Явро-ася кишилик һоқуқ тәшкилатлири мунбири түркий җумһурийәтлирини уйғурларға игә чиқишқа чақирди
Яво-ася кишилик һоқуқ тәшкилатлири мунбири 15-авғуст күни “шәрқий түркистан һәққидә уқтуруш” темисида мәтбуат баянати елан қилған.
-
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021-08-18 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Явро-асия кишилик һоқуқ тәшкилатлири мунбири һәр қайси дөләтләрниң вә дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартиш, шундақла түркий җумһурийәтлириниң һөкүмәтлирини уйғурларға игә чиқишқа чақириш үчүн 15-авғуст күни “шәрқий түркистан һәққидә уқтуруш” темисида мәтбуат баянати елан қилған.
Мәзкур мунбәрниң баш катипи абдуллаһ буксур әпәндиниң имзаси билән елан қилинған баянатта, кишиләрниң әркин яшаш үчүн кишилик һоқуқини ортақ қиммәт қараш дәп қобул қилғанлиқини илгири сүргән. Баянатта хитай һөкүмитиниң хитай миллитидин болмиғанларни, болупму етник вә диний җәһәттин өзигә охшимайдиған шәрқий түркистандики түркий хәлқләрни өзигә тәһдит дәп қарап йоқ қилишқа урунуватқанлиқини қаттиқ әйиблигән.
“шәрқий түркистан һәққидә уқтуруш” мавзулуқ баянатта хитайниң бу қилмишлириға сүкүт қилип турған дөләт вә шәхисләрниң хитай садир қиливатқан бу җинайәткә шерик болидиғанлиқини баян қилип, мундақ дейилгән: “хитай дөлити уйғурларни 24 саәт көзәтмәктә. Уйғурларниң өйлиригә хитайларни йәрләштүрүш арқилиқ уйғурларниң барлиқ паалийәтлирини көзитиш билән бирликтә, уларниң ар-номуси вә иппитигә чеқилмақта. Хитай һөкүмити милйонлиған хитайни шәрқий түркистанға йәрләштүрүш билән бирликтә, уйғур яшлирини хитайниң ичкири өлкилиригә йөткәш арқилиқ шәрқий түркистанниң нопус қурулмисини өзгәртмәктә. Хитайниң уйғурларни йоқ қилиш сияситигә қарита сүкүттә турған дөләт вә шәхисләр, бу ирқий қирғинчилиққа шерик болған болиду.”
15-Авғуст күни явро-асия кишилик һоқуқ мунбири елан қилған баянатта, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң яшаш һоқуқиниму қолидин тартивалғанлиқини баян қилип мундақ, дәп язған: “бүгүн шәрқий түркистанниң вәзийити интайин еғир. Уйғурларниң яшаш һәққи, диний әркинлики, пикир әркинлики тартивелинған. Хитай миллитидин болмиған хәлқләр, болупму уйғурлар тәһдит дәп қарилип җазаланмақта. Қисқиси, шәрқий түркистанда инсанларниң кишилик һоқуқи еғир дәпсәндичиликкә учримақта. Бүгүн шәрқий түркистан мәсилиси инсанлиқ мәсилисигә айланди. Кишилик һоқуқ доклатлириға асасланғанда, шәрқий түркистанда 2 милйондәк адәм җаза лагериға соланған. Биз явро-асия кишилик һоқуқ тәшкилатлири мунбири болуш сүпитимиз билән хитайни бу җаза лагерлирини дәрһал тақашқа, бигунаһ кишиләрни дәрһал қоюп беришкә чақиримиз.”
Явро-асия кишилик һоқуқ тәшкилатлири мунбири елан қилған бу баянатта йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилати, демократийә билән башқурулуватқан әлләр вә башқа дөләтләрниң хитайниң бу ирқий қирғинчилиқ сияситигә қарита техиму актип позитсийә билдүрүшкә, хитайниң вәһимә пәйда қиливатқан бу сияситигә қарита конкрет чарә-тәдбир қоллиниши керәклики тәкитләнгән.
Биз бу баянат тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн яво-ася кишилик һоқуқ тәшкилатлири мунбириниң баш катипи абдуллаһ буксур әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Мундақ деди: “бизниң бу баянатни елан қилишимиздики мәқситимиз, шәрқий түркистан мәсилиси һазир түркийәниң күнтәртипигә тоғра елип келинмәйватиду. Шуңа биз кишилик һоқуқ тәшкилатлири мунбири тоғра мәлуматларни техиму көп хәлқ аммисиға чүшәндүрүш, болупму мустәқил түркий җумһурийәтлири җамаәтчиликигиму аңлитиш үчүн мунбиримизгә әза көп сандики тәшкилатлар бирликтә бу баянатни елан қилдуқ, биз бу арқилиқ түркий җумһурийәтлириниң һөкүмәтлириниму һәрикәткә кәлтүрүшкә тиришимиз.”
Абдуллаһ буксур әпәнди йәнә мундақ деди: “түркийәдики бәзи кишиләр вә ‛ахбарат васитилири‚ түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәт бәк яхши, буниңға дәхли йәткүзмәсликимиз керәк, дегән тәшвиқатни қиливатиду. Бу тоғра әмәс. Биз буниң тоғра әмәсликини, түркийә-хитай оттурисидики тиҗарий мунасивәттә тәңпуңсизлиқ барлиқини, түркийәниң зиян тартип келиватқанлиқини, тиҗарий мунасивәтни дәп ирқий қирғинчилиққа көз юмғили болмайдиғанлиқини оттуриға қоюшқа тиришиватимиз. Биз шәрқий түркистан мәсилисини түркийә җамаәтчиликигә вә түркий җумһурийәтләргә аңлитиш арқилиқ түркий җумһурийәтлириниң һөкүмәтлириниму һәрикәткә кәлтүрүшкә тиришиватимиз.”
Шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәндиму зияритимизни қобул қилип, түркийәдә вә түрк дунясида паалийәт елип бериватқан һәр саһәдики тәшкилатларниң бу хилдики баянатларни елан қилишиниң әһмийитиниң зор икәнликини оттуриға қойди.
Явро-асия кишилик һоқуқи тәшкилатлар мунбиригә түркийә билән түркий җумһурийәтлиридә паалийәт елип бериватқан 12 тәшкилат әза болуп, 2000-йилидин тартип паалийәт елип бармақта.