Шаяр наһийәсидә ишләнгән “тунҗи айрилиш” намлиқ филим б д т ниң җәнвәдики мәркизидә қоюлған

Мухбиримиз нуриман
2020.10.27
tunji-ayrilish.jpg “тунҗи айрилиш” филиминиң б д т җәнвә мәркизидә қоюлуш елани. 2020-Йили өктәбир, шиветсарийә.
Social Media

Хитай һөкүмитиниң б д т да турушлуқ даимий өмики бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәдәнийәт паалийәтлири программиси ишханиси билән һәмкарлишип, 23-өктәбир “тунҗи айрилиш” намлиқ филимни қойған.

Хитай язғучи вә режиссор ваң линаниң тунҗи әсири болған “тунҗи айрилиш” филими йезидики үч уйғур балиси вә уларниң деһқанчилиқ аилилирини мәркәз қилған филим болуп, филимда йеза мәктәплиридики хитай тили оқутуш сәвийисиниң төвәнлики, “парлақ” кәлгүси үчүн хитай тили өгинишниң муһимлиқи вә буниң үчүн балиларниң чекиватқан изтираплиқ һаяти тәсвирләнгән. Чәтәлләрдики ахбарат васитилири бу филимгә баһа берип: “ваң режиссор бу филим арқилиқ хитайдики мусулман аз санлиқ йәрлик милләтләр дуч кәлгән хирисларни наһайити һессиятлиқ ипадилигән,” дәп язған.

Мәзкур филим берлинда “хрустал ейиқ” мукапатиға, токйода “‛асияниң кәлгүси‚ намлиқ әң яхши филим” мукапатиға еришкән, хоңкоң филим базирида көрүлүшкә башлиғандин кейин техиму көп сода пурсити вә кино фестивали тәклипнамилирини қобул қилған.

4-Өктәбир лондонда өткүзүлгән “яшлар кино фестивали” да “тунҗи айрилиш” филими қоюлушқа талланған болуп, лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институтиниң профессори, уйғур мәдәнийити тәтқиқати билән шуғулланғили 20 йил болған рәйчил һаррис ханим вә лондон уйғур ансамбилиниң нахшичиси вә шундақла дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим қатарлиқлар баһалиғучилиққа тәклип қелинған.

Рәйчил һаррис ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “баһалиғучилиқ тәклипини алған вақтимда иккиләндим. Хитай режисисор тәрипидин ишләнгән, нөвәттә йүз бериватқан ‛мәдәнийәт қирғинчилиқи‚ ни ипадилимигән бир филимгә баһалиғучи болуш мени биарам қилди. Лекин филимни көргәндин кейин қарарим өзгәрди. Бу филим ақсуниң шаяр наһийәсидә сүрәткә илинған икән. Йезидики уйғур балилириниң һаяти пүтүнләй уйғур тилида, турмушқа наһайити йеқин ишләнгән. Билишимчә, бу филимниң режиссориму шаярлиқ икән.”

Рәйчил ханим бу филимниң хитайда қоюлғанлиқиға һәйран қалғанлиқини билдүрди. У йәнә мундақ деди: “мениңчә, бу филим наһайити зерәклик билән ишләнгән. Сиясәт һәққидә биваситә һечқандақ гәп-сөз йоқ. Бу тәрипи пүтүнләй көргүчиләрниң өзигә қалдурулған. Мән филимдин уйғур тили вә мәдәнийитигә қаритилған бастурушниң башланғанлиқини, йеза хәлқиниң сиясий система тәрипидин бесиливатқанлиқини һес қилдим. Бу филим 2014-2016-йиллири арисида сүрәткә илинған. У чағда техи очуқ-ашкара бастуруш башланмиған вақитлар иди. Әгәр филимни көргән киши диққәт қилса, йезилардики уйғурларниң қандақ бозәк қилиниватқанлиқини һес қилалайду.”

Мәзкур филим 2018-йили базарға селинған болуп, көрүрмәнләрниң иҗтимаий таратқулардики инкаслириға қариғанда, дөләт һакимийити вә сиясий системисиниң сәбий балиларниң һаятиға көрсәткән тәсири уларни чөчүткән.

Рәһимә мәһмут ханим бу қетимлиқ баһалашқа қатнишиш арқилиқ филимда дейилмигән нуқтиларни көрситиш пурситигә еришкәнликини тәкитлиди. У мундақ деди: “хитай әслидә намрат уйғурларға қандақ көңүл бөлүватқанлиқини тәшвиқ қилмақчи болған. Лекин ғәрбниң көзқариши бойичә, филимдики һаят картиниси болса таллаш һоқуқидин мәһрум қалған вә мустәмликә астида езиливатқан бир хәлқниң ечинишлиқ турмушидур. Биз баһалаштики соал-җаваб арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан қирғинчилиқ сияситини аңлаттуқ.”

Рәһимә мәһмут ханим әскәртип өткинидәк хитай һөкүмити һәр бир пурсәттә өзиниң райондики аталмиш “яхши” сияситини тәшвиқ қилишқа урунуватқан болуп, 23-өктәбир “тунҗи айрилиш” филими б д т ниң мәдәнийәт паалийәтлири программиси бойичә қоюлған.

Бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди инкас билдүрүп, мундақ деди: “хитай һөкүмити өзиниң җинайитини йошуруш үчүн һәрхил усулларни қоллинип кәлди. Бу филим қоюшму ашу усулиниң бири. Лекин хитайниң бу тәшвиқати базар тапалмайду, хитайниң маһийитини нурғун дөләтләр тонуп йәтти, дәп қараймән.”

Мәлум болушичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвә мәдәнийәт паалийәтлири программиси бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики иш беҗириш орни вә хәлқара тәшкилатларни сәнәт вә мәдәнийәттин тәң бәһримән қилишни мәқсәт қилған мәдәнийәт дипломатийиси һесаблинидикән. Мәдәнийәт паалийәтлири сәнәт көргәзмиси, музика консертлири, нахша-уссул номурлири вә кино қоюш қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Бу паалийәтләргә депломатлар, б д т системисиниң хизмәтчилири, б д т ниң мәркизигә кириш рухсити болған һәр қандақ киши қатнашса болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.