Мутәхәссисләр: явро - асия гәвдиси уйғурларға чоң тәсир көрсәтмәслики мумкин

Русийә президенти путин мушу айниң 21 - күнидики явропа - русийә учришишида, явропа бирликини русийә өзи қурмақчи болуватқан явро - асия гәвдисини тонушқа вә униң муһимлиқини көздә тутушқа чақирди.
Ихтиярий мухбиримиз батур
2012.12.24
shanghai-cooperation-305.png Бу йил ноябирда русийиниң петирбург шәһиридә ечилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилат йиғидин бир көрүнүш
AFP


явро - асия гәвдисиниң қурулуши совет империйисиниң қайта тирилишидәк туйғу пәйда қиливатқан болуп америка башчилиқидики ғәрб әллири буниңдин нарази болмақта. Әмма мутәхәссисләрниң бу һәқтики көз қарашлири һәр хил.

Америка дөләт ишлар баш катипи клинтон ханим мушу айда иреландийә пайтәхти дублинда ечилған йиғинида кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә сөз қилип русийиниң явро - асия гәвдиси қуруш ғайисигә рәддийә берип, буни “қайта советләштүрүш” дәп қарайдиғанлиқини америкиниң явро - асия гәвдисиниң мәйданға келишини тосуп қелишқа урунидиғанлиқини билдүрди.

явро асия гәвдисиниң қурулуши растинила советниң тирилишигә, русийиниң қайтидин империйәлишиш хиялиға йол ачамду? клинтон ханим әндишә қиливатқан бу бирликниң қурулушиға хитай қандақ қарайду? өзигә қериндаш қошна дөләтләрниң мустәқил вә күчлүк болушидин зор үмидләрни күткән уйғур хәлқиниң сиясий тәқдири явро асия гәвдисиниң қурулуши билән немиләргә дуч келиши мумкин?

Канадалиқ каролина университетниң профессори, оттура асия тәтқиқатчиси доктор роберт, мухбиримизниң бу һәқтики соалиға җаваб берип, оттура асияда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға охшаш йәнә бирмунчә тәшкилатларниң барлиқини, һечқайси тәрәпниң советни тирилдүрүш нийити болмиғанлиқтин буни әмәлгә ашурушниң мумкин әмәсликини, шуңа клинтон ханимниң наразилиқниң һаҗәтсиз икәнликини билдүрди.

У мундақ деди: “явроасия гәвдиси явропа бирликигә тәқлид қилинған бир тәшкилат, у натоға қаритилған бир һәрбий бирлик әмәс. У пәқәт хитай билән явропа бирликигә қарита иқтисадий күч селиштурмиси қилип қурулмақчи болған бир тәшкилат. Хитайниң хәтәрлик иқтисадий тәсирини аҗизлаштурушни мәқсәт қилиду шундақ болғаникән бу бирлик ‛сабиқ советлар иттипақини қайта тирилдүриду‚ дәп әнсирәшниң һаҗити йоқ. Чүнки иқтисади җәһәттиму 20 йилдин бери русийигә бағлинидиған енергийә вә башқа ширкәтлири русийә вә яки башқа дөләтләр билән бағлинишини қуруп болған. Бу йәрдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, терроризмға қарши туруш тәшкилати қатарлиқ башқа тәшкилатларму бар. Шуңа бу дөләтләрниң бурунқи совет системисидикидәк русийиниң монополлуқиға өтүп қелишидин әнсирәш орунсиз.”

Әмма, хитай тәрәп бу һәқтә инкас билдүрмигән болуп, мушу айниң 21 - күни хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хуа чүнйиң, хитайниң русийә билән енергийә, һава, илғар техника вә мәдәнийәт җәһәттики достлуқини техиму чоңқурлаштуридиғанлиқини билдүрүпла қалмай хитайниң қитә вә дуня мәсилилиридә русийә билән болған өз - ара қоллашни күчәйтидиғанлиқини ейтти.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә мушу айниң 20 - күни русийә президенти путинму мухбирларни күтүвелиш йиғинида соз қилип: “һазир хитай рус мунасивити тарихтин буянқи әң йеқин дәриҗигә йәтти” дегән

Фудән университетниң профессори рофаллу пантучи әпәнди, мушу айниң 19 күни “йәршари вақит гезити” дә елан қилған мақалисидә хитайниң кеңәймичиликини пәрдазлап көрсәткән. У мақалисидә мунуларни оттуриға қойған: “хитай оттура асия билән болған сода мунасивитигила қизиқиду, явро - асия бирлики билән сода қилиш арқилиқ оттура асия билән өзиниң тәрәққиятта арқида қалған өлкиси шинҗаңниң алақисини күчәйтип, шинҗаңни тәрәққий қилдуруш униң түп мәқсити.”

