"Йипәк йоли үстидики ғерип дөләт шәрқий түркистан" намлиқ китаб нәшир қилинди


2007.01.11

ahsen-utku-kitab-150.jpg
Китабниң теши

Йеқинқи йиллардин бери түркийидә уйғур дияри вә уйғурлар һәққидики китаблар арқа -арқидин нәшир қилинмақта. Өткән ай аһсән утку ханим язған "йипәк йоли үстидики ғерип дөләт шәрқий түркистан" намлиқ китаб нәшир қилинди.

Китаб 4 бөлүмдин тәркиб тапқан болуп, биринҗи бөлүмдә уйғур дияри һәққидә омуми мәлуматлар, җуғрапийилик орни, иқтисади, дини, мәдәнийити һәққидики мәлуматлар берилгән. 2 - Бөлүмдә болса уйғур дияриниң тарихи, уйғур диярида қурулған дөләтләр, хитайларниң у йәрни бесивелиш тарихи вә ғоҗилар мәзгили һәққидә қисқичә мәлумат берилгәндин кейин шәрқий түркистан җумһурийәтлири темиси астида 1933- йили вә 1944-йилида қурулған икки җумһурийәтниң тарихи баян қилинған. 3 - Бөлүмдә шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндилири темиси баян қилинған болуп, дини бесим, пиланлиқ туғут, милли кәмситиш, маарип вә тил җәһәттики бесим, саяһәт әркинлики вә атом синақлири һәққидә мәлуматлар берилгән. 4 - Бөлүмдә шәрқий түркистанниң хәлқара мунасивәтләрдики орни йезилған болуп, хитай билән оттура асия түркий җумһурийәтлири оттурисидики мунасивәттә шәрқий түркистан, хитай- түркийә оттурисидики мунасивәттә шәрқий түркистан, хитай вә ғәрб дөләтлири оттурисида шәрқий түркистан вә чәтәлдики уйғурлар қатарлиқ темилар баян қилинған. Китабниң қошумчә қисмида әйса йүсүп алиптекин вә мәмәт имин буғраларниң һаяти аңлитилған. Китабниң әң ахирисида йәнә шәрқий түркистан милли истиқлал маршиниң толуқ текисти берилгән. Китабниң аптори аһсән утку ханим, бурун инсан һәқлири тәшкилатлирида вәзипә өтигән болуп, истанбул мармара университети хәлқара мунасивәтләр бөлүмидә докторлуқта оқуғандин кейин һазир саман йоли телевизийәсидә ишлимәктә.

Биз бу китаб һәққидә техиму әтраплиқ мәлумат елиш үчүн китабниң аптори аһсән утку ханим билән телефон зиярити елип бардуқ.

- Һөрмәтлик аһсән ханим, йипәк йолидики ғерип дөләт шәрқий түркистан намлиқ китабни йезиш пикри сиздә қандақ пәйда болған?

- Мән бу китабни язған вақтимда инсан һәқлири вәхпидә ишләватқан идим. Биз дунядики һәрқайси районлар һәққидә тәтқиқатлар елип бараттуқ. Мән шәрқий түркистан һәққидә бир тәтқиқат елип барған идим. Тунҗи инсан һәқлири доклатимни шәрқий түркистан һәққидә яздим. Мән бу доклатни йезиштин аввал шәрқий түркистан һәққидә бир нәрсә билмәйттим. Кейин шәрқий түркистан һәққидә бәзи мәлуматларни топлиғандин кейин наһайити тәсирләндим. Биз йәнә ислам җуғрапийиси һәққидә бир доклат тәйярлаватқан идуқ. Буниңда шәрқий түркистан қисминиң йезилишиниму мән үстүмгә алдим. Шәрқий түркистан түркийигә җуғрапийиви җәһәттин узақ болсиму, тил, тарих вә мәдәнийәт җәһәттин охшаш. Әмма түркийәдә анчә билинип кәтмигәчкә шәрқий түркистанни түркийидә тонутушқа бир төһпәм болсун дәп бу китабни йезишқа қарар бәрдим.

