36 Секунтлуқ тәшвиқат филимиға йошурунған сиясий ғәрәз: еритиш вә өзигә сиңдүрүветиш

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2025.01.15
xinjiang-dada-shinjang-chong-1024 “бу йәрдә деңиз йоқ, әмма чәксиз муһәббәт бар: шинҗаңниң қәшқәргә саяһәткә келиң” намлиқ тәшвиқат филиминиң екран кәсмиси
xj.chinanews.com.cn

2025-Йили кириши билән тәң, хитай һөкүмитиниң тәшвиқат машинилири уйғурларниң тарихий мәдәнийәт бөшүки болған қәшқәр шәһири һәққидә мәхсус нахша-уссуллуқ тәшвиқат филимлирини ишләп, хитай өлкилиридин саяһәтчиләрни җәлп қиливатқанлиқи мәлум. Йеқинда хитай таратқулири базарға салған “бу йәрдә деңиз йоқ, әмма чәксиз муһәббәт бар: шинҗаңниң қәшқәргә саяһәткә келиң” намлиқ тәшвиқат филими дәл шуниң бир җүмлисидиндур.

Хитайниң “давҗуңхуа” (道中华) намлиқ иҗтимаий таратқу суписида тәшвиқ қилиниватқан бу тәшвиқат филимида, бир топ уйғур вә хитай қиз-йигитлири ғәлитә шәкилдики һәм уссулға һәм башқа һәрикәтләргә охшимайдиған бәдән һәрикити билән хитайчә “дада” (大大) дегән нахшини ейтип, “шинҗаң бүйүк земин” дегәндәк сиясий мәдһийәләрни базарға салған.

Бир мәзгил қәшқәрдә яшап, илмий тәтқиқат елип барған, нөвәттә германийәдә туруватқан мәдәнийәт инсаншунаслиқи пәнлириниң доктори, уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне ситенберг (Rune Stenberg) мәзкур филимни көргәндин кейинки қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Доктор руне ситенберг йәнә бу филимдики уйғур қиз-йигитлириниң хитайниң бу хилдики тәшвиқат филимлирида “рол елиши” ниң сәвәблири һәққидә тохтилип өтти.

Уйғур академийәси вәхписиниң сабиқ рәиси доктор мәғпирәт камал ханимниң қаришичә, хитайниң “шинҗаң яхши җай” намида җиддий шәкилдә елип бериватқан бу хилдики тәшвиқат һәрикәтлири, маһийәттә уларниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқини давамлаштуруш вә ассимилятсийә сияситини даимлаштурушиниң бир дәлили икән.

 У йәнә хитайниң бу хилдики тәшвиқат һәрикәтлириниң хитай һөкүмити нөвәттә йүргүзүватқан “шинҗаң сиясити” билән бир биригә җипсилишидиғанлиқини, униң милләтләр арисидики “пәрқ” вә “алаһидилик” ни чәткә қеқип, аталмиш “җуңхуа миллити” гәвдисигә қошулуп кетишни тәшәббус қилидиғанлиқини, шундақла уйғур мәдәнийитини йилтизидин йоқитишни мәқсәт қилидиғанлиқини тәкитләп өтти.

Нөвәттә хитай базарға салған бу 36 секунтлуқ нахша-уссуллуқ тәшвиқат филими “хитай хәвәрләр тори”, X тики “хитай кишилик һоқуқи” суписи, ютуб вә хитайниң башқа иҗтимаий таратқу супилирида кәң тарқалмақта.

Доктор руне ситенбергниң қаришичә, бу қисқа филим уйғур қиз-йигитлириниң нахша-уссуллири вә хитайчә кийингән қияпәтлири арқилиқ, хитайниң “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” тәшвиқатиға маслашқан, шундақла “шинҗаң әзәлдин хитайниң бир қисми” дегән сиясий тәшвиқат үчүн хизмәт қилған.

Доктор мәғпирәт камалму бу филимда уйғур қиз-йигитлирини хитайчә кийиндүрүш вә хитайчә нахша ейтқузуш арқилиқ, аталмиш “җуңхуа мәдәнийити” ни омумлаштурушни көзлигәнлики, бу филимниң арқисиға чоңқур сиясий ғәрәзниң йошурунғанлиқини билдүрди.

Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, “бу йәрдә деңиз йоқ, әмма чәксиз муһәббәт бар: шинҗаң қәшқәргә саяһәткә келиң” намлиқ бу нахша-уссуллуқ тәшвиқат филими бир тәрәптин хитай һөкүмитиниң “шинҗаңниң образини яхшилаш” истратегийәси үчүн хизмәт қилса; йәнә бир тәрәптин, хитайниң райондики уйғурларни ассимилятсийә вә еритиш арқилиқ хитайниң гәвдисигә қошуветиштин ибарәт сиясий ғәризи үчүн хизмәт қилидиғанлиқини тәкитләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.