Кәлгүси тәйвәндә җаза лагерлириниң қурулуши мумкинму?
2024.01.16
Тәйвән сайлимидин илгири елип берилған хитайниң һәрбий маневири, сиясий вә дипломатийә саһәсидики күчлүк тәһдитлиригә қаримай, тәйвән демократийә вә тәрәққият партийәсиниң пирезидент намзати ләй чиңде 13-январ өткүзүлгән сайламда бәш йерим милйондин артуқ кишиниң аваз бериши билән тәйвәнниң йеңи нөвәтлик пирезиденти болуп сайланған. Ғәрб мәтбуатлири “демократийәниң бүйүк ғәлибиси” , “хитай мустәбит һакимийитиниң йүзигә урулған бир шапилақ” дегәндәк ибариләр билән бу қетимқи сайлам нәтиҗисини тәбрикләшкән.
Һалбуки, тәйвән зиялийлириниң илгири сүрүшичә, һазирқидәк мурәккәп хәлқара вәзийәттә, бу “демократийәниң бүйүк ғәлибиси” толуқ капаләткә игә әмәскән. Алдимиздики 10 йилда, уйғур районидики җаза лагерлириға охшайдиған лагерлар тәйвәндиму қурулуп, милйонлиған кишиләр вә йәнә қанчә милйонлиған тәйвәнлик балилар лагерларға қамилип, коммунист хитай мустәбит һакимийитиниң инсан қелипидин чиққан хорлаш, меңә ююш җазалириға мәһкум болуши мумкин икән.
Бу қарашни тәйвән зиялийси җең җеңбиң йеқинда “тәйвән хәвәрлири” гезитидә елан қилған “тәйвән 2033-йили аллиқачан гулаг арилиға айлинип қелиши мумкин” намлиқ мақалисидә илгири сүргән. “фирансийә авази радийоси” 14-январ бу хусуста елан қилған хәвиридә, тәйвәнликләрниң тәшвишлирини ашкарилап бәргән мәзкур мақалиниң күчлүк бир агаһландуруш сигнали сүпитидә кишиләрниң диққитини тартқанлиқини әскәрткән.
Бу хил қарашниң реаллиққа тамамән уйғунлуқини тилға алған германийәдики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәндиниң баян қилишичә, хитай коммунистлири өзлириниң қандақ бир мустәбит һакимийәт болғанлиқлирини шәрқий түркистан вә тибәтни бесивалғандин кейинки 70 йилдин артуқ бир заманда йолға қойған сиясәтлири һәмдә хоңкоңдики бастурушлири арқилиқ испатлап бәргән болуп, бу тәйвәнликләрниң дәрс елишиға әрзийдиған бир пакит икән.
Мәзкур мақалиниң муқәддимисидә гулаг һәққидә мундақ мәлуматларға орун берилгән:
1813-Йили русийә императори аликсандирIниң миңлиған әскәрлири напалеонниң әскәрлирини қоғлап парижға қәдәр бесип киргән чағлирида, бу җайдики демократийә, тәрәққият вә гүллинишләрдин һәйран қалиду. Улар намрат москваға қайтип кәлгәндә, ғәрбниң асасий қанунлириға болған интилишлири күчийип, сиясий ислаһат чуқанлирини яңритишқа башлайду. Чар падишаһ аликсандерI ғәрб демократийәсиниң тәмини тетип қалған бу әскәрләрни өз һакимийити үчүн хәвп һес қилип, һәрбий қоманданлар вә генералларни өлтүрүп, әскәр-черикләрни җаза лагерлириға қамап, идийәсини тазилайду.
Охшашла 1945-йили сталин армийәси һитлерниң қалдуқ қошунлирини берлинға қәдәр қоғлап кәлгәндә, рус әскәрлири ғәрб мәдәнийитидики гүллиниш вә тәрәққиятларни көрүп һаң-таң қалиду вә чөчүйду. Улар берлинда бир мәзгил туруп юртлириға қайтқанда, сталин сибирийәдә гулаг араллирини қуруп, көзи ечилип ойғанған бу әскәрләрниң инсаний тәбиитини өзгәртишкә башлайду.
Мав зедуң 1950-йили “топилаңчиларни бастуруш һәрикити” қозғап, 2 милйонға йеқин гоминдаңчиларни қирип ташлайду. 1955-1957-Йиллири йәнә бир қетим тазилаш һәрикити елип берип, 1 милйон инсанни җяң җйешиға четип өлтүриду.
Ши җинпиң 2014-йили уйғур районида “қайта тәрбийәләш” лагерлирини қурушни башлап, 2017-йили тутқунлар әвҗигә чиққанда 1 милйондин артуқ уйғурни солайду. Тутқунларға қарита һақарәтләш, ач қоюш, ялғуз қоюп қийнаш, уруш, қийин-қистақ, узун муддәтлик қамақ җазаси, ғайиб қиливетиш, өлүм җазаси иҗра қилиш қатарлиқ җазалаш усуллирини қоллиниду.
