“тоғрақ” оқуғучилар уюшмисиға четишлиқ 4 оқуғучи “җәмийәт тәртипини бузуш” билән әйиблинип кесиветилгән

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2024.08.23
Turkzad-gheyret Тоғрақ оқуғучилар уюшмисиниң тор бекитини башқурғанлиқи үчүн түрмигә ташланғанлиқи илгири сүрүлүватқан, шинҗаң малийә-иқтисад университетиниң сабиқ оқуғучиси түркзад ғәйрәт.
Уйғуряр фонди

Ениқлашлиримиздин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ партком яшлар иттипақи комитетиға тәвә болған, үрүмчидики алий мәктәп оқуғучилиридин тәшкилләнгән “тоғрақ” оқуғучилар уюшмисиму 2017 ‏-йилдики чоң тутқунда зәрбә бериш нишанлиридин биригә айланған. Дәлиллинишичә, “1‏-авғуст йеза игилик университети” ниң оқуғучилиридин зулпиқар розиһаҗи қатарлиқ 3 оқуғучи, малийә университетидин түркзат ғәйрәт болуп 4 оқуғучи “җәмийәт тәртипини бузуш” билән әйиблинип 10 йиллиқтин юқири кесиветилгән.

 Вәзийәттин хәвәрдар, өз исмини ашкарилашни халимайдиған кишиниң билдүрүшичә, “тоғрақ” оқуғучилар уюшмиси 2007-йили шинҗаң малийә-иқтисад университетида қурулған вә уйғур аптоном районлуқ партком яшлар иттипақи комитетиниң бир тармиқи сүпитидә паалийәт башлиған. Дәсләптә иттипақ комитетиниң тәшвиқатлирини әйнән елип барған бу тәшкилат, кейинчә рәһбәрлик қатлимидики яшларниң алмишиш билән паалийәт мәзмунлиридиму өзгириш болған, болупму намиға уйғун һаләттә яшларни тарих еңини күчләндүрүшкә йетәклигән.

Нөвәттә норвегийәдә яшаватқан паалийәтчи абдувәли аюп, әйни чағда, малийә иқтисад университетида оқутқучилиқ қиливатқан мәзгилидә, мәзкур тәшкилатниң бир қисим паалийәтлиригә шаһит болған. Униң дейишичә, “тоғрақ” оқуғучилар уюшмиси һәрқайси университетлардики яшларни уйғур тарихий шәхсләрниң кәчмишини өгинишкә, қәбрилирини зиярәт қилишқа, уларниң һаят уруқ-туғқанлири билән сөһбәтлишишкә тәшкиллигән. Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң дейишичә, бу хил паалийәтләр әйни чағларда мәктәп рәһбәрлики вә иттипақ комитетиниң тәстиқи билән елип берилған болсиму, 2017‏-йилиға кәлгәндә “миллий бөлгүнчилик”, “миллий қутратқулуқ” һәрикәтлири санилип паалийәтни тәшкиллигән вә қатнашқанлар омумйүзлүк һалда сораққа тартилған һәм көпинчиси кесиветилгән. Вәзийәттин хәвәрдар киши, мәзкур тәшкилатқа әза болған вә паалийәтлиригә қатнашқан болуп, үрүмчидинла аз дегәндә 500 дин артуқ оқуғучиниң нөвәттә түрмидә җаза өтәватқанлиқини илгири сүриду.

 Телефонимизни қобул қилған малийә иқтисад университети хадими, мәзкур тәшкилат һәққидики соаллиримизға җаваб беришни қопаллиқ билән рәт қилди. Абдувәли аюп, өз уруқ-туғқанлири ичидин мәзкур университетта оқуған түркзад ғәйрәт исимлик бир яшниң нөвәттә түрмидә икәнликини вә униң әнә шу тәшкилатқа бағлинип җазаланғанлиқ еһтималлиқини оттуриға қойиду. Шинҗаң университетиниң алақидар хадимлири “тоғрақ” тәшкилати һәққидики соаллиримиздин өзини қачурған болсиму, әмма бу бу университеттин мәзкур тәшкилатқа қатнишип тутқун қилинғанлар барлиқини инкар қилмиди.

 Абдувәли аюп уйғур оқуғучилар һәрикәтлири һәққидики издиниш нәтиҗилиригә асасән, үрүмчидики уйғур алий мәктәп оқуғучилири һеч бир дәврдә өз миллитиниң мәсилилиригә бихудлуқ қилмиғанлиқи, имканлири даирисидә миллити намидин авазини чиқиришқа, хәлқини һәқ вә адаләт үчүн издинишкә йетәклигәнликини илгири сүриду. Униң дейишичә, “тоғрақ” оқуғучилар уюшмисиниң паалийәтлириму шу җүмлидин болуп, бу тәшкилат алий мәктәп оқуғучилири билән карханичилар арисида мәниви көврүк қуруш вә өзара бир-биригә тәсир көрситиш үчүнму бир қисим паалийәтләрни елип барған.

Ениқлашлиримиз давамида 1-авғуст йеза игилик университети аманлиқ башқармисиниң бир хадими мәзкур университеттин “тоғрақ” тәшкилатиға әза болуп кесилип кәткәнләр барлиқини дәлиллиди. У булардин 3 оқуғучиниң исмини әслийәлиди. Дейилишичә, бу төт оқуғучи зулпиқар розиһаҗи, мутәллип, әзимәт қатарлиқлар болуп, булар бир-бирини тонумисиму, һәтта алақилишип бақмиған болсиму, “тоғрақ” тәшкилати уюштурған паалийәткә охшаш күндә қетилғанлиқи үчүнла, улар бир делоға киргүзүлүп, бир күндә сот ечилип бир тәрәп қилинған. Сотта булар, “җәмийәт тәртипини бузуш” билән әйиблинип 12, 13, 14 вә 19 йиллиқ кесиветилгән. Булардин бир нәпириниң нөвәттә үрүмчидики шисән түрмисидә җаза өтәватқанлиқи мәлум, қалғанлириниң нәдә җаза өтәватқанлиқи мәлум әмәс.

Юқирида, үрүмчидә қурулған “тоғрақ” оқуғучилар уюшмисиға әза болған вә паалийәтлиригә қатнашқанлиқи үчүн кесиветилгәнләрдин 4 нәпириниң әһвали һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.