Йеридин айрилған уйғур деһқанлириниң әһвали еғирлашмақта

Хитайда йеридин айрилған деһқанлар мәсилиси хитай җәмийитидики еғир иҗтимаий мәсилиләрниң биригә айланған болуп, түрлүк сәвәбләр түпәйлидин терилғу йәрлиридин айрилип, яқа юртларда сәрсанлиқта яшаватқан намрат ишләмчиләр көпәймәктә.
Мухбиримиз миһрибан
2010.01.05
Beyjingda-sergerdanliq-ichide-tijaret-qiliwatqan-Uyghurlar-305.jpg Сүрәт, www.tudou.com Да берилгән, уйғур тиҗарәтчиләрниң бейҗиңдики турмуши әкис әттүрүлгән филимдин көрүнүш.
www.tudou.com Дин елинди.

Бирнәччә йилдин буян бу намрат ишләмчиләр сепигә йәнә, әслидиму интайин аз болған терилғу йәрлиридин айрилип, җан беқиш үчүн үрүмчи қатарлиқ чоң шәһәрләрдә һәм хитай өлкилиридә сәргәрданлиқта яшаватқан намрат уйғур деһқанлириму қошулмақта.

Әркин асия радиосиниң бүгүнки хитайчә программисида дейилишичә, хитай һөкүмити 6 йилдин буян һәр йили 1 - айниң ахири 2 - айниң бешида 1 - номурлуқ һөҗҗәт дәп аталған, " деһқанлар турмушиға тәсир қиливатқан 3 мәсилә" намидики һөҗҗәтни чүшүридиған болуп, бу йил бу һөҗҗәт йиллардикидин балдур йәни йеңи йилниң тунҗи күнила елан қилинған. Бу һөҗҗәттә тәкитлиниватқан 3 мәсилә хитай җәмийитиниң санаәтлишиши, шәһәрлишиши, юқири бесимлиқ тәрәққиятидин ибарәт 3 хил өзгириши сәвәблик, деһқанларниң терилғу йәрлириниң завут - ширкәтләр, меһманхана - саяһәт орунлири қатарлиқ қурулушларға аҗритилип, йәрсиз деһқанларниң чоң шәһәрләргә җан беқиш үчүн сәрсан болуп еқип киришидин барлиққа кәлгән зор түркүмдики намрат сәргәрдан деһқан ишләмчилириниң турмушини орунлаштурушни мәқсәт қилған икән .

Хитай нопусиниң тәхминән 800~900 милйон нопусини игиләйдиған деһқанлар йәнила хитайдики әң намрат кишиләр топиға киридиған болуп, хитайда ислаһат елип бериливатқан 30 йилдин буян йеридин айрилип қалған деһқанларниң намратлишиш әһвали барғанчә еғирлашқан.

Хитайдики деһқанлар мәсилиси тәтқиқатчиси профессор җаң шингуаң әпәнди, бүгүн әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилғинида хитайдики намрат деһқанлар мәсилиси һәққидә тохтилип мундақ деди: "хитайниң бу йил 1 - январ күни елан қилинған 1 - номурлуқ һөҗҗитидә, шәһәр, йезиларниң тәң қәдәмлик тәрәққиятини қолға кәлтүрүш, деһқанлар турмушини капаләткә игә қилиш, деһқан пәрзәнтлириниң һәқсиз кәспи билим тәрбийиси елишиға капаләтлик қилиш қатарлиқ нуқтилар тәкитләнгән болсиму, лекин хитай һөкүмитиниң һазирқи шараитта бу пиланни әмәлгә ашуруши толиму мүшкүлдур. Сәвәби йеридин айрилип қалған деһқанлар һазир түркүм - түркүмләп шәһәрләргә еқип кирмәктә. Уларниң ичидә қилғудәк иш тапалиғанлириниң шәһәрләрдә өй иҗарә елип олтуруши, балилирини оқутуши, давалиниши қийин болуватиду, иш тапалмиғанлириниң әһвали болса техиму ечинишлиқ."