- Сиз уйғурларниң түркийидә анчә билинип кәтмәйдиғанлиқини дәп өттиңиз. Бундақ болушидики сәвәп немә сизчә?

-Буниң нурғун сәвәблири болуши мумкин. Мениң тунҗи болуп әқлимгә кәлгән сәвәб болса хитайниң дунядики нурғун дөләтләр билән қурған сияси, иқтисади, тиҗари мунасивәтлиридин болса керәк. Хитай билән болған тиҗари мунасивәтлиримизгә дәхли йәтмисун, дәп нурғун дөләтләр уйғур мәсилисигә йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлмәйватиду. Хитай йеқинқи йиллардин буян енергийигә игә болуш үчүн дуняниң нурғун дөләтлири билән йеқин мунасивәт орнитишқа тиришиватиду. Хитай билән мунасивити бар дөләтләр өз мәнпәәтини дәп шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлмәйватиду, дәп қараймән.

- Сиз китабта уйғур диярини наһайити әтраплиқ һалда баян қипсиз. Бу китабни йезип болғандин кейин уйғурлар вә уйғур дияри һәққидә қандақ чүшәнчиләргә игә болдиңиз?

- Мән у йәрниң унутулған бир земин икәнликини ойлидим. Чүнки, китабимдиму көргән болушиңиз мумкин. У земин нурғун мәдинийәтләргә саһибханлиқ қилған бир земин. Йипәк йолиниң үстигә җайлашқан. Түрк тарихида нурғун илим адәмлирини, алимларни йетиштүргән бир земин. Әпсуски, буни нурғун кишиләр билмәйду. Мән буларниң унутулғанлиқини ойлаймән. Әмма мән язған йипәк йолидики ғерип дөләт шәрқий түркистан намлиқ бу китабни, шәрқий түркистан тарихини вә мәдәнийитини вә бүгүнки әһвалини аңлитиш үчүн наһайити муһим бир әсәр дәп қараймән.

- Һөрмәтлик аһсән утку ханим, бу китабни йезиш җәрянида нимә қийинчилиқлар билән қаршилаштиңиз?

- Китабни йезиш җәрянида шәрқий түркистан һәққидики йеңи мәлуматларни тепишта қейинчилиққа учридим. Хитай һөкүмитиниң бесими түпәйлидин ташқириға мәлуматлар берилмәйдикән. Болупму, шәрқий түркистан һәққидә йеңи рәсим, көрүнүшләрни тепиш мумкин әмәс икән. Хәлқара хәвәр агентлиқлириниң бәргән хәвәрлириниң сиртида әтраплиқ мәлуматқа игә болуш наһайити қейин икән. Мәсилән, шәрқий түркистанниң нопуси һәққидиму һәр хил мәлуматлар бар икән. Бәзи мәнбәләрдә уйғур нопусини 8 милйон десә, бәзилиридә 20 милйон, йәнә бәзилиридә 35 милйон дәп йезилған икән. Қайсисиниң тоғра икәнликини билиш интайин қейин. Мән китабни йезиш җәрянида түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлиридинму ярдәм соридим. Һәтта улардиму шәрқий түркистан нопуси һәққидә ишәнчлик мәлумат йоқ икән.

- Оқурмәнләрниң китабқа болған қизиқиши қандақ?

-Мән бу китабниң көп сетилған китабларниң арисиға киришиниму ойлимиған идим. Чүнки, түркийидә қандақ китабларниң көп оқулидиғанлиқини билимән. Мениң мәқситим шәрқий түркистан мәсилисигә қизиқидиған кишиләргә бу мәсилини аңлитиш. Мәқситимгә йәттим дәп қараймән. яхши кетиватиду. Бундин кейинму шәрқий түркситан һәққидә тәтқиқат елип беришқа давам қилимән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.