Түркийәниң әнқәрә, кастамону вә қарабүк шәһәрлиридә хитайға қарши намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.10.01
turkiyede-namayish-1.jpg

Хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи зор тәнтәнә билән қутлуқлиниватқан мәзгилдә, уйғурлар хитайға қарши наразилиқ намайиш қилди. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

turkiyede-namayish-2.jpg

Хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи зор тәнтәнә билән қутлуқлиниватқан мәзгилдә, уйғурлар хитайға қарши наразилиқ намайиш қилди. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

turkiyede-namayish-3.jpg

Хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи зор тәнтәнә билән қутлуқлиниватқан мәзгилдә, уйғурлар хитайға қарши наразилиқ намайиш қилди. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

turkiyede-namayish-4.jpg

Хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи зор тәнтәнә билән қутлуқлиниватқан мәзгилдә, уйғурлар хитайға қарши наразилиқ намайиш қилди. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

turkiyede-namayish-5.jpg

Хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи зор тәнтәнә билән қутлуқлиниватқан мәзгилдә, уйғурлар хитайға қарши наразилиқ намайиш қилди. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

turkiyede-namayish-6.jpg

Хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи зор тәнтәнә билән қутлуқлиниватқан мәзгилдә, уйғурлар хитайға қарши наразилиқ намайиш қилди. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Бүгүн түркийәниң пайтәхти әнқәрә, кастамону вә қарабүк шәһәрлиридә намайиш өткүзүлүп “җаза лагерлири” ға вә “70 йиллиқ асарәткә қарши” ирадилири билдүрүлди.

Д у қ бурун, 1949-йили хитай хәлқ җумһурийити қурулған, уйғур ели истила қилинған 10-айниң 1-күнини уйғурлар үчүн “матәм күни” дәп елан қилған болуп, дуняниң һәр қайси йәрлиридики уйғурлар һәр йили бу күни хитайға қарши намайиш вә башқа наразилиқ паалийәтлирини өткүзүп кәлмәктә иди. Бүгүн түркийәниң пайтәхти әнқәрә билән түркийәниң кастамону вә қарабүк шәһәрлиридә өткүзүлгән бу намайишларға түркийәдики аммиви тәшкилатлар, уйғур оқуғучилар вә шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири қатнашти.

1-Өктәбир күни түркийә пайтәхти әнқәрәниң мәркизигә җайлашқан улус мәйданида өткүзүлгән намайишқа, қәйсәри, истанбул вә әнқәрәдин кәлгән уйғурлардин сирт түркийәниң 450 миң әзаси бар кадирлар уюшмиси рәиси өндәр каһвәчи әпәнди башчилиқидики көп санда рәһбәр иштирак қилди. Булардин сирт “ийи”, йәни “яхши” партийәниң бәзи мәсуллириму иштирак қилди.

Бирқанчә телевизийә вә гезит-журналларниң мухбирлириму иштирак қилған наразилиқ намайишта қолида ай юлтузлуқ көк байрақ билән түрк байриқи көтүрүвалған намайишчилар оттурисида турған өндәр каһвәчи әпәнди мухбирларға баянат берип, хитайниң қелипидин чиққан бесим сияситини қаттиқ әйибләп мундақ деди: “қиммәтлик достлар, қиммәтлик мухбирлар, һөрмәтлик шәрқий түркистанлиқ җапакәш қериндашлирим қиммәтлик намайиш әһли, ханимлар, әпәндиләр көзимиздин узақ көңлимизгә йеқин шәрқий түркистандин көтүрүлгән пәрядлар билән қәлбимиз биарам болмақта. 150 Йилдин буян шәрқий түркистан хәлқи қан йеши төкмәктә дуня буни көрмәсликкә салмақта. Буниңдин 70 йил бурун болса коммунист хитай бу земинни бесивалди. Инсанийәт трагедийәсиму шу вақитта башланди. 70 Йилдин буян хитай дөлити шәрқий түркистанлиқларға ирқий қирғинчилиқ сиясити елип бармақта. Хитай бесимидин қечип чиққан уйғурлар уруқ-туғқанлири биләнму көрүшүш һәққигә игә әмәстур. Хитай бүгүнки күндә бу йәрдә ирқий қирғинчилиқ елип бармақта. Биз кадирлар уюшмиси болуш сүпитимиз билән түркийә һөкүмитини шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға игә чиқишқа чақиримиз”.

