3-Нөвәтлик “миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ курси” ахирлашти
2019.10.08
Әгә университети профессори алимҗан инайәт әпәнди 3-нөвәтлик “миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ курси” ни пүттүргән оқуғучиларға диплом тарқатти. 2019-Йили 6-өктәбир, түркийә.
3-Нөвәтлик “миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ курси” түркийәниң истанбул шәһиридә ечилди. Мәркизи истанбулда турушлуқ уйғур академийәси тәрипидин уюштурулған икки күн давамлашқан курсқа түркийәниң һәр қайси университетлирида магистирлиқ, докторлуқ вә толуқ курста оқуватқан 17 уйғур оқуғучи қатнашқан болуп, буларға миллий мәпкурә, тәшкилатчилиқ вә башқа бәзи темиларда лексийә сөзләнгән. Мәзкур лексийә ахирлашқандин кейин у темилар бойичә музакирә елип берилған. 5-6-Өктәбир күнлири өткүзүлгән миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ мавзулуқ курс ахирлашқандин кейин курс әһлигә диплом тарқитип берилгән. Курста измирдики әгә университети профессори алимҗан инайәт әпәнди “миллий мәпкурә тоғрисида”, истанбулдики арәл университети оқутқучиси шәвкәт насир әпәнди “хитайниң тәшвиқат сиясити тоғрисида”, мустәқил тәтқиқатчи доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди “хитайниң һәқиқий ич йүзини тонушниң шәрқий түркистан дәвасидики әһмийити”, аблимит қарахан әпәнди “тәшкилат вә тәшкилатчилиқ” бәйкәнт университети оқутқучиси мәғпирәт камал ханим “түркийә вә түркләрни тонуш” темилирида доклат бәрди. Биз курс һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн курсни уюштурған уйғур академийәси рәиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди, иҗраийә рәиси аблимит қарахан әпәнди вә бәзи курс әһли билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Аблимит қарахан әпәнди миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ курсини ечиштики мәқсәт вә музакирә берилгән лексийәләр вә музакирә қилинған темилар тоғрисида мәлумат бәрди.
Алимҗан инайәт әпәнди уйғур академийәси болуш сүпити билән 3-қетим бундақ бир курс өткүзгәнликини, түркийәдики уйғур яшларниң өзара тонушуши, өзара чүшиниши вә мәпкурә бирлики пәйда қилиши үчүн пайдилиқ болуватқанлиқини баян қилди. Аблимит қарахан әпәнди бурун уйғур яшлириниң паалийәтләргә қатнашмайдиғанлиқини, кейинки йилларда уйғур дияриниң вәзийитиниң еғирлишишиға, бу хил курсларниң көпийишигә әгишип уйғур яшлириниң дәваға актип қатнишишқа башлиғанлиқини баян қилди. Курсқа қатнашқан университет оқуғучиси тохти нияз әпәнди курсниң өзи үчүн наһайити пайдилиқ болғанлиқини ейтти.
Уйғур академийәси 2019-йили 4-вә 7-айларда икки қетим “миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ темисида курс ечип җәмий 41 яшни тәрбийәлигән.









