Америка дөләт мәҗлисидә “тик-ток” ни чәкләшниң тунҗи қәдими бесилди
2024.03.13

Баш шитаби хитайда болған “тик-ток” нөвәттә америка тәвәсидә аз дегәндиму 150 милйон кишиниң янфониға чүшүрүлгән болуп, хитайниң мәзкур әп арқилиқ барғансери юқири пәллигә чиқириватқан “тәсир көрситиш” шәклидики ағдурмичилиқ һәрикити америка һөкүмитиниң диққитини қозғап келиватқанлиқи мәлум. Америка истихбарат саһәсиму хитай һөкүмитиниң “тик-ток” арқилиқ америка яшлири арисида америка һөкүмитидин гуманлиниш вә өчмәнлик қилиш, шуниңдәк демократийәни вәйран қилиш урунушиниң уруқлирини чечиватқанлиқини көплигән санлиқ мәлуматлар арқилиқ көрситип бәргән. Америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң башлиқи кристофер рай (Christopher Wray) әпәндиму 11-март күни өткүзүлгән гуваһлиқ йиғинида ениқ қилип, “әгәр хитай компартийәси ‛тик-ток‚ тики учурни һәмбәһирләшни тәләп қилса ‛тик-ток‚ ширкити һечнәрсини рәт қилалмайду” дәп көрсәтти.
“тик-ток” ниң қолланғучиларға хас болған хусусий учурларни хитай һөкүмитигә халиған шәкилдә пайдилиниш вә тәкшүрүшкә ечип бериши бу хилдики учурларниң “әмди мәхпий болмайдиғанлиқи” ни намаян қилғанлиқи үчүн америка тәвәсидә “тик-ток” ни чәкләш пикри өткән йиллардин буян изчил оттуриға қоюлуп кәлгән. Мушу хил арқа көрүнүш астида америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ “америка-хитай истратегийәлик риқабәт алаһидә комитети” ниң рәислири майк галлагер (Mike Gallagher) вә раҗа кришнаморси (Raja Krishnamoorthi) баш болуп тонуштурған “тик-токни мәни қилиш” қанун лайиһәси тезла зор қоллашқа игә болушқа башлиғаниди. Бу мәсилини чөридигән һалда америка дөләт мәҗлисидә чақирилған бирнәччә қетимлиқ мәхсус гуваһлиқ йиғинлирида “тик-ток” ниң баш иҗраийә әмәлдари җу шовзи (Shou Zi Chew) уйғур қирғинчилиқи мәсилисидә гәп йорғилитиш арқилиқ соалдин даҗиш усулини қолланғанлиқтин бир мәһәл ахбарат васитилириниң қизиқ нуқтиси болуп қалған иди. Майик галлагер болса техиму илгириләп “тик-ток” ниң дөләт бихәтәрлики үчүн тәһдит болуватқанлиқини, шуниңдәк қолланғучиларниң учурлири арқилиқ америка тәвәсидә җасуслуқ қилидиғанлиқини тәкитләп “бу әп маһийәттә хитай компартийәси тарқатқан зияндаш пирограмма” дегәниди.
2024-Йилиниң башлиридин башлап “тик-ток” ни мәни қилишни авазға қоюшта йеңи хизмәтләр ишлинип, 13-март күни бу һәқтә рәсмий аваз бериш һәққидә қарар елинди. Шу мунасивәт билән бу қетимқи аваз бериш һарписида, йәни 12-март күни кәчқурун америка дөләт мәҗлисидә мушу тема бойичә мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини чақирилди.
Америка авам палатасиниң әзаси раҗа кришнаморси әпәнди алди билән сөз елип, йиллардин буян хитай һөкүмити контроллуқидики “тик-ток” вә башқа иҗтимаий әпләрниң хәлқ аммисиға зулум селиш қорали болуп кәлгәнликини, әмдиликтә болса уларниң америка демократийәсини вәйран қилишқа тәтбиқлиниватқанлиқини әскәртти. У мушу әһвалларни тәкитләп, дәл мушу хил қәбиһ нәтиҗә түпәйлидин нәнсий пелоси ханимға охшаш америка сиясийонлириниң бу хил әпләрни мәни қилишни тәшәббус қилғанлиқи тоғрисида тохтилип “түрлүк реаллиқ бизниң ‛тик-ток‚ни үзүл-кесил мәни қилишимизниң зөрүрлүкини көрсәтмәктә” деди.
Америка сиясий сәһнисидики мәшһур шәхсләрниң бири, америка авам палатасиниң сабиқ рәиси нәнсий пелоси ханимму шу қатарда сөз алди. У өзиниң һечқачан “тик-ток” яки башқа әпләргә қарши әмәсликини, әксичә “тик-ток” ниң хитай һөкүмити үчүн қәбиһ нийәтләргә васитә болуши вә зулумни ишқа ашурушқа янтаяқ болушиға қарши туридиғанлиқини, шуңа бу қетимқи “тик-ток” ни мәни қилиш һәққидики аваз беришниң адаққи мәқситиму “тик-ток” ни сағлам болушқа буйруш, буни халимиса тақиветиш болидиғанлиқини сөзләп өтти. У буниңға мисал үчүн уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар қатарлиқларниң мушу хилдики әпләрниң зиянкәшликигә учрап кәлгәнликини, бу әпләрдә сахта учурларниң көпләп йоллиниватқанлиқини, шуниңдәк бу әпләргә даир учурларни хитай һөкүмитиниң контрол қилип кәлгәнликини алаһидә әскәртти. У мушу сөзләрни қиливетип лагер шаһити гүлзирәниң қолидики лозункиға йезилған “һазир ‛тик-ток‚ арқилиқ уйғурларниң авазини тунҗуқтурмақта” дегән хәтләрни үнлүк оқуп чиқти.
