Хитай һөкүмити оттуриға қойған йеңи йеза маарип сиясити қандақ иҗра қилиниватиду?


2006.01.12

Хитай һөкүмитиниң йеқинда оттуриға қойған йеза маарипи сияситидә, бундин кейин йеза мәктәплиридә оқуғучиларниң оқуш пули вә дәрслик китаб пулини бикар қилиш керәк дәп көрситилгән. Биз мәзкур сиясәтниң уйғур елидики йезиларда қандақ иҗра қилиниватқанлиқи һәққидә бир қисим зиялийларни вә шундақла йеза мәктәплирини зиярәт қилдуқ. Зияритимизни қобул қилған көп сандики зиялийлар хитай һөкүмитиниң йеза маарипи һәққидә бекиткән сияситиниң дегәндәк толуқ иҗра қилинишиға гуман билән қаримақта.

Селинған мәбләғ йәнила йетәрлик әмәс

Йеқинда йеза районидики маарип мәсилиси һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип барған һәмдә доклат елан қилған ху бей өлкисидики хитай зиялийси лю феййө тәкшүрүш җәрянида байқалған мәсилиләрни оттуриға қоюп " һазирқи әң муһим мәсилә йәнила мәбләғ мәсилиси. Мәркизи һөкүмәт вә өлкә дәриҗилик һөкүмәт орунлириниң йеза маарипиға салған мәблиғи йәнила наһайити аз дийәрлик" дәп билдүрди.

Йеқинда бейҗиңда нәшир қилинидиған гуаңмиң гезитидә елан қилинған мақалидә көрситилишичә, хитай һөкүмити 11 ‏- қетимлиқ бу 5 йиллиқ пиланида намрат йеза районлиридики 36 милйон оқуғучиниң оқуш вә китаб пулини көтүрүветиш керәк дәп көрсәткини билән, уларниң маарип хираҗити вә оқутуш түзүми қатарлиқ мәсилиләрни бир тәрәп қилишта қоллиниватқан чарә ‏- тәдбирлири йәнила үнүмлүк болмиған.

Радиомизниң зияритини қобул қилған хитайдики йеза маарипи һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип барған лю феййө хитайдики йеза маарипиниң йәнила интайин арқида қеливатқанлиқини болупму йеза мәктәплиридә ишләватқан оқутқучиларниң сапасиниң толиму төвән икәнликини мәлум қилди.

Бәзи пуллар көтүрүветилгән, бәзилири қошулған

Зияритимизни қобул қилған уйғур елиниң қәшқәр районидики бир деһқанниң мәлум қилишичә, хитай һөкүмитиниң йеза районлиридики оқуғучилардин оқуш вә китаб пули алмаслиқ қарари оттуриға қоюлғандин буян, мәзкур йезидики деһқан балилири һәқиқәтән һәқсиз оқуйдиған болуп, уларниң йүки илгирикидин көп йениклигән.

Зияритимизни қобул қилған қәшқәр йопурға йезисидики бир оқутқучи мәзкур йезидики оқуғучиларниң оқуш пули вә китаб пули көтүрүливетилгини билән, мәктәп орунлири оқуғучилардин башқа хил шәкилдә йәни "яндаш пули", "тапшуруқ пули" дәп аталған қошумчә оқутуш материял пули йиғидиғанлиқини ашкарилиған.

Канададики уйғур зиялийси муһәммәт тохти әпәнди хитай һөкүмитиниң йеза маарипи һәққидә бекиткән бу йеңи сияситиниң толуқ иҗра қилинишиға гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.