Доктур муһиттиҗан уйғур шәрқий түркистан вәхпиниң йәнә бир нөвәтлик рәиси болуп сайланди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.12.28
Доктур муһиттиҗан уйғур шәрқий түркистан вәхпиниң йәнә бир нөвәтлик рәиси болуп сайланди Мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан вәхпиниң башқуруш һәйити ачқан омумий йиғиндин көрүнүш. 2021-Йили 26-декабир, түркийә.
RFA/Arslan

26-Декабир йәкшәнбә күни мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан вәхпиниң башқуруш һәйити омумий йиғин ачқан. Йиғинниң күнтәртипи бойичә, шәрқий түркистан вәхпиниң йеңи нөвәтлик сайлими өткүзүлүп, рәис вә идарә һәйәт рәһбәрлири йеңидин сайлап чиқилған. Сайлам нәтиҗиси шәрқий түркистан вәхпиниң рәсмий тор бетидә елан қилинған.

Игилишимизчә, доктур муһиттинҗан уйғур шәрқий түркистан вәхпиниң йәнә бир нөвәтлик рәисликигә қайта сайланған. Муавин рәисликкә һафиз осман қарақаш, баш катиплиққа сәма уйғур бидак, буғалтирлиққа мәһмәт қәшқәрли, малийә ишлири мәсуллуқиға муһәммәт нур турпан сайланған.

Биз шәрқий түркистан вәхпиниң бу қетимлиқ сайлами тоғрисида тәпсилий мәлуматқа игә болуш үчүн, мәзкур вәхпиниң рәиси доктур муһиттинҗан уйғур билән сөһбәт елип бардуқ. У шәрқий түркистан вәхпиниң бу қетимлиқ сайламиниң демократик бир шәкилдә мувәппиқийәтлик елип берилғанлиқини билдүрди.

Муһиттинҗан уйғур шәрқий түркистан вәхипиниң хизмәт-пиланлири тоғрисида тохтилип өтти. У вәхпиниң буниңдин кейинки хизмәтлиридә хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлири вә ирқий қирғинчилиқини түркийә хәлқигә, түркийә һөкүмәт органлириға вә түркийәдики сиясий партийәләргә аңлитишни асаслиқ күнтәртипкә қойидиғанлиқини билдүрди.

Муһиттинҗан уйғур йәнә түркийәдә алий мәктәптә оқуватқан уйғур оқуғучиларға ярдәм қилишни давамлаштуридиғанлиқини, шуниң билән бир вақитта түркийәдики уйғурлар дуч келиватқан түрлүк қийинчилиқларни имканийәт яр бәргән даиридә һәл қилишқа тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди.

Биз йәнә бу сайламға қатнашқан шәрқий түркистан вәхпиниң мутәвәлли һәйәт әзаси доктор әркин әкрәм биләнму сөһбәт елип бардуқ.

Доктур әркин әкрәм, шәрқий түркистан вәхпиниң мәрһум әйса йүсүп алиптекин тәрипидин түркийәдә әң балдур қурулған шәрқий түркистан намидики вәхпә икәнликини тәкитләп өтти. У йәнә бу вәхпиниң муһаҗирәттики шәрқий түркистан давасида елип барған хизмәтлири, уйғур оқуғучиларни универистетларға орунлаштуруп йетиштуруш, түркийәгә кәлгән уйғурларниң иқамәт ишлирини һәл қилиш дегәндәк һәр тәрәпләмә саһәләрдә муһим хизмәтләрни қилип кәлгәнликини әскәртип өтти.

Доктур әркин әкрәм, шәрқий түркистан вәхпиниң көп санда уйғур оқуғучиларни түркийәниң түрлүк универистетлирида оқутуп йетиштүргәнликини алаһидә тилға алди. Униң билдүрүшичә, бу оқуғучиларниң бәзилири һазир түркийәниң охшимиған универстетлирида оқутқучи болуп хизмәт қилмақтикән. У өзиниңму шәрқий түркистан вәхпиниң ярдими билән түркийәдә оқуп йетишкәнликини вә һазир университетта оқутқучи вә истратегийә мутәхәссиси болуп хизмәт қиливатқанлиқини мисал қилип көрсәтти.

Доктур әркин әкрәм ахирида шәрқий түркистан вәхипниң бу қетимқи сайлими тоғрисида тохталди. У шәрқий түркситан вәхпиниң йеңи сайланған идарә һәйәт рәһбәрлириниң шәрқий түркистан дәваси үчүн йеңи йол, йеңи усуллар билән хизмәт башлишини һәмдә бу җәһәттә үнүм яритишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.