“тик-ток” һәққидики гуваһлиқ йиғинида ашкара болған уйғурлар мәсилиси

Мухбиримиз әзиз
2023.03.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
tik-tok-tiktok-Shou-Zi-Chew-2.jpg Тикток(TikTok) ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари шө зи чев авам палатасида өткүзүлгән енергийә вә сода комитети испат аңлаш йиғинида гуваһлиқ бәрмәктә. 2023-Йили 23-март, вашингтон.
REUTERS

Америка вә явропада йеқиндин буян әвҗ елишқа башлиған “тик-ток” ни мәни қилиш һәққидики чақириқлар һәмдә мунасивәтлик һәрикәтләрдә әкс әткән бир муһим вә ортақ тема униң бихәтәрлик саһәсигә бағлинишлиқ җасуслуқ қорали болуп қалғанлиқи һесаблиниду. Америка сиясий саһәси вә авам хәлқ арисида бу һәқтики ғулғула вә муназириләр охшимиған көләмдә оттуриға чиқиватқанлиқтин бу һәқтики бир қисим чигишләрни йешиш һәмдә чүшәнчә бирлики һасил қилиш үчүн 23-март күни тик-ток һәққидики тунҗи қетимлиқ гуваһлиқ бериш йиғини америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән иди. Әмма гуваһлиқ йиғинида бу һәқтики түгүчләр йешилишниң орниға техиму зор ялғанларниң оттуриға чиқиши түпәйлидин бу һәқтики ғулғула техиму юғури пәллигә чиқти. Әнә шу хилдики пикирләрниң бири “вашингтон почтиси” гезитиниң обзорчиси җаш рогин (Josh Rogin) имзасида 29-март күни рояпқа чиқти.

Обзорда көрситилишичә, тик-ток ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари болған җу шовзи (Shou Zi Chew) бир қисим кишиләр күткәндәк алдин тәйярливалған җавабларни тәкрарлаш арқилиқ тик-ток һәққидики бир қатар суаллардин даҗип өтүшкә урунған. Шу қатарда авам палата әзаси дебби леско (Debbie Lesko) ханим сориған уйғурларниң зиянкәшликкә учриши һәққидики соалму мушу хилдики гәп йорғилитишқа дуч келип, тик-токниң уйғурлар һәққидики мәйданини қисмән болсиму әкс әттүрди. Әмма шу күнниң өзидә америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән уйғур қирғинчилиқи һәққидики гуваһлиқ бериш йиғинида тик-ток һәққидики көплигән соаллар оттуриға чүшүп, хитайдики иҗтимаий таратқу мунбәрлириниң уйғур қирғинчилиқида муһим рол ойниған амилларниң бири икәнлики җанлиқ мисаллар арқилиқ көрситилди.

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети чақирған мәхсус гуваһлиқ йиғинида америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәл әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 23-март, вашингтон.
Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети чақирған мәхсус гуваһлиқ йиғинида америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәл әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 23-март, вашингтон.
AP

Гуваһлиқ йиғинидики уйғур шаһитлар вә мутәхәссисләрниң баянлири бирдәк уйғур қирғинчилиқида муһим рол ойниған тик-ток вә униң баш ширкити болған ByteDance гуруһиниң әмәлийәттә америка үчүн бихәтәрлик мәсилиси болуватқанлиқини ишарә қилиду. Әмма обзорда ейтилишичә, америка хәлқара диний етиқад әркинлики комитетиниң рәиси нури түркәл буниңдики һалқилиқ мәсилә қатарида мәйли тик-ток болсун яки ByteDance гуруһи болсун уларниң һечқайсиси уйғур қирғинчилиқини әйиблимәйду, дәп қарайду. Нури түркәлниң қаришичә, ByteDance гуруһиниң хитай җамаәт хәвпсизлик (җ х) министирлиқи билән болған алақиси ашкара тилға елинип кәлгән болуп, бу уларниң сода паалийәтлириниң муһим мәзмунлиридин болуп қалған.

