнийәт арқа көриниш мәсилилири, колорода университетиниң хитай миллитидин болған доктор кандидати ляңҗәң хитай һөкүмәт мәтбуатлириниң 11 - сентәбирдин кийин уйғурлар һәққидики тәшвиқатлири мәсилиси һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.

Мәзкур муһакимә соруниға қатнашқанларни әң қизиқтурған нуқта кара абромсон ханимниң нозугум һекайиси вә уйғур миллий кимлики һәмдә нозугумниң уйғур милләтпәрвәрликигә көрсәткән тәсири мәсилисигә аит баянлири вә көз қарашлири болуп, җорҗитавн университетиниң профессори җәмис милливард билән җорҗ вашингтон университетиниң профессори шон робертс мәзкур тәтқиқатқа яхши баһа бериш билән бир қанчә толуқлима тәклипләрни оттуриға қойди.

Кара абромсон ханим уйғур тилини яхши өгинип, молла билал назим язған "нозугум " дастанидин тартип, 1920 - йили елан қилған нәзәрғоҗа абдусәмәтофниң нузукум повәстиғичә, һәмдә һазирқи заман язғучилиридин мәмтимин һошур, турған тохтәмов қатарлиқ нозугумға аит романлирини толуқ оқуп чиққан. У, йәнә нозугум һәққидә йезилған уйғурчә, русчә вә башқа тиллардики мақалиларни һәммисини дегүдәк оқуп өзиниң бу мақалисини йезиш учун пайдиланған.

Униң қаришичә, уйғурлар оз аяллирини қәдирләйдиған, аялларниң қәһриманлиқ вә мәртликлирини уйғур роһийитиниң муһим бир қисими дәп һесаблайдиған милләт. Шу вәҗидин нузукум ривайити вә нузукум уйғурларниң, болупму уйғур милләтпәрвәрликиниң муһим бир қисими болуп қалди. Униң қаришичә, уйғур җәмийитидә аялларниң роли көринәрлик болуп, бугүнки күндә рабийә қадир уйғурлар тәрипидин оз рәһбири дәп тонулған.

Аяллар мәсилиси бәк назук мәсилә болуп, 2009 - йилидики шявгуән вәқәсиниң келип чиқишидиму уйғур қизлирини ичкиригә йөткәшкә мунасивәтлик назук мәсилиләр муһим амилларниң биригә айланған. Уйғур қизлирини ичкиригә йөткәш уйғур җәмийитидики муһим ғул - ғулилиқ мәсилидур.

Биритиш коломбийә университетиниң доктор аштиси әләна капрониниң тәтқиқати толуқ җәмийәтсунаслиқ саһәсигә мәнсуп әмгәк болуп, у уйғур елидә уйғурлар вә хитайлар арисида тәкшүрүш елип берип, бу икки милләт арисида келишиш қийин болған сиясий, иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт мәсилилири һәм тоқунушлири мәвҗут икәнлики, уйғурларниң һаман өзлирини езиливатқан хәлқ дәп қарап вә өзлиригә сиясий һоқуқларниң берилмигәнликидин наразилиқ ичидә икәнликини көрсәткән. Униң тәтқиқати қоюқ селиштуруш түсини алған болуп, аңлиғучиларда яхши инкасларни қозғиди.
 
Яш тәтқиқатчи ляңҗең болса, 11 - сентәбирдин кийин хитайниң дөләт ахбарат васитилириниң бир тәрәптин уйғурларниң бәхтияр яшаватқанлиқини тәшвиқ қилса, йәнә бир тәрәптин уйғурлардики бөлгүнчилик вә террорчилиқ учурлирини көпләп елан қилди. Бу муһим салмақни игилиди. У, йәнә 5 - июлдин кийин асаслиқ төт һөкүмәт мәтбуатиниң уйғур әли вә уйғурлар һәққидики учурлиридин нәқил кәлтүрүп, хәнзуларниң вәқәдә азап чәккәнлики һәмдә бир қисим уйғурларниң хәнзуларни қутулдурғанлиқи вә башқа мәсилиләрни тәшвиқ қилишқа күчигәнлики, бирақ 7 - июлдики хәнзуларниң уйғурларға һуҗум қилиш вәқәси һәққидә хитай һөкүмәт мәтбуатлириниң һечнемә язмиғанлиқи, бу учурларниң пәқәт чәтәл мәтбуатлири арқилиқ йорутулғанлиқини баян қилди. У, мумкин қәдәр америкиниң илмий тәтқиқат усули бойичә битәрәп баян қилишқа тиришти. Униң бәзи йүзәки қарашлири аңлиғучи мутәхәссисләр тәрипидин рәт қилинди вә түзүтүш берилди.

29 - Өктәбирдики паалийәтләрниң йәнә бир муһим нуқтиси қирғизистандики ош вәқәсигә қаритилған болуп, сабиқ қирғизистан дипломати бәхитбәк әшимбайәв мәхсус ош вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири һәққидә йерим саәттин артуқ доклат берип, пүтүн аңлиғучиларға ош вәқәсиниң келип чиқишидики туп сәвәбләрниң уйғур вә өзбәкләрдики айрим милләтчиликниң күчийишиниң рол ойниғанлиқи, буниңға һәр икки тәрәп тәң җавабкар икәнликини илгири сүрди. У йәнә қирғизистанда әсқәр ақайеф дәвридин тартип, һазирғичә болған тоқунушларни санап келип, уйғурлар билән қирғизлар арисида тоқунуш келип чиқмиғанлиқини илгири сүрди. 19 Йил ичидә асаслиқ тоқунуш қирғизлар билә өзбекләр, қирғизлар билән туңганлар, қирғизлар билән түркләр вә таҗиклар арисида болғанлиқини баян қилди.

Бүгүн 30 - өктәбир күнидики муһакимә сорунлириниң муһим бири қазақистанниң бугүнки вә нурсултан назарбайефтин кейинки вәзийитигә беғишланған болуп, җорҗитавн университетиниң профессори, уйғуршунас шон роберт қазақистандики түрлүк мәсилиләр вә назарбайефтин кейинки қазақистанниң вәзийити һәққидики анализлирини оттуриға қойди.

Бу йиғинниң бәзи сорунлиридики оттура асиядики район характерлиқ мунасивәтләр, етник мунасивәтләр вә башқа мәсилиләрдики муһакимиләрдә уйғурлар мәсилисиму даим тилға елинип турди.

Йиғин мичиган университетиниң келлог муһакимә йиғинлири мәркизидә башланған болуп, буниңға америка қошма штатлири, явропа, русийә, оттура асия вә кавказийә, японийә, австралийә һәм башқа әлләрдин кәлгән мәхсус явро - асия мәсилилири тәтқиқати билән шуғуллинидиған мутәхәссисләр, алимлар иштирак қилди.

Бу йилқи мәркизий явро - асия тәтқиқат җәмийитиниң муһакимә йиғининиң көлими бир қәдәр кәң болуп, 45 муһакимә мәйдан тәсис қилинған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.