Түркийәдики уйғурлар вәтинидә азап чекиватқан қериндашлирини әсләш ичидә һейт өткүзди
2019.06.04
Бурса османгази районлуқ һөкүмәт башлиқи мустафа дүндар әпәнди сөзлимәктә. 2019-Йили 4-июн, түркийә.
4-Июн күни ислам дунясиниң әң чоң һейтлиридин бири болған рози һейтниң биринчи күни. Һейитлар, инсанлар арисидики адавәтләрни унтуп, келишидиған, өз-ара һәмкарлишишни күчәйтидиған қериндашлардәк қучақлишип һейтлишидиған күндур. Бу һейт исламниң бәш шәртидин бири болған 30 күн розини ада қилғандин кейин, уруқ-туғқан, әл-ағинә, әл-юрт, дост-ярәнләр җәм болидиған, чоң-кичик һәммә киши сөйүнидиған күн. Бәзи уйғурларниң ейтишичә, бу күн чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар үчүн болса көпрәк муң, қайғу вә ғәм басидиған, сеғиниш, һиҗран отлири йәниму күчийидиған, көңли йерим болидиған пәйтләр икән.
Бу йил рози һейтта түркийәдә 9 күн тәтил болиду. Түркийәниң пайтәхти әнқәрә билән уйғур оқуғучилар әң көп болған бурса, кастамону шәһирлиридики уйғурлар рози һейтини қандақ өткүзүватиду?
Биз бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн түркийәниң әнқәрә, бурса вә кастамону шәһәрлиридә яшаватқан уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Биз түркийәниң әнқәрә шәһиридә яшаватқан уйғурларниң һейт өткүзүш әһвали тоғрисида мәлумат игиләш үчүн уйғур академийәси мәсули абдулхәмит қарахан әпәндигә микрофонимизни узаттуқ. У, гәрчә әнқәрәдә уйғурларниң сани аз болсиму, әтигән һейт намизи қилип, чүштә әнқәрә сиртидики моган көли бойиға йиғилип, бирликтә ғизалинип опчә һейтлашқанлиқини ейтти.
Кейинки йилларда түркийәдики һәр қайси университетларда оқуватқан уйғур оқуғучиларниң саниму тезла көпәйди. Түркийә маарип министирлиқиниң ашкарилишичә түркийәдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң сани 2080 әтрапида икән. Түркийәниң ғәрбий райониға җайлашқан бурса шәһиридики улудағ университетида 120 әтрапида уйғур оқуғучи оқумақта. Бүгүн, йәни һейтниң биринчи күни уйғур оқуғучилар бурса шәһириниң тарихий мәсчитлиридин бири болған улуғ җамәсидә бир йәргә җәм болуп һейт намизи қилған. Намаздин кейин тарихий мәсчитниң алдиға көк байрақни есип, һәммә бирдәк самаға болуп, сама җамаәтниң қаттиқ алқишиға еришкән. Сама ахирлашқандин кейин уйғур оқуғучиларниң вәкили абдулқадир абдукерим мухбирларға баянат берип, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргән. Бурса улудағ университетидики уйғур оқуғучиларниң вәкили абдулқадир абдулкерим бу һәқтә мәлумат бәрди.
Арқидин бурса османгази районлуқ һөкүмәт башлиқи мустафа дүндар әпәнди баянат берип түркләрниң һәр даим уйғур қериндашлирини қоллап қуввәтләйдиғанлиқини, бу икки қериндаш хәлқ оттурисидики һәмкарлишишни һеч кимниң бузалмайдиғанлиқини тәкитлигән. Абдуқадир абдулкерим бу һәқтә мәлумат бәрди.
Түркийәниң шималий қарадеңиз райониға җайлашқан кастамони университетидиму 110 әтрапида уйғур оқуғучи оқумақта. Бу йәрдики оқуғучиларму бир йәргә җәм болуп, һейти намизи оқуп өзара һейитлашқан. Уйғур оқуғучиларниң вәкили мәхмутҗан әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Бурса шәһиридики улудағ университетида оқуватқан уйғур оқуғучиларниң һейт намизидин кейин мәсчит алдида сама усули ойнап, баянат елан қилғанлиқи тоғрисида бурсадики ахбарат васитилири “уйғурлар хитай тәрипидин чәкләнгән өрп-адәтлирини бурса шәһридә намайән қилди” темисида хәвәр қилип тарқатти.
Түркийә қазақистандин қалса әң көп уйғур олтурақлашқан дөләт һәсаблиниду. 4-Июл күни уйғурлар зич олтурақлашқан истанбул вә қәйсәридики уйғурларму өз әнәнилири бойичә рози һейитини өткүзүватқан болуп, уйғурларниң вәтинидики уруқ-туғқанлири билән болған алақиси үзүлүп қалған болғачқа улар рози һейитни бурун көрүлүп бақмиған һалда көңли йерим өткүзмәктә икән. Истанулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкариқ җәмийити рәиси идайәтуллаһ оғузхан әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.









