' Қәйәрдә зулум болса шу йәрдә қаршилиқ болиду '
Мухбиримиз миһрибан
2009.07.30
2009.07.30
www.msnbc.msn.com Дин елинди. Сүрәт AP агентлиғиниң.
Радийомиз уйғур бөлүми Йеқинқи йилларда уйғур елидин игилигән әһвалларла, уйғур ели вәзийитиниң хитай дегинидәк ундақ тич, инақ - иттипақ, баяшат әмәсликини, уйғур хәлқиниң шунчә байлиққа игә туруқлуқ намратлиқ, ишсизлиқ ичидә, тирикчилик ғемидә әң төвән һаләттики турмуш сәвийисидә яшаватқанлиқни, уйғур хәлқи учраватқан түрлүк бесимларниң уйғур хәлқини тиналмас һаләткә кәлтүрүп қойғанлиқини, һәқиқий әһвалниң хитай тәшвиқ қилғинидәк уйғурлар баравәр қанун астида,диний етиқат әркинликигә, миллий тил - йезиқ, оруп - адәт әркинликидин бәһримән болған асаста әмәс бәлки еғир зулум вә бесим ичидә яшаватқанлиқини көрситип турупту.
Гуаңдуңдики шавгүән оюнчуқ завутидики уйғур ишчилириниң хитай ишчилири тәрипидин наһәқ уруп өлтүрүлүш вәқәсила әмәс, пәқәт бу йил 6 - 7 - ай мәзгилидила истансимизниң уйғур болуми игилигән, йәкәндики мәмәт турсун ташниң сақчиханида сорақ җәрянида уруп өлтүүрүлүш вәқәси, йәкәндә йүз бәргән башланғуч мәктәптики нарәсидә оқуғучиларға хитай оқутқучиниң җинсий пәскәшлик қилиш қилмиши, йәрлириниң мәҗбури тартивелинип хитай көчмәнлиригә парник қилип бериветилгән уйғур деһқанлириниң дәрди... Қатарлиқ мәсилиләрниң өзила уйғур елидики зулум вә тәңсизликниң чекигә йәткәнликини испатлап турупту. Қени биз шикайәт қилған уйғурларниң садасиға қулақ селип бақайли.
Бу йил 6 - айниң 24 - күни зияритимизни қобул қилған бир пешқәдәм оқутқучи бу күнләрдики уйғурлар учраватқан тәңсизликләр һәққидә оз һәсритини мундақ баян қилған иди: "буларниң дини өзигә тоғра, муқимлиқни қоғдаш дәп һәммини қалаймиқанлаштуруп байлиқлиримизни булап чиқип кетиватиду. Бундақ ишларниң қайси бирини дәп түгәткили болсун. Һазир қизлиримиз җан беқиш үчүн һәммә ишни қилишқа мәҗбур болуватиду. Һазир улар уйғурларни өлүм гирдабиға иттириватиду."
7 - Айниң 4 - күни зияритимизни қобул қилған бир оқутқучи, пәқәт җүмә күндики бир қетимлиқ намазға қатнишип қойғанлиқи үчүн дәрс өтүштин тохтитип қоюлғиниға болған һәйранлиқини мундақ ипадилигән иди: "җүмә намизиға кирипсән бу хата иш деди, бу я қанунсиз диний паалийәт әмәс иди, мени тәкшүрүш яздурди, арқидинла дәрс өтүштин тохтитип қоюшти."
Йезиларда уйғур деһқанлириниң йери тартивелинип, бу мунбәт йәрләрниң хитай көчмәнлиригә бериветилгәнлики сәвәбидин тирикчилик мәнбәси үзүп ташланған деһқан ана өз наразилиқини мундақ баян қилған иди: "мунбәт бағлиримизни йәнә 25 йиллиқ тохтими бар туруқлуқ тартивелип, ичкиридин кәлгән хитай көчмәнлиригә бәргүчә өзимизгә қалдурса болмамду? бир йиллиқ тохтам түзгән хитайниң тохтамни бузалмайватиду. Әмма бизниң түзгән тохтамимизни бузмақчи болуватиду. Һөкүмәтниң сиясити бизгила қаритилғанмикән? мән яшинип қалдим, қорқушум йоқ дәймән бу һәқсизликни."
Уйғурлар топлишип олтурақлашқан йезилардики бағларниң хитай көчмәнлиригә сетип берилип, бу җайларға бәзмиханиларниң селинип, уйғурларниң диний етиқади, миллий өрүп - адитиниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини баян қилған бир уйғур деһқан өз һәсрити вә қайғусини мундақ ипадилигән иди: " аңлисақ бу бағларни деһқанлардин тартивелип, ичкиридин кәлгән хитайлар бу йәргә һор мунчисиға охшаш бәзмиханиларни салмақчи икән, бу йәр 300 йиллиқ қәдимий юрт иди, әмма һазир бу юртниң пәркайи учай дәватиду."
Уйғур тилидики мәктәпләрниң мәҗбури һалда қош тиллиқ мәктәпләргә өзгәртилип, балиларниң ана тил маарипи вә уйғур өрүп - адәт тәрбийисидин мәһрум қалғанлиқи, йезилардики уйғур толуқ оттура мәктәп синиплири мәҗбури тақилип, оқушсиз қалған балиларниң чиқиш йоли тапалмайватқанлиқи, яшларниң ишсизлиқ мәсилиси җәмийәт үчүн еғир бесим болуватқанлиқини баян қилған бир уйғур маарипчиси өз наразилиқини мундақ ипадилигән иди: "9 ни пүттүргән балилиримиз, толуқ оттура мәктәп тәрбийиси елиш имканийити йоқ җәмийәткә чиқип кетишкә мәҗбур болуватиду, бу аилигила әмәс җәмийәткиму еғир бесим болди. Ишсизлиқ елип кәлгән түрлүк ақивәтләр җәмийәт аманлиқиғиму еғир тәсир йәткүзүватиду."
Хитай һөкүмитиниң түрлүк бесимлириға нарази болғанлиқи сәвәбидин хитай түрмилиригә көп қетим ташланған бир уйғур хәлқарадики инсан һәқлири җәмийәтлириниң келип, уйғурларниң өз вәтинидә туруқлуқ учраватқан бу зулумлирини өз көзи билән көрүп, һәқиқий әһвални дуняға җакарлишини арзу қилип мундақ дегән иди: "бу йәрдә уруш болмай туруп өлгән адәмлиримизниң сани күрмиң, түрмиләргә кирип кетип, дерәксиз йоқалған адәмлиримизму нурғун.Дейишкә тегишлик ишларни хәлқараға җакарлаш керәк.Хәлқара тәкшүрүш өмики бу йәргә келиши һәқиқий әһвални өз көзи билән көрүши керәк иди.Дәрд тартиватқан уйғурларниң әһвалини көрүши керәк, хәлқара тәкшүргүчиләр кәлсун, биз уларға һәммини дәймиз..."
Биз хитайниң бу 60 йилдин буян уйғур хәлқи үстидин йүргүзүватқан қаттиқ қол сиясити сәвәбидин "үрүмчи 5 - июл вәқәси"ниң келип чиққанлиқ һәққидики программимизниң давамини кейинки аңлитишлиримизда давамлиқ беримиз.