"Панисламизмдин бүйүк асиялиққа османийә императорлуқи, японийә вә оттура асия" намлиқ китаб нәшр қилинди

Йеқинда әнқәрә университетиниң оқутқучиси доктор ели мәртан дүндар әпәнди нәшргә тәйярлиған "панисламизмдин бүйүк асиялиққа османийә императорлуқи, японийә вә оттура асия" дегән китаб өтүкән нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2010.12.29
panislamizmdin-buyuk-asiyaliqqa-kitab-305.JPG "Панисламизмдин бүйүк асиялиққа османийә императорлуқи, японийә вә оттура асия" намлиқ китаб
RFA/Arslan

Бу китаб икки бөлүмдин тәркиб тапқан болуп, һәр бир бөлүми 5 бабни өз ичигә алған. Китабта османийә императорлуқи билән оттура асиядики ханлиқларниң мунасивәтлири, қәшқәрийә дөлити билән османийә императорлуқи оттурисидики мунасивәтләр, японийиниң оттура асия сиясити, япон ‏- хитай уруши, япон - рус уруши вә бүйүк асиячилиқ қатарлиқ мәзмунлар сөзләнгән.

Японийиниң оттура асияға әвәткән тәтқиқатчилири, һәйәтлири вә разведка хадимлири. японийиниң оттура асияға йүзлиниш усуллири. японийиниң хитай мусулманларни күчләндүрүш минутлири. японийиниң шәрқий түркистанға әвәткән разведка хадимлири. японийиниң оттура асия сиясити дегәнгә охшаш темиларни өз ичигә алған.

300 Бәтлик бу китаб америка, әнглийә, японийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләрниң рәсмий дөләт архиплирини мәнбә қилип туруп йезилған.
Китабта японийиниң шәрқий түркистан һәққидә түзгән иш пиланлири һәққидә тохтилип мундақ йезилған: шәрқий түркистан мусаписи узун болсиму русийә, һиндистан вә тибәткә қошна болуши вә у районниң мусулман хәлқтин тәркиб тапқанлиқи җәһәттин японийә үчүн әһмийәткә игә йәрләрдин бири иди. Шәрқий түркистанни өз ичигә алған хитай җуғрапийисидә қурулмақчи болған японийә һөкүмранлиқи яки әң аздегәндә тәрәпсиз дөләтләр қурулса, русийә билән японийә оттурисида сепил болидиғанлиқи үчүн, уйәр русийиниң һуҗумлириға тақабил туруш җәһәттә муһим иди. японийиниң бу районға алақидар иш - пиланлири 1920 ‏- йилдин башлап шәкилләнгән.

Китабта йәнә, японийиниң шәрқий түркистанға әвәткән разведка хадимлири вә уларниң иш - паалийәтлири һәққидә тохтилип мундақ йезилған: ура кәйҗи исимлик япон хитайда ахбаратчилиқ билән шуғулланған. Оқуғучилиқ дәвридин башлап һәрбий тәлим алған. Русийиниң илгирилишини көзитиш үчүн уйғур дияриниң или шәһиригә әвәтилгән. Ура кәйҗи шу дәврдики илиниң һәрбий қомандани лю чинтаңниң һәрбий мәслиһәтчиси болушни мәқсәт қилған. Или шәһири шәрқий түркистанниң ғәрбий шимал тәрипигә җайлашқанлиқи вә ғәрбий түркистанға қошна болуши, японларниң бу йәргә диққитини тартишқа сәвәб болған. Ура бу йәрдә йәнә или, ақсу, қәшқәр вә шәрқий түркистанниң башқа шәһәрлиридики мусулманларниң, ламаларниң, хитайларниң вә башқа көчмән хәлқләрниң қатнаш васитилирини көзитишни мәқсәт қилған. Буниң сәвәблири әлвәттә еһтияҗ туюлғанда бу милләтләрни вә йолларни өз мәнпәәтлири үчүн қоллинишниң тәйярлиқини қилиш иди. Русийиниң шәрқий түркистандики һәрбий паалийәтлирини, русийиниң хитай сиясити, һиндистан, бирма вә тибәтниң чегра мудапиә қилиш күчи һәққидә мәлумат топлашму униң муһим вәзипилириниң бири иди. 1888 ‏- Йили 6 - айниң 18 - күни ура кәсипдашлири китамикадо, матсиҗиро вә кавара тсуноҗиролар билән йолға чиқип, фуҗишима такаһеку вә оя һәнҗабору билән учришиш үчүн ләнҗуға кәткән. У йәрдин ялғуз йолға чиқип илиға кәткән. Кейин урадин һечқандақ учур елинмиған. Шуниң билән японларниң тунҗи һәрикәт пилани мувәппәқийәт қазиналмиған. Уһара тәйчи вә һину тсуйоми исимлик икки разведка хадими ураға селиштурғанда мувәппәқийәтлик разведка вәзиписини өтигән вә мәқсәтлиригә йәткән. 1883 - Йили туғулған уһара 1902 ‏- йили хитайға барған вә дәсләптә хитайчә өгәнгән, өзигә юаң шаңчин дәп исим қойған. Икки йил һәрбий тәлим алған. 1906 ‏- Йили миң беши һину тсуйоми билән биргә шәнши, гәнсу вә шәрқий түркистанниң или қатарлиқ шәһәрлиригә барған. Миң беши һину тсуйоми йәкән, қәшқәр шәһәрлиригә барған вә у йәрдин һиндистанға кәткән. Илида қалған уһара у йәрдә 4 йил турған вә бу җәрянда или һәрбий академийисидә оқутқучи болған. Бу җәрянда шәрқий түркистанниң вәзийити һәққидә игилигән учур -мәлуматларни японийигә әвәтип чоң хизмәт көрсәткән.

