Икки нәпәр парламент әзаси түркийә парламентида шәрқий түркистан җумһурийәт күнини тәбриклиди
2024.11.13

12-Ноябир күни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар 1933-йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 91 йиллиқи вә 1944-йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 80 йиллиқини хатирилиди. Мана мушу күндә, түркийә “ийи” партийәсиниң парламент әзалириниң түркийә парламентидики мәсули сатуқ буғра қавунҗу әпәнди, 12-ноябир күнидики парламент омумий йиғинида 20-әсирдә қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитини хатирилиди. Шуниң билән бирликтә у йәнә, хитайниң уйғурларға елип бериватқан юқири бесимлиқ бастуруш сияситини әйиблиди.
Шу күни йәнә “йеңи саадәт” партийәсиниң парламент әзаси доған бекин әпәнди, түркийә парламентида мәхсус мәтбуат йиғини чақирип икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитини хатирилиди.
Сатуқ буғра қавунҗу әпәнди, 600 дәк парламент әзаси иштирак қилған омумий йиғинда тарихтики шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләп мундақ деди: “бүгүн 12-ноябир шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз үчүн муһим бир күн, йәни шәрқий түркистан җумһурийәт күнидур. Шәрқий түркистанлиқлар ғурурлуқ вә ирадилик болуп, пүтүн түркистан хәлқигә өрнәк болди. Биз хитай ишғали астида һәр түрлүк инсан қелипидин чиққан муамилиләргә учраватқан, 21-әсирдиму йиғивелиш лагерлирида азаб чекиватқан уйғур қериндашлиримизниң һәр даим авази болушқа тиришиватимиз”.
У, “ийи” партийәсиниң уйғурларниң һәқлиқ дәвасини қоллайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “йәнә бир мәсилә шуки, шәрқий түркистанлиқларни ‛әсәбий‚, ‛чәт әлләр билән тил бириктүргән‚ дегәндәк әйибләшләрни қиливатқанларни мән қаттиқ әйибләймән. Мән бурунму дәп өткән идим, хитайниң тәсири түркийәдә биз пәрәз қилғандинму күчлүк. Хитай бәзи ахбарат органлирини вә журналистларни өз тәсири астиға еливалди. Мән бу йәрдә ‛ийи‚ партийәсигә вакалитән һәр даим шәрқий түркистан хәлқиниң һәққаний дәвасини қоллайдиғанлиқимизни тәкитлимәкчимән”.
12-Ноябир күни парламент әзаси доған бекин әпәндиму түркийә парламентида икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш үчүн мәхсус мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди. У, мундақ деди: “һөрмәтлик мухбирлар, бүгүн 1933-йили 12-ноябир күни қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийәти билән 1944-йили 12-ноябир күни ғулҗада қурулған шәрқий түркистан җумһурийити қурулған хатирә күндур. 1933-Йилида қәшқәрдә қурулған ислам җумһурийити қисқа вақит ичидә ағдуруп ташланған болуп, шуниңдин кейин шәрқий түркистан хәлқи қайта зулум астида қалған. Бу зулумға 1944-йили иккинчи шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанда вақитлиқ хатимә берилгән. Һалбуки, бу җумһурийәтму 1949-йили өктәбирдә коммунист хитайниң ишғали билән ахирлашқан. Шу күндин тартип хитай шәрқий түркистанда ассимилятсийә сияситини елип бармақта”.
У, хитай һөкүмити “йеңи йипәк йоли пилани” ни оттуриға қойғандин кейин шәрқий түркистанда бесим сияситини техиму күчәйткәнликини илгири сүрүп мундақ деди: “шәрқий түркистан хитайниң ‛йеңи йипәк йоли‚ үстидики әң муһим түгинидур. Буниң үчүн хитай бу районға хитайларни көпләп җайлаштурмақта. Буниң нәтиҗисидә шәрқий түркистанниң нопус қурулмиси бузулуватиду. Бүгүнки күндә милйонлиған хитайлар шәрқий түркистанға йәрләштүрүлүватиду. 1949-Йили коммунист хитай бесивалғанда, шәрқий түркистандики хитай нопуси аран 5 пирсәнтни тәшкил қилатти. Бүгүнки күндә хитай нопуси хитайниң рәсмий истатистикилири бойичә 45 пирсәнткә чиққан. Хитайниң райондики нопуси буниңдинму ешип кәткән болуши мумкин. Биз хитайниң бу райондики йәрлик хәлқләргә қаратқан бесим сияситини дәрһал тохтитишини, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә дуня дөләтлирини хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулум сияситини тохтитишқа чақиришини тәләп қилимиз”.
Истанбулдики ибни халдун университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң докторанти мәвлан тәңриқут әпәнди, “ийи” партийәси парламент әзаси сатуқ буғра қавунҗу әпәнди гәрчә қисқа сөзлигән болсиму, әмма түркийә парламентида дейилип бақмиған бир қанчә нуқтини йорутуп бәргәнликини илгири сүрди.
У, йеқинқи йиллардин буянқи түркийәниң ташқи сияситидә бәзи өзгиришләрниң болғанлиқини, гәрчә йеқинқи йилларда түркийәниң хитай билән болған мунасивити күчәйгән болсиму, әмма түркийәниң шәрқий түркистан мәсилисини давамлиқ күнтәртипкә елип келиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини тилға алди.
Измирдики әгә университетиниң пирофессори алимҗан инайәт әпәнди, түркийә парламентида уйғурлар мәсилисиниң бундақ изчил йосунда күнтәртипкә келип турушиниң пайдилиқ икәнликини оттуриға қойди.
Сатуқ буғра қавунҗу 2018-йилидин тартип “ийи” партийәсидә вәзипә өтимәктә. У, 2023-йили 14-май күнидики сайламда парламент әзаси болуп сайланған. У уйғур мәсилисини изчил һалда түркийә парламентида оттуриға қоюп кәлмәктә. Доған бекин әпәнди 2023-йили 14-май күнидики сайламда парламент әзаси болуп сайланған болуп, бир йерим йилдин буян изчил һалда уйғурларниң еғир вәзийитини парламентта аңлитип кәлмәктә.