Хотәндики оқутқучилар язлиқ тәтилгә қоюп берилмиди
2011.07.21

Хитай һөкүмити 7-айниң оттуриси йиғин ечип, хотән маарип даирилиридин, хотән маарип саһәсиниң муқимлиқини күчәйтиш, мәктәпләрниң ички вәзийитини ениқлап бекитиш вә қош тил оқутуш сәвийисини аптоном районниң ортақ сәвийисигә йәткүзүш үчүн җиддий һәм әмәлий һәрикәт қоллинишни тәләп қилған иди. Буниңға асасән нөвәттә хотән вилайити тәвәсидики оттура башланғуч мәктәп оқутқучилириниң язлиқ тәтилини бикар қилип даимлиқ тәрбийигә орунлаштурған.
Хотән маарип учур торидин мәлум болушичә, 7-айниң оттуриси хотән вилайитидә маарип хизмәт йиғини чақирилған болуп, йиғинда хитай һөкүмитиниң хотән маарипиға қарита бекиткән кейинки 10 йиллиқ хизмәт нишани һәққидики һөҗҗәт йәткүзүлгән. Һөҗҗәттә кейинки он йил, йәни 2020-йилиғичә болған дәвр хитай һөкүмитиниң уйғур елидә маарипни вә иқтисадни асас қилған һалқима тәрәққият истратегийиси ишқа ашурулидиған, уйғур елиниң узун муддәтлик муқимлиқини ишқа ашуруштики һәл қилғуч дәвр икәнлики, буниңда маарип хизмитиниң вә маарипчиларниң вәзиписиниң муһимлиқи тәкитләнгән.
Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң муавин назири мәвлут мәнсур хотән вилайити маарип хизмәт йиғиниға қатнашқан болуп, у хотән вилайити тәвәсидики барлиқ оттура-башланғуч мәктәпләр вә башқа оқутуш орунлириниң вилайәтлик партийә һәм һөкүмәт даирилири билән маслишип муқимлиқ хизмитини күчәйтиш, вәзийәтни яхши тонуп мәктәпләрдики муқимлиққа тәсир көрситиватқан барлиқ мәсилиләрни тепип чиқип бир тәрәп қилиш арқилиқ маарип саһәсиниң илмий тәрәққияти вә қош тил маарип сәвийисини юқири көтүрүшкә даир конкрет хизмәтләрни орунлаштурған.
Шу хизмәтләрниң бири сүпитидә барлиқ оқутқучиларни язлиқ тәтил вақтидин пайдилинип системилиқ вә даимлиқ тәрбийиләшкә орунлаштуруш тәләп қилинған.
Бу һәқтики хәвәрдин ашкарилинишичә, оқутқучиларға даимлиқ тәрбийә сүпитидә өтилидиған дәрсләр: хитай коммунистик партийисиниң шинҗаң хизмити йиғининиң роһи, төтни тонуш, үчтин айрилалмаслиқ, дөләтниң қош тиллиқ маарип истратегийиси вә маарип ислаһати һәмдә илмий тәрәққият нәзәрийиси қатарлиқлардин ибарәт.
Хитай даирилири бу хил тәрбийиләш арқилиқ, болупму нишанлиқ һалда қош тил оқутуш елип бериватқан оқутқучиларниң омуми сапасини күчәйтиш арқилиқ, уйғур елиниң муқимлиқиға төһпә қошалайдиған вәтәнпәрвәр, сапалиқ ихтисас игилирини тәрбийиләштә сиясий идийиви асас бәрпа қилишни мәқсәт қилидикән.
Биз мәзкур хәвәргә асасән хотән вилайәтлик педагогика техникомиға телефон қилғинимизда, вилайәтниң һәр қайси җайлиридин йиғилған оттура башланғуч оқутқучилириниң тәтилгә чиқмай бу мәктәптә қайта тәрбийиләшкә қатнишиватқанлиқи мәлум болди.
Хотән шәһәрлик маарип идарисидин оқутқучиларни қайта тәрбийиләшкә мәсул, зияритимизни қобул қилған бир кадирниң ейтишичә, бу йил рамзан вақти язлиқ тәтилгә тоғра кәлгәчкә, бу мәзгилдә оқутқучи-оқуғучиларниң қанунсиз диний паалийәтләргә қатнишип қелишниң алдини елишни мәқсәт қилип оқутқучилар тәрбийиләшкә орунлаштурулғандин башқа йәнә оқуғучиларниму тәтилдә қәрәллик мәктәпкә берип йоқлима қилиш орунлаштурулған икән.
Хотән шәһиридики бир оттура мәктәпниң көзәтчиси, гәрчә һазир тәтил болсиму оқутқучи вә оқуғучиларниң һәр һәптә йоқлима қилиниватқанлиқини билдүрди.
Бир оқуғучиму тәтилгә қоюп берилгини икки-үч һәптә болғанлиқи, һәр һәптә мәктәпкә берип өзини мәлум қилип туруватқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң қош тил маарип сиясити шундақла буниңға мас һалда елип бериватқан уйғур әвладлирини идийә, мәдәнийәт җәһәттә хитайлаштурушни тезлитиши уйғур зиялийлириниң бирдәк наразилиқини вә әндишилирини қозғап келиватқан мәсилә, илгири бу һәқтә зияритимизни қобул қилған америкидики уйғур алим, доктор әркин сидиқ әпәнди хитай һөкүмитиниң һазирқидәк маарип илмий асасиға игә болмиған қош тиллиқ маарип сияситини уйғурларға күчәйтип йүргүзүши вә маарип саһәсини сиясий бесим арқилиқ муқим контрол қилимән дәп һәрикәт қилишиниң уйғурларниң наразилиқини техиму ашуруп, әмәлийәттә әксичә тәсир пәйда қилидиғанлиқини тилға алған иди.