Хитайниң 'йиңнә вәқәси пәйда қилғучиларни тутуп сақчиға тапшуруш' тоғрисидики чақириқи тәнқидкә учриди

Уйғур елида йиңнә вәқәси йүз берип, үрүмчидики хитайларниң 4 ‏- вә 5 ‏- синтәбирдики намайишини кәлтүрүп чиқарған вә намайишчиларниң уйғурларға һуҗум қилиш вәқәлири йүз бәргән иди. Шуниңдин кейин "шинҗаң җ х назарити " уқтуруш чиқирип, пуқралардин йиңнә вәқәси пәйда қилған гумандарларни көргән йәрдә тутуп, җ х органлириға тапшуруп беришни тәләп қилған.
Мухбиримиз әркин
2009.09.17
Wang-lechuan-xitay-namayishchilar-bieln305.jpg Сүрәттә, ваң лечүән, 4 - сентәбир үрүмчи көчилирида алдиға кәлгән уйғурни уруп йариландуруп вә нурғунлирини үлтүрүп, намайиш қилип хитай һөкүмитидин уйғур "террористлар"ни қаттиқ җазалап беришни тәләп қилип кәлгән хитай намайишчиларға сөз қиливатқан көрүнүш.
Youtube.com Дин елинди.

Җ х назаритиниң бу уқтуруши талаш - тартиш қозғап, бәзи өктичиләрниң тәнқидигә учриди.

"Шинҗаң җ х назарити " йеқинда җәмийәткә уқтуруш елан қилип, авам пуқраларниң җ х органлириниң қанунни иҗра қилишиға маслишиш мәсулийити барлиқини, пуқраларниң йиңнә селиш вәқәси пәйда қилғучи гумандарларни байқиса дәрһал тутуп җ х органлириға тапшуруп беришини тәләп қилған.

Җ х назаритиниң бу уқтуруши уйғур елида хитайлар билән уйғурлар арисидики миллий зиддийәт өткүрлишип, наһайити хәтәрлик бир әһвалда туруватқан назук мәзгилдә елан қилинған иди. Хитай мәтбуатлиридики йиңнә вәқәсигә даир хәвәрләр синтәбирниң башлирида хитай көчмәнлириниң үрүмчидә намайиш қилип, уйғурларға һуҗум қилишини, уйғурларда өлүм - йитим вәқәлириниң йүз беришини кәлтүрүп чиқарған иди.

Җ х назаритиниң бу елани хитайниң мәмликәт ичи вә сиртидики бәзи кәспи хадимлар вә өктичи затлар арисида охшимиған инкас қозғиған болуп, бәзиләр бу еланни хитай қанунидики мәвҗүт бәлгилимиләргә хилап әмәс, дәп қариса, йәнә бәзиләр бу елан уйғур билән хитайлар арисидики тоқунушни күчәйтиш ролини ойнайду, дәп тәнқид қилмақта.

"Көзитиш " журнилиниң баш муһәррири чен күйде әпәнди болса америкидики хитай өктичи затлириниң биридур. У, җ х назаритиниң мәзкур уқтурушини қанунға хилап һәрикәт, дәп әйибләп, бу "мәдәнийәт инқилаби дәвриниң услуби" икәнликини билдүрди.

Чен куйде: "бу қанун - түзүмгә хилап бир һәрикәт. Аммиға, адәттики қанун хадими болмиған кишиләргә тайинип қанунни иҗира қилиш һазирқи заман қанун җәмийити йол қоймайдиған қанунсизлиқтур. Әгәр бу түрдики һәрикәтләр кеңийип кәтсә, бу мәдәнийәт инқилаби дәвридики аммиви диктатура вәзийитини шәкилләндүриду. Бу дегәнлик қанун еңи болмиған аммиви һессият вә мәлум идеологийилик аңға тайинип дүшмән күчләргә қарши туруш, җүмлидин синипи дүшмән яки бөлгүнчи күчләр дәп аталған пуқраларға қарши турулса, бу қанун - түзүмгә пүтүнләй хилап қилмиш дегәнликтур. Бу әһвални қобул қилғили болмайду. Биз мәдәнийәт инқилаби дәвридики усулларға чекинип кәтсәк болмайду" дәп көрсәтти.

Уйғур аптоном райони җ х назарити йәкшәнбә күни йиңнә вәқәсигә мунасивәтлик 75 кишиниң қолға елинғанлиқини елан қилди. Хитай җ х министири мең җйәнҗу илгири йиңнә вәқәсини "бөлгүнчиләрниң һәрикити" дәп елан қилип, буниң "иҗтимаий сарасим пәйда қилишни мәқсәт қилғанлиқи"ни илгири сүргән.

Йиңнә вәқәси хитай көчмәнлириниң үрүмчидә кәң көләмлик намайиш қилип, уйғур аптоном райони партком секритари ваң лечүәнниң истипа беришини тәләп қилишиға сәвәбчи болған иди.

Лекин дуня уйғур қурултийи хитай даирилириниң йиңнә вәқәсини уйғурларни бастуруштики баһанә қиливалғанлиқини, бу вәқәни бәзи хитай пуқралири төләм пули үндүрүвелиш ғәризидә пәйда қилип, уйғурларға артип қойғанлиқини билдүргән иди.

"Көзитиш" журнилидики чен куйде әпәнди болса, әгәр даириләр бу усулни қолланса районда милләтләр арисидики зиддийәт илгирилигән һалда чоңқурлап, йиғиштурвалғили болмайдиған ақивәтләрниң келип чиқишиға сәвәб болидиғанлиқини агаһландурди. У мундақ дәйду": әгәр даириләр аммиви диктатура яки хәлқ қозғилиңиға тайинип мәсилини һәл қилмақчи болса, пуқралар арисидики ихтилапни қанун оргини һәл қилмай, пуқраларни өз ‏- ара күрәшкә қоюп бәрсә, бу йиғиштурувалғили болмайдиған вәзийәтни пәйда қилиду."

Лекин хитай чоң қуруқлуқидики бәзи адвокатлар болса "хитай җинайи ишлар қанунида авам хәлқниң җинайәт гумандарлирини җ х даирилиригә, сот вә тәптиш органлириға яллап апириш һоқуқи барлиқи," пуқраларниң гумандарларни әдлийә органлириға яллап апириш әһвали хитайда көп учрайдиған адәттики мәсилә һесаблинидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

"Көзитиш" журнилидики чен куйде әпәнди гумандарларни тутуш, сақчиға яллап апириш әдлийә органлириниң вәзиписи икәнликини, алий даириләрниң нөвәттики әһвалда бәзи нигизлик қарарларни елиши керәкликини билдүрди. У " нөвәттә икки милләт арисидики зиддийәт наһайити кәскин әһвалда туруватиду. Бу әһвалда алий даириләр шинҗаңдики мәсилигә қарита бәзи нигизлик қарарларни чиқириши вә уни бир тәрәп қилиши керәк. Болупму шинҗаңдики юқири дәриҗилик даириләрниң мәсулийитини башқиларға дөңгимәслики керәк, уларниң бу вәқәдә баш тартип болмайдиған мәсулийити бар. Улар узундин бери мәсилә терип, вәзийәтни еғирлаштурувәтти" дәйду.

Чен куйде, уйғурлар билән хитайларниң арисидики мунасивәтни юмшитишқа узун вақит кетидиғанлиқини, лекин нөвәттики әһвалда елишқа тегишлик бәзи җиддий тәдбиләрни елип, һәр икки милләткә баравәр муамилә қилиш керәкликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.