Канададики уйғур язғучи ғулам осман әпәнди хитайниң оттура асияда тәсир күчини кеңәйтиштин мәқсити, шәрқи түркистандики һөкүмранлиқини техиму мустәһкәмләш вә оттура асияға көрүнмәс қоллар арқилиқ сиңип кириш икәнликини, явро - асия гәвдисиниң қурулуши уйғурларниң сиясий тәқдиригә өзгириш елип кәлмәйдиғанлиқини шуңа хитайниң буниңдин раһәтсиз болмайдиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди:“хитайниң оттура асияға кеңийиш қара нийити бар. У буни ‛сода‚, ‛ишләмчи‚ дегәндәк билинмәс йоллар билән беҗириду. явро - асия гәвдиси буниңға тосалғу болалмайду. Униң үстигә тарихтин бери русийә хитай билән дүшмәнләшкән чағлардиму шәрқий түркистан мәсилисидә хитай билән дәрһалла һәмкарлиқ орнитип уйғурларни сетип кәлди. Илгири шәрқий түркистан мустәқиллиқиниң оттура асия түклирини бирләштүрүшидин әнсиригән болса, әмдиликтә болса шәрқий түркистан мәсилиси сәвәбидин ғәрб билән пут тепишишта хитайдин ибарәт тарихий достидин айрилип қелишни халимайду.”

Доктор. Роберт бу һәқтә тохтилип охшашла явро асия гәвдиси қурулушиниң уйғурларниң сиясий тәқдиригә өзгириш елип кәлмәйдиғанлиқини, чүнки мусбәт қиммәтләр алмашса нәтиҗә өзгәрмәйдиғанлиқини ипадилиди.

У мундақ деди: “гәрчә явро асия бирликиниң қурулуши хитайниң тәсирини аҗизлаштурсиму, бу дегәнлик уйғурларниң сиясий тәқдири үчүн пайдилиқ дегәнлик әмәс. Чүнки бу бирлик пәқәт хитайниң кеңәймичиликини тосуп оттура асияға болған тәсирини аҗизлаштурған билән, қазақистан қатарлиқ уйғурларға қошна дөләтләр йәнила русийигә бу бирлик ичидә техиму көпрәк беқинидиғанлиқи үчүн, күч селиштурмиси җәһәттики бу хил алмишиш мәнчә шинҗаңдики яки қазақистандики уйғурларниң тәқдиригә һечқандақ тәсир көрсәтмәйду. Әмма, пәқәт қазақистанла шинҗаң билән кәң чегридаш, униң үстигә көп уйғур нопусиға игә болғанлиқтин, хитай бесимидин йәңгиллисә русийә арилишивалмиған әһвал астида уйғурларниң паалийәтлиригә аз бир қисим йол қоюши мумкин.”

Ғулам осман әпәнди, явро - асия гәвдисиниң қурулуши хитайниң тәсири күчини аҗизлаштурушни мәқсәт қилмайдиғанлиқини билдүрди вә клинтон ханимниң наразилиқиниң асаси барлиқини билдүрүп мундақ деди: “явро - асия гәвдиси гәрчә сабиқ советлар иттипақини қайта тирилдүрәлмисиму, лекин клинтон ханим ейтқандәк советлишишқа охшап кетидиған йәни оттура асия дөләтлирини русниң еғзиға қарап иш тутидиған бир һаләткә әкиләләйду. Буниңдики пүтүн мәқсәт ғәрбкә қарши өзини күчләндүрүш. Һәргизму хитайниң оттура асиядики күчини аҗизлаштуруш әмәс, чүнки рус һечқачан хитайни тәһдит дәп қаримайду, хитайни рус билән риқабәтләшкүдәк күчи бар дәпму қаримайду вә көзигә илмайду. Русниң әндишә қилидиғини өзи билән пут тепишәләйдиған униң үстигә рус билән идеологийә бирлики болмиған ғәрбдур.”

явро асия билики қурушни путин билән нәзәрбаюф 2011 - йилдин бери ойлишип келиватқан болуп, мәзкур бирлик 2015 йили рәсмий әнгә елинмақчи.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.