Тәйвән дөләтлик йүнлин пән-техника университетиниң пирофессори җең җеңбиң “тәйвән 2033-йили аллиқачан гулаг арилиға айлинип қелиши мумкин” намлиқ мақалисидә баян қилишичә, тәйвәнниң “гулаг арили” ға айлинип қелишиға төвәндики амиллар сәвәб болидикән:
Бири, хитайниң тәйвәнни сиясий түзүлмә җәһәттә өзлиригә ‛тәһдит‚ дәп қариши; иккинчидин, хитайниң һәрбий җәһәттин давамлиқ күчийиши; үчинчидин, ши җинпиңниң алдимиздики 10 йилда тәйвәнни чоқум бой сундуруш ирадиси; төтинчидин, хәлқарадики урушлар вә тоқунушларниң йәниму кеңийиши.
Норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәрниң қаришичә, хитайниң тәйвәнни бесивалғандин кейин җаза лагерлирини қурушидин гуманлинишниң һаҗити йоқкән. Хитай һәтта оттура асия дөләтлиригиму көз тикиватқан болуп, бу дөләтләрму кәлгүсидә җаза лагерлириниң тәмини тетиши мумкин икән.
Мақалидә илгири сүрүлүшичә, әгәр тәйвән бойсундурулған тәқдирдә, һечболмиса төвәндикидәк 4 хил паҗиә йүз бериши мумкин икән:
1. Тәслим болған әскәрләр вә йәрлик аһалиләрдин бирқанчә милйон киши шәпқәтсизләрчә қирип ташлинидикән, мав зедуң 50-йилларда қолланған өлтүрүш усулини ши җинпиң әмди тәйвәнликләргә тәдбиқлайдикән.
2. Тәйвән бойсундурулғандин кейин, америка, японийә, австралийә билән хитай оттурисидики тоқунуш кәскинлишидикән. Бу чағда хитай һакимийити милйон кишилик армийәсини зор дәриҗидә кеңәйтип, 50-йилларда қолланған “шималий корейә (чавшйән) гә ярдәм берип, америка җаһангирликигә қарши туруш” тактикисини қоллинип, “тәйвән пидаийлар қошуни” ни қуруп чиқидикән. Хитайға қарши урушни халимиған, тинчлиқпәрвәр тәйвәнликләрдин нурғунлиған яшлар әмди өз вәтини үчүн әмәс, хитай үчүн урушқа қатнишип өлүшкә мәҗбур болидикән.
3. Хитай тәйвәндә уйғур районида қурғанға охшаш җаза лагерлирини кәң көләмдә қуруп, милйонлиған тәйвәнликләрни қамайдикән. Бирақ хитайға қариғанда японлар вә америкалиқларниң мәдәнийитигә техиму йеқин болған тәйвәнликләргә қоллинидиған бастуруш усуллириниң вәһшийлик дәриҗиси техиму ешип баридикән, тәйвәнликләрни техиму илғар болған заманивий җаза тәдбирлири билән қийнап өзгәртидикән
4. Балилар лагерлири тәйвәндә кәң көләмдә қурулидикән. Бу балилар лагерлири “йеңи гулаг арили” дәп атилидиған тәйвәнниң өзгичә бир алаһидилики болуп қалидикән. Худди уйғур балилири вә тибәт балилириниң меңисини юғандәк, ши җинпиң һакимийити тәйвәнликләрни түптин өзгәртишни, уларниң пәрзәнтлирини өзгәртиштин башлайдикән. Бу балилар қизил китабларни оқуш, ши җинпиңниң идийәсини өгиниш, компартийәни яхши көрүш, ата-анисини өч көрүш, әркинлик вә демократийәни рәт қилишни өзләштүрүп, маңқуртлишишқа мәҗбурлинидикән.
Ғәюр қурбан әпәнди сөзидә йәнә барғансери көп тәйвәнликләрниң уйғурлар, тибәтләр вә хоңкоңлуқларниң көрүватқан күнлиридин ибрәт елип, хитай һакимийитиниң тәһдитлирини барғансери чоңқур тонуп йетиватқанлиқини, ләй чиңдениң бу қетимқи сайламда ғәлибә қилғанлиқиниң буниң рошән бир мисали икәнликини тәкитлиди.
Аптор мақалисидә, юқириқидәк паҗиәләрниң алдини елишниң бирдин бир чарисини “америка, японийә, австралийә қатарлиқ дост дөләтләр билән бирлишип, хитайниң таҗавузиға тақабил туруш” дәп қариған. У сөзидә, хитайға қарши буниңдин башқа бир йолни тутқанда, мәсилән хитайға тәслим болғанда яки хитай билән тинчлиқ келишими имзалиғанда, бүгүнки тинч, хатирҗәм, демократик тәйвән мәвҗутлуқини йоқитипла қалмастин, бәлки бу йәрдә қечип қутулғили болмайдиған “йеңи гулаг тақим арили” пәйда болидиғанлиқини тәкитлигән.