“хитайниң он йили. Шинҗаң” темисидики тәтүр тәшвиқатта “уйғурларға диний әркинлик берилди” дейилгән
2022.08.31

8-Айниң 27-күни уйғур аптоном районлуқ партком уюштурған “хитайниң он йили: шинҗаң” дегән темидики ахбарат елан қилиш йиғинида, аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй, муавин секретари, тәшвиқат бөлүминиң башлиқи җаң чүнлин қатарлиқлар мухбирларниң соалиға җаваб берип, “шинҗаңда диний етиқад әркинлики сиясити толуқ изчиллаштурулди, нормал диний паалийәтләр қануний капаләткә игә болди, пуқраларниң диний етиқад әркинлики һоқуқи капаләткә игә болди” дегән.
Америкадики сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәндиниң қаршичә, хитай һөкүмити 20 йилдин буян уйғур қатарлиқ милләтләргә “диний әсәбийлик” қалпиқини кийдүрүп, “террорчиларға зәрбә бериватимиз” дегән баһанә билән хәлқараниң көзини бояп, бир яқтин мәсчитләрни чеқип, қуранни көйдүрүп, хәлқни тутуп солап миллий қирғинчилиқ йүргүзүватқан болушиға қаримай, бүгүнки күндә өз мухбирлирини топлап, өз ялған тәшвиқатини давамлаштурған. Сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәнди хитайниң юқириқи җинайәтлириниң аллиқачан дуняға паш болуп кәткәнликини, һечкимниң уни инкар қилалмайдиғанлиқини билдүрди.
Бу йил 6-айниң 2-күни, америка ташқи ишлар министири антони билинкен 2021-йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклатини елан қилиш йиғинида сөз қилип, хитайниң 2017-йилдин башлап уйғур вә башқа мусулманларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүшни синақ қилғанлиқи, милйондин артуқ инсанни лагерға солап, меңисини ююп, мәсчитлирини вәйран қилғанлиқини оттуриға қойғаниди. Америка хәлқара диний әркинлик әлчиси рашад һүсәйинму бүгүнки дуняда икки дөләтниң, йәни хитай билән бирминиң өз хәлқигә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини, хитайниң юқири техникилиқ тәқиб-назарәт системисини қоллинип, уйғур вә башқа мусулманларни түрмә-лагерларда қийнап, ата-ана билән балилирини айриветип, инсанийәткә қарши еғир җинайәт өткүзүватқанлиқини қаттиқ әйиблигәниди.
Җаң чүнлинниң бу ахбарат йиғинида қилған “һәр милләтниң етиқад әркинлики бар, динға ишиниш-ишәнмәслик яки қайси динни таллаш һоқуқи өзигә мәнсуп” дегәндәк гәплири хитай компартийәсиниң дин сияситидә тола тәкрарлинидиған қуруқ гәпләр болуп, әмәлийәттә ши җинпиң һоқуқ тутқандин кейин хитай компартийәси идеологийә саһәсидә һакиммутләқ орунға өтүп, диний әқидиләр униңға бойсунидиған болуп қалған. Йәни етиқадчилар өзиниң муқәддәс әмри-мәруплирини компартийәниң пәрманлириға уйғунлаштурушқа мәҗбур болған.
Җаң чүнлин йәнә “етиқадчилар өзиниң диний паалийәт сорунлирида вә өйлиридә нормал диний паалийәтләрни қилалайду” дегән; әмәлийәттә хитай һөкүмити уйғур районида нәччә миңлиған мәсчитләрни чеқип яки қулуплап, амминиң өйигә хитай кадирларни қоюп уларниң барлиқ диний паалийәтлирини чәклигән. Уйғур мусулманлириниң диний ибадәт ишлири һазир тамамән хитай һөкүмитиниң назарити вә контроллуқи астида болуп, мәсчитләрниму тәшвиқат үчүн лазим болғанда ачқан, болмиса тақиған.
Җаң чүнлинниң тәшвиқатичә, хитай һөкүмити 10 йил мабәйнидә диний китабларни уйғурчә, қазақчә, қирғизчә тәрҗимә қилдуруп нәшр қилған; мәсчит, бутхана, черкавларниң шараитини яхшилиған. Һалбуки, ишлар дәл буниң әксичә болуп, хитай һөкүмитиниң қуран қатарлиқ диний китабларни йиғип көйдүргәнлики, нәччә миңлиған мәсчитләрни чаққанлиқи хәлқара мәтбуат вә аммиви таратқуларда көрситилгәниди.
Җаң чүнлинниң тонуштурушиға қариғанда, хитай һөкүмити 10 йилдин бери ислам дини хадимлирини тәрбийәләшкә әһмийәт бәргән. 2017-Йил 200 милйон йүән аҗритип, шинҗаң ислам дини институтиниң йеңи оқутуш районини қурған; андин или, санҗи, турпан, хотән қатарлиқ 8 җайда униң тармақ институтини қуруп, “бир мәркәз көп тармақлиқ диний маарип системиси” шәкилләндүргән. Хитай һөкүмити бу йәрдә “диний хадимларни нуқтилиқ, пиланлиқ, қаратмилиқ тәрбийәләш принсипи” бойичә тәрбийәләп ишқа салидикән.
Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси турғунҗан алавидин әпәнди хитайниң он йилдин бери бу тәшвиқатта дегән ишлириниң тамамән әксини қилғанлиқини баян қилди.
Шинҗаң ислам институтиниң сабиқ мудири, мәшһур диний алим муһәммәд салиһ дамолла һаҗи 2018-йилниң бешида хитайниң “тәрбийәләш мәркизи” дәп ативалған лагерида вапат болғаниди, униңдин кейинму мәзкур институтниң мудәррислири бир-бирләп лагерларға елип кетилгәнлики һәққидә хәвәрләр тарқалған. Турғунҗан алавидинниң билдүрүшичә, 10 йил бурунла “хитай моллиси” абдурәқип төмүр ниязниң қолиға қалған шинҗаң ислам институти һазир алий диний билим юрти әмәс, бәлки ши җинпиңниң “ислам динини хитайчилаштуруш” сиясити үчүн хизмәт қилидиған, шундақла мусулманлар дунясиниң көзини бояш үчүн тикләп қоюлған бир тәшвиқат орнидин ибарәт, халас.
Бу ахбарат елан қилиш йиғинида ма шиңрүй “ислам динини хитайчилаштуруш” сияситидә чиң туруп келиватқанлиқини ейтқан. Җаң чүнлин гәрчә бу гәпни тилға алмиған болсиму, хитайниң бу сиясәтни йәнила узун мәзгил давамлаштуридиғанлиқи ениқ икән. Илшат һәсән әпәнди буни тәһлил қилип: “җаң чүнлин бәлким бу гәпниң мусулманлар дунясиға беридиған сәлбий тәсирини ойлишип, тилға алмиған болуши мумкин. Әмма бу, хитайниң у сиясәттин ваз кечидиғанлиқини билдүрмәйду, у пәқәт вақитлиқ тактика” деди.
Илшат һәсән әпәнди йәнә хитайниң бу қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинида немә үчүн диний сиясәтни көтүрүп чиқип махтиғанлиқиниң сәвәбини изаһлап: “мусулманлар дунясидики хәлқтә хитайниң җинайитигә болған тонуш күчәйди, хитай бәлким бу арқилиқ өзиниң образини яхшилашқа урунуватқан болуши мумкин, әмма бундақ ялғанчилиқ хитайниң зиянкәшликигә учриғучиларниң пакитлири алдида ақмайду,” деди.