Бу қетимқи ахбарат елан қилиш йиғиниға америка уйғур бирләшмиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, “уйғур һәрикити” қатарлиқ тәшкилатларму актип иштирак қилди. Йиғин иштиракчилири көтүрүвалған түрлүк байрақлар ичидә уйғурларниң ай-юлтузлуқ көк байриқи алаһидә көзгә челиқатти. Раҗа кришнаморси әпәндиниң тәклипи билән сөз алған әлфидар елтәбир қисқичә сөз қилди. У өзлириниң бу қетимқи “тик-ток” ни мәни қилиш қанун лайиһәсини қәтий һимайә қилидиғанлиқини, “тик-ток” ниң уйғурларға қанчилик апәт болуватқанлиқини тилға елип, “шәрқий түркистандики қирғинчилиқта ‛тик-ток‚ паал рол ойниған. Шуниң униң уйғур қирғинчилиқиға шерик болушиға хатимә беришниң пәйти кәлди” деди.
Америка дөләт мәҗлисидә музакирә қилинған вә мақулланған қанун лайиһәлириниң һәммисигила дегүдәк уйғур тәшкилатлири йеқиндин ярдәмләшкән. Шундақла мунасивәтлик ишханиларға бу һәқтики тәклипләрни йоллиған. Бу һәқтә сөз болғанда “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң ғоллуқ әзалиридин болған зубәйрә шәмсидин бу қетимқи “тик-ток” ни мәни қилиш қанун лайиһәсиниңму шундақ болғанлиқини, уйғур тәшкилатлириниң бу хилдики ярдәмләрни изчил давам етидиғанлиқини алаһидә әскәртти.
Муһаҗирәт муһитидики көплигән уйғурларниң “тик-ток” яки униң хитайчә нусхиси болған “дуйин” ни давамлиқ ишлитиватқанлиқи мәлум. Бу тоғрилиқ сөз болғанда америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбир дәл мушу хил янфон әплириниң маһийәттә хитайниң чегра һалқиған җасуслуқ қилмишлириға васитә болидиғанлиқини тәкитлиди.
Ахбарат елан қилиш йиғини үчүн йиғилған кишиләр арисида биз дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсани учраттуқ. Хизмәт үчүн америка пайтәхтигә йәнә бир қетим қәдими йәткән долқун әйса бу қетимқи қанун лайиһәси тоғрисида радийомиз зияритини қобул қилғанда америка хәлқи, шундақла дуня хәлқи үчүн зор мәнпәәтлик болған бундақ бир қанун лайиһәсиниң мақуллинишиға болған зор ишәнчини ипадилиди.
13-Март күни чүштин бурунқи аваз бериштә, дәрвәқә “тик-ток” ни мәни қилиш һәққидики қанун лайиһәси 65 кә қарши 352 аваз билән авам палатасида толуқ мақуллуқтин өтти. Шуниң билән мәзкур қанун лайиһәсиниң америка кеңәш палатасиға йоллинишиға йол ечилди. Навада бу қанун лайиһәси рәсмий қанунға айланса “байтдәнс” (ByteDance) ширкити үчүн икки хил таллаш һоқуқи болидикән. Бири, “тик-ток” ни өзлиридин айрип ташлап мустәқил ширкәткә айландуруш һәмдә уни хитай һөкүмитиниң контроллуқидин халий һалда сағлам тәрәққий қилдуралайдиған бир ширкәтниң сетивелишиға йол қоюш; иккинчиси, навада бу шәртләр қобул қилинмиса “тик-ток” ни америка тәвәсидә мәни қилиш һәмдә мәзкур әпни “алма” ширкитиниң әп дукинидин чиқириветиш.
Мәзкур қанун лайиһәси авам палатада мақулланғандин кейин нәнси пелоси ханим мәхсус сөз қилип, “биз һечқачан ‛тик-ток‚ни йоқитимиз демидуқ. Әксичә уни һөкүмәтниң бастурушлириға ярдәмдә болмайдиған шәкилдә сағлам мәвҗут болсун, дедуқ. Чүнки у уйғурларни қирғин қилишқа охшаш қәбиһликләргә васитә болмақта. Әгәр улар биз дегәндәк қилишни халимиса, бизниң буни мәни қилиштин башқа таллишимиз қалмайду” деди.
Майк галлагер болса бу мунасивәт билән мәхсус баянат елан қилип “бүгүн һәр икки партийәдин болған палата әзалири бирдәк авазда бу мәсилини оттуриға қоюш үчүн бир йәргә җәм болдуқ. Биз бир сада сүпитидә мәркизий истихбарат идариси (CIA), федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI), дөләт мудапиә истихбарат идариси (DIA), дөләт бихәтәрлик идариси (NSA) вә башқа тор бихәтәрлик тармақлириниң рәһбәрлиригә шуни билдүримизки, ‛тик-ток‚ ниң давамлиқ һалда америка тәвәсидә мәшғулат қилишиға әмди йол қоюшқа болмайду. Биз буниң тездин кеңәш палатасидин өтүп пирезидентниң үстилигә йоллинишини үмид қилимиз” дегән.
Мәлум болушичә, мәзкур қанун лайиһәси кеңәш палатасидинму тәстиқланса тездин ақ сарайға йоллинип америка пирезидентиниң имза қоюшиға тапшурулидикән вә рәсмий һалда қанунға айлинидикән. Америка пирезиденти җов байдинниң буниңдин илгирила өзиниң бу қанун лайиһәсигә имза қоюшқа тәйяр икәнликини билдүргәнлики мәлум.