Уйғур дияридики зор тутқун башланған 2015-йилидин буян миңлиған кишиниң тутқун қилинишида үндидар вә тик-токниң хитайчә вариянти болған “дойин” ниң бу кишиләр садир қилған “җинайәт” ләр үчүн испат болғанлиқи көп қисим кишиләргә сир әмәс. Болупму хитай тәвәсидики һәрқандақ шәхс башқуруватқан һәрқандақ иҗтимаий таратқу васитисиниң биваситә яки васитилик һалда хитай һөкүмитиниң контроллуқида болидиғанлиқи, буниңға боюн толғиған һәрқандақ шәхсниң барар җайи түрмә болидиғанлиқиму обзорда алаһидә орун алған. Обзорда көрситилишичә, 2018-йили ByteDance гуруһиниң шу вақиттики баш иҗраийә әмәлдари җаң йимиң ашкарә һалда “ширкитимиз һәрқачан партийә вә һөкүмитимизниң тәшвиқат паалийәтлиригә йеқиндин һәмкарлишиду” дәп ипадә билдүргән. Әмма җов шовзи қәтийлик билән “ширкитимиз һечқачан һечқандақ һөкүмәтниң һәмкарлишиш тәклипини алмиди һәм алмайду” дәп кесип җаваб бәргән. Бу һәқтә сөз болғанда нури түркәл буниңдики бәзи реаллиқни алаһидә тәкитләп өтиду.

ByteDance Гуруһиниң вә тик-ток ширкитиниң хизмәтчилири арисида хитай дөләтлик ахбарат саһәсиниң хадимлири ишләйдиғанлиқи, уларниң бир қисминиң компартийә әзаси икәнлики бу қетимқи гуваһлиқ йиғинида оттуриға қоюлған йәнә бир муһим реаллиқ болғанлиқи мәлум. 2019-Йили паш болған бир қисим мәхпий һөҗҗәтләр тик-ток ширкитиниң хитай һөкүмити яқтурмайдиған бир қисим “назук сиясий аталғулар” ни сүзүш билән мәшғул болидиғанлиқини көрсәткән. 2022-Йили болса тик-ток ширкитиниң хизмәтчилиридин бири өзлириниң бирнәччә йилдин буян америка тәвәсидики җамаәт пикриниң хитай компартийәсигә майил болушиға йол ачидиған мәзмунларни көпләп һәмбәһирлигәнликини етирап қилған. Мушу хил әһвалларни көздә тутқан һалда нури түркәл бир қисим кишиләр дәп келиватқан “америка тәвәсидә мушуниңға охшап кетидиған шунчә көп әпләр бар. Шуларму хитайда қоллинилиду. Тик-токниң шулар қатарида болуши немигә путлишиду?” дегән қарашни рәт қилиду. Шуниңдәк америка тәвәсидә тәрәққий қилдурулған һечқайси әпниң һечқачан америка һөкүмити үчүн учур топлимайдиғанлиқини, әмма америка тәвәсидики тик-токниң хитай үчүн җасуслуқ қилидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду. Шуниңдәк бир қисим кишиләрниң йәнила һамақәтләрчә йосунда “тик-ток ишлитиштә һечқандақ чатақ чиқмайду” дәп уни һимайә қилишини өткүнчи әһвал, дәп қарайдиғанлиқини билдүриду.

Мәлум болушичә, нөвәттә бир қисим кишиләрниң бу хил реаллиқни йошуруш үчүн тик-токни мәни қилиш һәрикитини ирқчилиқ билән тәңләштүрүшкә урунуватқанлиқи көп тәрәплимә учур йоллиридин ашкара болушқа башлиған. Буниңға қарита “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң һәйәт әзалиридин авам палата әзаси раҗа киришнаморти (Raja Krishnamoorthi) ениқ қилип “хитайдики юқири пән-техника ширкәтлири хитай һөкүмити билән йеқиндин һәмкарлишип үсти очуқ түрмә муһитидики назарәт механизмини иҗра қиливатиду. Һазир хитай бу механизмини дуняға експорт қиливатқанлиқи үчүн бу биз үчүн муһим болуп қеливатиду” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.