Намайишта түрк сақчиларниң уйғурларға қаттиқ қоллуқ қилиши сәвәбидин түркийә ички ишлар министири кәчүрүм сориди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.11.30
istanbul-saqchiliri-uyghur-namayish-1.jpg 24-Ноябир үрүмчидә йүз бәргән от апити сәвәбидин истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш елип бериватқан уйғурларни түрк сақчилири тутуп меңиватқан көрүнүш. 2022-Йили 30-ноябир, түркийә.
RFA/Arslan

24-Ноябир үрүмчидә йүз бәргән от апити сәвәбидин келип чиққан трагедийә мунасивити билән наразилиқ билдүрүш үчүн 30-ноябир күни истанбулдики хитай консулханиси алдиға җәм болған уйғурларни түрк сақчилири қаттиқ қоллуқ қилип тарқап кетишкә зорлиди вә тутқун қилип чегарадин чиқириветиш билән тәһдит қилди. Намайишчилар сақчиларниң өзлирини хитай консулханиси алдидин йирақлаштурушқа орунушлириға олтурувелип қаршилиқ көрсәтти.

Намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ вә үрүмчидики от апитидә вапат болған уйғурларниң рәсимлирини көтүргән һалда, “қатил хитай һесаб бәрсун”, дегәндәк шоарлар товлиди.

Түркийә сақчилири намайишчиларни хитай консулханиси алдидин кетиш һәққидә агаһландуруш бәрди вә бәзлирини қолидин тутуп сөрәп консулхана алдидин йирақлаштурушқа урунди, бирақ намайишчилар чекинмәстин орнида чиң туруп шоар товлашни давам қилди.

Хитай консулханиси алдидики намайишчиларға өзини сақчи башлиқи дәп тонутқан вә бешиға шәпкә кийивалған бир сақчи әсәбийләрчә варқирап, бирдәмдин кейин “һәммиңларни сүпүрүп тазилаймиз, тутқун қилип чегарадин чиқириветимиз” дегәндәк сөзларни қилди. Намайишчилар техиму ғәзәплинип тиркәшкиничә намайишни давамлаштурди. У сақчиниң бу сөзлирини өз ичигә алған син көрүнүши иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалғандин кейин қаттиқ наразилиқ вә ғулғула пәйда болди. Вәқә йүз бәргәндин кейин көплигән түрк хәлқи намайиш мәйданиға йетип берип, уйғурларниң йенида икәнликини вә қоллайдиғанлиқини ипадилиди.

Түрк журналист адәм өзкүсә әпәнди нәқ мәйданға йетип берип, уйғур намайишчиларни қоллиди вә сөз қилип, сақчиларниң қаттиқ қоллуқ қилғанлиқини тәнқид қилди. У мундақ деди: “бүгүн әтигән иҗтимаий таратқуларда тарқалған көрүнүшләр вә сақчиларниң позитсйәсини һәргизму қобул қилмаймиз, бу син көрүнүштики сақчиниң қаттиқ қол муамилиси түркийә хәлқини чоңқур қайғуландурди. Түркийәдики шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизни чегарадин чиқириветиш билән тәһдит қилиш дөлитимизгә һәргизму ярашмайду. Әгәр уйғур қериндашлиримизға қопаллиқ қилған сақчиниң бешиға мушу қериндашлиримизниң бешиға кәлгән паҗиә кәлгән болса иди, у сақчиму мушу қериндашлиримизға охшаш позитсийә билдүрәтти. Буларниң паалийити һәр инсанниң қилишқа тегишлик болған инсаний һәқ-һоқуқидур. Шуниң үчүн мән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримниң бу паалийитини қоллаймән вә тәбрикләймән”.

24-Ноябир үрүмчидә йүз бәргән от апити сәвәбидин истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш елип бериватқан уйғурлар. 2022-Йили 30-ноябир, түркийә.