Һалбуки уйғур аптоном районида әслидиму интайин аз болған йәрлиридин айрилип үрүмчи қатарлиқ чоң шәһәрләрдә һәтта хитай өлкилиридики бейҗиң, гуаңҗу, шаңхәй, шиән қатарлиқ чоң шәһәрләрдә җан беқиш һәләкчиликидә сәрсан болуп йүргән деһқанларниң әһвали техиму еғир икән. Йеридин айрилип яқа юртларда сәрсанлиқта яшаватқан уйғур деһқанлири хитай өлкилиридә иш тепиш, өй иҗаригә елиш, балилирини оқутуш, давалиниш қатарлиқ җәһәтләтләрдила қийинчилиққа учраватқан болмастин, бәлки уйғур болғини үчүнла хитай пуқралири тәрипидин чәткә қеқилишқа, сақчилар тәрипидин гуманлиқ дәп тутқун қилинишқа,базар башқурғучилар тәрипидин" кинишкисиз, қанунсиз сода - сетиқ қилдиң" дәп азғина дәсмайилириниңму тартивелинишиға, меһманханиларда " шинҗаңлиқ" дәп кәмситилишкә учрап ятақта яталмаслиққа охшаш тәңсиз муамилиләргә учримақта.

Бүгүн Хитайда әң чоң кино тори һесаблинидиғантудоу тор бекитигә "шәрқий қовуқ" (доң җимин) намидики бир һөҗҗәтлик филим Қоюлған болуп, филимдә әслидики йәр - земинлиридин айрилип бейҗиңда әң төвән дәриҗидики турмуш шараитида яшаватқан бир қисим уйғурларниң намратчилиқ вә кәмситилиш ичидики турмуши әкс әттүрүлгән.

Филимдә бир нәччә уйғур өзлириниң бейҗиңда намратчилиқ ичидә тиришип - тирмишип яшаватқанлиқини баян қилған болуп, бир уйғур яш өзиниң юртида турмушини қамдаш имканийити болмай, бир нәврә акисини панаһ тартип бейҗиңға кәлгәнликини, әмма бейҗиңдики һаятиниңму еғир турмуш бесими ичидә давамлишиватқанлиқини баян қилиду.

Бейҗиңда уйғурлар үчүн иҗарә өй тепишниң толиму тәсликини, ички җәһәттин сақчиларниң "шинҗаңлиқларға өй берилмисун!" дегән буйруқи болғини үчүн бейҗиңлиқларниң уйғурларға өйлирини иҗаригә бериштин еһтият қилидиғанлиқини, һәтта илгири өйлирини иҗаригә бәргәнләрниңму һазир өйлирини қайтурувелишқа башлаватқанлиқини баян қилған бир уйғур өзлириниң әһвалиниң толиму еғирлиқини баян қилиду.

Юртлиридин айрилған уйғур деһқанлириниң әһвалиниң толиму тәсликини бейҗиңда кесәл көрситиш, оқуш шараитиниң шу қәдәр начар болушиға қаримай, өз юртлириға қайтип барса күн алмақниң техиму тәскә тохтайдиғанлиқини, шуңа чишини чишләп бу йәрдә қелип пул тепип өз юртиға кетишни ойлайдиғанлиқини, пул тапқандин кейин өзигә охшаш намрат деһқанларға ярдәмдә болушни ойлаватқанлиқини баян қилған бир деһқан өз йүрәк сөзини баян қилиду.

Қәдирлик оқурмәнләр, нөвәттә йәр - земинлиридин айрилип җан беқиш үчүн хитай өлкилиридә сәрсан болуп яшаватқан уйғур деһқанлириниң әһвали толиму еғир болуп, уларниң хитай деһқанлиридин пәрқи шу йәрдики, улар уйғур болғини үчүн хитай өлкилиридә хитай пуқралириниңла кәмситиши, чәткә қеқишиға учрап қалмастин, бәлки хитай өлкилиридики йәрлик даириләрниңму түрлүк кәмситиш сиясәтлиригә дуч кәлмәктә. Бейҗиңда тирикчилик ғемидә тирмишиватқан уйғурлар пәқәт уларниң әң аз бир қисмидинла ибарәт халас!

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 06, 2010 04:58 AM

Хитайдин пул алғандин көрә җенимиз билән көрәш қилип..... Йеримизни қайтуривалсақла, бундақ мәсилиләргә орун қалмайду.