'Йеңисарда деһқан болмақ тәс' шеириниң апториға кәлгән җазалар
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.25
2010.10.25
Оқурмәнлиримиз әвәткән 'йеңисарда деһқан болмақ тәс' намлиқ син - алғудин елинди.
Һеким сийит язған бу шеири сәвәбидинму йәнә бир қатар җазалашларға йолуққан. Йеңисар даирилири униң той - төкүнләрдә саз челишини чәклигән. Буниң билән һеким сийит өзиниң асаслиқ бир иқтисадий кирим мәнбәсидин айрилип қалған.
"Йеңисарда деһқан болмақ тәс" намлиқ шеирниң аптори һеким сийит мана бу шеири сәвәбидин бир қатар чәклимиләргә йолуққан. Йеңисар наһийилик һөкүмәт һеким сийитни тойға чақирмаслиқ һәққидә аммини агаһландурған. Бу йил ичидә хитай сақчилар уни нәччә қетимлап той сорунлиридин елип кәткән.
Бу йил 7 - айда йеңисар наһийисидә деһқан - чарвичиларниң сәнәт көрики өткүзүлгән. Һеким сийит сөгәт йезилиқ һөкүмәтниң тәшкиллишидики сәнәт өмикидә милләтләр иттипақлиқини мәдһийиләп номур тәйярлиған. У тәйярлиған номур амма арисида алқишқа еришкән болсиму, һөкүмәт хадимлириниң таллишидин өтмигән вә һеким сийит бу көрәккә қатнаштурулмиған.
Мәлум болушичә, һеким сийит нөвәттә йеңисарниң қишлақлиридики қирғиз чарвичиларниң той - төкүнлиридә саз челип, тирикчиликини давамлаштурмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.