Сақчиларниң қилмиши түркийәдә қаттиқ ғулғула қозғиғандин кейин, түркийә ички ишлар министири солайман сойлу, истанбулда өткүзүлгән намайишта түрк сақчиларниң уйғурларға қолланған қаттиқ қол муамилисигә қарита өзиниң тиветтир һесабидин баянат елан қилип уйғурлардин кәчүрүм сориди. Баянатта министир солайман сойлу уйғурлардин кәчүрүм сорап мундақ дегән: “бүгүн әтигәндә хитай консулханиси алдиға намайиш қилиш үчүн йиғилған уйғур қериндашлиримизниң йолни тусивалғанлиқи үчүн районниң бихәтәрликини қоғдаш вәзиписи өтәватқан сақчилар билән улар оттурисида йүз бәргән талаш-тартишлар бизни әпсусландурди. Әлвәттә һәр дөләтниң баш әлчиликиниң бихәтәрликини қоғдаш вәзипимиз вә мәсулийитимиз бардур, сақчи хадимлиримиз бу мәсилигә шу сәвәбтин сәзгүр қарайду, әмма бихәтәрликни қоғдаш җәрянида еғизидин чиққан бәзи ипадиләр мәқсәттин һалқип кетипту. Бундақ сәзгүр бир вәзипидә бу хил ипадиләрни ишләтмәслики керәк иди. Түрк қан системисидики қериндашлиримизға муддәтсиз иқамәт бериш вә түркийә гиражданлиқиға өтүш ишлирида мәхсус ишхана ечип алаһидә хизмәт қиливатимиз һәм бу хизмәтни мәҗбурийитимиз дәп билимиз. Бу мунасивәт билән әпсусланғанлиқимиз вә қайта-қайта кәчүрүм сорайдиғанлиқимизни билдүримиз”.

Түркийә ички ишлар министири солайман сойлу баянатида йәнә “бу көңүлсиз вәқә үстидин тәкшүрүш елип бериш башланғанлиқи” ни билдүргән.

Бу вәқә тоғрисида истанбул сақчи идарисиму баянат елан қилип, мәзкур сақчи хадиминиң чекидин ашқан ипадә қоллинип хата чүшинишкә сәвәб болғанлиқидин әпсусланғанлиқини билдүрди вә бу тоғрида инчикилик билән тәкшүрүш елип бериватқанлиқини ипадилиди. Биз бу һәқтә толуқ мәлумат игиләш үчүн истанбулниң сарийәрдики сақчи идарисигә телефон қилған болсақму бу һәқтә җаваб алалмидуқ.

24-Ноябир үрүмчидә йүз бәргән от апити сәвәбидин истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш елип бериватқан уйғурлар. 2022-Йили 30-ноябир, түркийә.

Истанбулдики намайиш җәрянида үрүмчидики от апитидә аниси вә қериндашлири болуп аилисидин бәш киши вапат болған муһәммәд, тарқап кетишкә зорлиған сақчиларға аилисидикиләрниң рәсимлирини көрситип туруп мундақ деди: “мән йәттә йилдин буян анамниң авазини аңлимиғанидим, әмди уларниң өлүм хәвирини аңлидим, қериндашлирим вә анам отта көйүп вапат болди, мушу әһвалда мән қандақму сүкүт қилип туралаймән. Мән бу йәрдә хитайға наразилиқ авазимни аңлиталмисам яшиғинимниң немә әһмийити? әгәр мән мусулман болмиған болсам өзүмни өлтүрүвалған болаттим, мән бу паҗиәгә пәқәт чидиялмидим”.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған уйғур паалийәтчи мирзәхмәт иляс әпәнди, истанбулдики хитай консулханиси алдида өткүзүлгән намайишта йүз бәргән һадисиләр тоғрисида тохтилип мундақ деди: “сақчиларниң бу хил тәһдити бизни үмидсизләндүрди. Чүнки түркийә ялғуз шәрқий түркситанлиқларниңла әмәс бәлки пүтүн түрк дунясиниң иккинчи вәтини һесаблиниду, бу намайишқа қатнашқан уйғурларниң көпинчиси түркийә гиражданлиқиға өтүп болған қериндашлар болғанлиқи үчүн бу ипадә бизниң ғәзипимизни кәлтүрди”.

Мирзәхмәт иляс әпәнди, түркийә ички ишлар министирлиқиниң уйғурлардин кәчүрүм сорап елан қилған баянати тоғрисида тохтилип, бу баянатни “рәнҗигән көңүлгә аз болсиму су сәпти дәп қарайдиғанлиқи” ни ипадилиди.

Униң билдүрүшичә, 60 нәпәр уйғур хитай консулханисиниң алдиға намайиши қилиш мәқситидә йеқинлап бериш үчүн сәһәр вақти саәт 5:00 әтрапида йолға чиққан болуп, улар хитай консулханисиниң алдиға җәм болған вә сақчилар уларни тосуп қелишқа үлгүрәлмигәникән.

Мирзаәхмәт илясниң билдүрүшичә, бу қетимқи намайиш интайин өнүмлүк өткүзүлгән болуп, бу, хәлқ һәрикити намида уюштурулған вә һеч қандақ тәшкилатниң нами ишлитилмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.