Уйғур деһқанлириниң кәнтләрдики “демократик сайлам” һәққидә дегәнлири

Хитай мәтбуатлирида деһқанларниң демократик усулда кәнт башлиқлирини сайлап чиқиватқанлиқи һәққидә хәвәрләр берилмәктә. Ундақта нөвәттә хитайда йезиларда һәқиқәтән демократик усулда кәнт башлиқи сайлаш омумлаштиму? уйғур йезилиридики кәнт башлиқи сайламлири қандақ елип бериливатиду?
Мухбиримиз меһрибан
2012.06.29


Уйғур аптоном район даирилири йеқинқи хәвәрлиридә, йезилардики тәрәққият һәққидә хәвәр берип, нөвәттә уйғур йезилирида демократик усулда кәнт башлиқи сайлаш, һәр бир кәнттә бирдин алий мәктәп түгәткән кәнт кадири болуш нишанини әмәлгә ашуруш йолға қоюлуватқанлиқини илгири сүргән иди.

Хитай мәтбуатлирида тәшвиқ қилиниватқан “кәнт башлиқини демократик сайлаш”, “һәр 3 йилда бир қетим кәнт башлиқи сайлими өткүзүш”, “һәр бир кәнттә бирдин алий мәктәп сәвийисидики кәнт кадири болуш” қатарлиқ хәвәрләргә ниспәтән, уйғур деһқанлири инкас қайтуруп, “кәнт башлиқини демократик усулда сайлап чиқиш”, “кәнт кадирлири алий мәктәп сәвийисидә болуш” дегән бу аталғуларни пәқәтла теливизор һәм гезитләрдики хәвәрләрдила аңлайдиғанлиқини тәкитләп, уйғур йезилирида техи демократик сайламлар елип берилмиғанлиқини илгири сүрди.

Хотән һәм или қатарлиқ юртлардин зияритимизни қобул қилған уйғур деһқанлириниң билдүрүшичә, улар турушлуқ йезиларда “кәнт башлиқини демократик сайлаш” дегән гәпни аңлиған болсиму, әмма йезилардики кәнт партком секритари, кәнт башлиқи қатарлиқ кәнт кадирлириниң йезилиқ һөкүмәт тәрипидин бәлгиләнгән кадирлар яки йезилиқ һөкүмәттикиләрниң тәшәббуси билән деһқанлар рәсмийәт үчүнла беләт ташлап, аваз бериш арқилиқ сайлинидиғанлиқини баян қилди.

Хотән наһийисигә қарашлиқ мәлум йезидин зияритимизни қобул қилған бир деһқан, уларниң кәнтидә техи алий мәктәп сәвийисидики кәнт кадириниң йоқлуқини, кәнт башлиқиниңму бундин он нәччә йил илгири йезилиқ һөкүмәт тәрипидин бәлгиләнгән әйни киши икәнликини билдүрүп, уларниң кәнтидики деһқанларниң йеқинқи 10 йил ичидә кәнт башлиқи сайлими елип бармиғанлиқини баян қилди.

Или дияриридин зияритимизни қбул қилған уйғур деһқанлири, 80 - йилларниң ахирқи мәзгиллиридин башлап, йезиларда “һәр 3 йилда бир қетим кәнт башлиқи сайлими өткүзүш” түзүми йолға қоюлған болсиму, әмма кәнт башлиқлири намзатиниң йезилиқ һөкүмәт тәрипидин көрситилип, деһқанларниң уларға аваз бериш шәклидә кәнт башлиқи сайлинип чиқилидиғанлиқини билдүрди.

Ғулҗа шәһири әтрапидики мәлум йезидин зияритимизни қобул қилған бир деһқан, өз кәнтидә кәнт башлиқи сайлиминиң сода характерини алғанлиқини илгири сүрүп, бу йил уларниң кәнтидә елип берилған кәнт башлиқи сайлимида, илгирики йиллардики сабиқ кәнт секритариниң, йезилиқ һөкүмәттики бир қисим кадирлар һәм шу кәнттики өз йеқинлириға кала, қой, йәр қатарлиқларни тәқсим қилип беридиғанлиқини вәдә қилиш арқилиқ йәнә қайтидин кәнт башлиқи болуп сайланғанлиқини баян қилди.

Хотәндин зияритимизни қобул қилған бу деһқан йәнә, уларниң кәнтидики кәнт башлиқиниң деһқанларни һашарға һайдаш, җәриманә елиш қатарлиқ ишларда хизмәт көрситип кәлгини үчүн, кәнт кадирлири билимлик болуш тәшәббус қилиниватқан мушу күнләрдиму, деһқанларни қорқутуш билән нам чиқарған бу кишиниң йәнила кәнт башлиқлиқ вәзиписидә туруватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.