Тәйвән парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” рәсмий қурулди
2021.04.23
22-Апрел күни әтигән саәт 10 йеримда тәйвән парламентида йиғин чақирилип, “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәсмий қурулғанлиқи җакарланған. Мурасимға тәйвән парламентиниң мәсуллиридин лин җиҗия, парламент лин чаңзу қатарлиқ әзалири вә тәйвәндә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси ке чавдоң вә уйғурларни қоллиғучилар қатнашқан.
Мурасимиға қатнишалмиған дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса вә бәзи парламент әзалириниң тәбрик нутуқлири син екрани арқилиқ тәқдим қилинған. Мурасим ахирлашқандин кейин улар мухбирларға бәргән баянатида “достлуқ гурупписи” ниң уйғурларни қоллап-қуввәтләйдиғанлиқини, уйғурларға қарита елип бериливатқан бастуруш сияситигә қарши чиқип, хәлқарада уйғурларниң кишилик һоқуқини қоллаш паалийити елип баридиғанлиқини тәкитлигән.
Тәйвән парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурулуш мурасимиға иштирак қилған тәйвән шәрқий түркистан җәмийити рәиси ке чавдоң әпәнди мәзкур достлуқ гурупписиниң қурулуштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “мәзкур гуруппиниң қурулуш мәқсити зулумға учраватқан уйғурларни қоллаш, шундақла америка, канада вә голландийә қатарлиқ дөләтләр хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини ирқий қирғинчилиқ дәп бекиткәндин кейин тәйвән парламентидиму бундақ бир қарарни мақуллитиш, булардин сирт магнитиский қанунни пүтүн дуняда омумлаштуруш вә шәрқий түркистан хәлқигә елип бериливатқан зулум билән четишлиқи бар хитай коммунист партийә әмәлдарлирини җазалашни әмәлгә ашуруштин ибарәт”.
Игилишимизчә, бундақ бир гуруппини вуҗудқа чиқириш үчүн д у қ му тиришчанлиқ көрсәткән болуп, д у қ ниң японийәдики вәкили илһам мәхмут бирқатар паалийәтләрни елип барди. Мурасимда бу достлуқ гурупписиға әза болған 30 дин артуқ парламент әзасиниң исимлири атап өтүлгән вә нәқ мәйданда бар болған парламент әзалириға әзалиқ кинишкиси берилгән. Қурулуш мурасимиға қатнишалмиған бир қисим парламент әзалириниң тәбрик нутуқлири син екрани арқилиқ йәткүзүлгән. Тәйвән парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” тәйвәнлик тонулған нахшичи вә парламент әзаси лин чаңзу әпәндиниң тиришчанлиқи билән вуҗудқа чиққан. Илһам мәхмут лин чаңзу әпәнди вә униң буни қуруп чиқиштики тиришчанлиқи тоғрисида тохталди. У, мәзкур гуруппиниң бурунла қурулуп болуши керәк икәнликини, корона вирусидин түпәйли кечикип кәткәнликини, қурулғанлиқини интайин хурсән болғанлиқини баян қилди.
Тәйвән парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурулуши бундин 9 йил бурун японийә парламентидики достлуқ гурупписи билән охшаш күнгә тоғра кәлгән болуп, илһам мәхмут бу гуруппиниң уйғур дәваси үчүн зор пайдилиқ болидиғанлиқини тәкитлиди.
Тәйвән парламентида қурулған “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәисликигә сайланған лин чаңзу әпәнди әслидә тибәт мәсилиси билән шуғуллинидиған, шәрқий җәнубий асия дөләтлиридә тонулған нахшичи болуп, 2008-йилидин тартип уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә башлиған. Илһам мәхмут әпәнди бу җәрян тоғрисида тохталди.
Һазирғичә японийә, шиветсийә вә явропа парламентлирида уйғур достлуқ гурупписи қурулған.