Әнқәрәдә өткүзүлгән намайишқа қатнашқан кишиләр қоллирида “ишғалчи хитай шәрқий түркистандин йоқал, шәрқий түркистанға мустәқиллиқ, җаза лагерлири етиветилсун” дегән шоарларни көтүргән һалда, “қатил хитай шәрқий түркистандин йоқал” дегән шоарларни товлашти.

Намайиш ахирлашқандин кейин микропонимизни намайишчиларға узаттуқ, уйғур зиялийси миркамил қәшқәрли әпәнди бу намайиш арқилиқ хитайни чиқип кетишкә чақиридиғанлиқини баян қилди.

Бу намайишни түркийә кадирлар уюшмиси билән биллә уюштурған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башқуруш һәйәти әзаси хәйруллаһ әфәндигил әпәнди бүгүнки намайишни уюштуруштики мәқситигә йәткәнликини баян қилди.

“ийи”, йәни яхши партийә мәсуллиридин әрхан сун әпәнди уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрүш үчүн кәлгәнликини баян қилип мундақ деди: “қан қериндашлиримизни қоллаш үчүн кәлдуқ. Қериндашлиримизни ахирғичә қоллаймиз. Хитайни һәр йәрдә һәр даим әйибләймиз. Уйғур қериндашлиримиз өз вәтинидә әркин яшаш һоқуқиға игә болғучә уларни қоллаймиз”.

Мәркизи истанбул шәһиридики уйғур академийәси тәшкилатиниң иҗраийә рәиси аблимит қарахан әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда, хитай уйғур диярида бастуруш елип бериватқан бүгүнки күндә чәтәлдики уйғурларни намайишқа чақирди.

Намайишта ай-юлтузлуқ көкбайрақларни, хитай түрмилиригә бәнд қилинған уйғурларниң рәсимлири бесилған тахтайларни, һәр түрлүк шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүшкән уйғурлар җараңлиқ шоар садалирини билән өзлириниң хитай һакимийитигә болған ғәзәп-нәпрәтлирини ипадә қилишти.

1-Өктәбир күни уйғур оқуғучилар әң көп болған түркийәниң кастамону шәһири билән уйғур оқуғучилар әң аз болған қарабүк шәһиридиму хитай ишғалиниң 70 йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзүлгән. Қоллирида көк байрақ билән “шәрқий түркистан 70 йилдин буян хитайниң ишғали астида, шәрқий түркистанға азадлиқ, уйғурларға әркинлик” дегән шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүвалған 60 әтрапида уйғур хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән. Кастамону университетидики оқуғучиларниң вәкили абдузаһир әпәнди паалийәт һәққидә мәлумат бәрди.

Түркийәниң шималий райониға җайлашқан қарабүк университетида оқуватқан мамутҗан әркин, аяли вә кичиқ қизи билән бирликтә қарабүк университетиниң ичидә уйғурларниң һазирқи вәзийити баян қилинған варақчә тарқатқандин сирт җаза лагерлири әкс әттүрүлгән рәсимләрни көтүрүп мәктәпни айланған. Мамутҗан әркин әпәнди бу намайиши тоғрисида мәлумат бәрди.

Бүгүн, йәни 1-өктәбир күни хитай ишғалиниң 70-йиллиқи күни болуп түркийәдики иҗтимаий таратқуларниңму муһим темисиға айланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.