Уһара 1911 ‏- йили ғәрбий түркистанға барған, ташкәнттә рус сақчилири тәрипидин 1912 - йили япон җасуси дәп қарилип тутқун қилинған. японийә әмәлдарлири хитайни васитә қилиш нәтиҗисидә, руслар уһарани 1913 ‏- йили қоюп бәргән. Уһара йәнә илиға қайтип кәлгән вә или шәһиридики хитай һәрбий әмәлдарниң баш мәслиһәтчиси болған. 1914 ‏- Йили японийигә чақиртилған, уһара японийигә елип барған оттура асияға алақидар хәритиләр, һөҗҗәтләр вә башқа архиплар япон армийисиниң уруш пиланлири үчүн пайдилиқ рол ойниған. Уһара 1916 ‏- йили японийидә өлгән.

panislamizmdin-buyuk-asiyaliqqa-385.jpg
Османийә султаниң шаһзадиси абдулкәрим әпәнди япон муһапизәтчилири билән биргә
RFA/Arslan

Ташибана җучу исимлик япон разведка хадими, 1910 ‏- йили қәшқәргә берип разведка вәзиписи өтигән, тибәт чегралириғичә берип мәлумат топлиған ташибана япон һәрбий истихбарати үчүн муһим пайдилиқ учурларни йәткүзгән. Сата кайсан исимлик разведка хадими 1904 ‏- йили манҗурийә вә моңғулийә йоли арқилиқ или шәһиригә кәлгән вә у йәрдә үч йил туруп шәрқий түркистанға алақидар муһим учурларни топлиған вә илгири японлар баралмиған йәрләргә берип учур топлап дөлитигә әвәткән. японлар йәнә, хитайдики мусулманларниң вәзийитини тиң ‏- тиңлаш үчүн нурғун кишини вәзипиләндүргән. 1922 ‏- Йили йәнә бир гуруппа япон генераллири һәрбий тәлим тәрбийә беришни мәқсәт қилип илиға кәлгән вә бир мәзгилдин кейин маддий қийинчилиқ сәвәбидин японға қайтип кәткән.

Китабта йәнә, японларниң шәрқий түркистандики паалийәтлири һәққидә толуқлима мәлумат берип мундақ йезилған: 1933 ‏- йили японлар үчүн муһим бир йил. Бу йилда шәрқий түркистандики вәзийәтни игиләшни баһанә қилип районға барған икки нәпәр япон әскири ләнҗуда қолға чүшкән вә хитай һәрбий әмәлдарлириниң ялап елип меңиши билән айропиланға олтурғузуп шәрқий түркистандин узақлаштурулған. японлар шәрқий түркистанлиқ мусулманларға йеқинчилиқ көрситиш мәқситидә, 250 нәпәр шәрқий түркистанлиқ оқуғучини токйодики охшимиған мәктәпләргә қобул қилған. Бу паалийәтлириниң тәсиридә шәрқий түркистанлиқларниң арисида русийә вә әнглийини дүшмән вә японийини дост көридиғанларниң сани көпәйгән.

Японийә у дәвридики османийә падишаһи султан 2 ‏- абдулһәмидниң нәвриси абдулкәрим әпәндини шәрқий түркистанда қурулуши пиланланған дөләтниң рәисликигә кәлтүрүшни пиланлиған.

Китабта йезилишичә, пәләстин намлиқ гезиттә хәвәр қилишичә, абдулкәрим әпәнди өзини японлар билән тонуштурған ахбаратчи муһсин чапаноғлу билән бирликтә 1932 ‏- йили7 ‏- айда манҗурийигә берип, у йәрдә үч нәпәр япон генерали билән учрашқан. 9 ‏- Айда икки япон генерали шәрқий түркистанға айропилан билән бериш үчүн йолға чиққан. Әмма, хитай әмәлдарлар буниңға тосқунлуқ қилған. Хитай һәптилик журнилиниң 1933 ‏- йили 9 ‏- айниң 23 ‏- күнидики санида, япон генералларниң бу һәрикитини, абдулкәрим әпәндиниң шәрқий түркистанға бериши үчүн дәсләпки тәйярлиқ хизмәтләр дәп билдүргән. Хитай һәптилик журнилиниң 1934 ‏- йили 5 ‏- айниң 5 ‏- күнидики санида, шу йили5 ‏- айниң башлирида абдулкәрим әпәндиниң шәрқий түркистанда қурулған ислам җумһурийитиниң баш министири сабит дамоллиға бир вәкил әвәткәнлики һәққидә хәвәр тарқитилған.

Абдулкәрим әпәнди, османийә падишаһи султан 2 ‏- абдулһәмидниң чоң оғли селим әпәндиниң нелупәр ханим исимлик аялидин 1906 ‏- йили туғулған. Галатасарай султан лисиисидә оқуған, кейин уруш давам қилғанлиқтин түркийидин айрилишқа мәҗбур болған вә дадиси билән шам, бийрутта яшиған. 1932 ‏- Йили һиндистанға барған. 1933 ‏- Йили японийидин кәлгән тәклипкә бинаән токйоға кәткән. Абдулкәрим әпәнди 1935 ‏- йили америкиға барған вә бир меһманханида шүбһилик бир шәкилдә өлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.