Парламент әзаси әртуғрул қая: “түркийә һөкүмитиниң сүрийәликләргә ишик ечип, уйғур қериндашлиримизға игә чиқмаслиқини һәргиз қобул қилмаймиз!”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.01.01
Ertughrul-Qaya-1024 “дәва” партийәсидин болған парламент әзаси әртуғрул қая түркийә парламентида сөзләватқан көрүнүш. Әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулум вә бесимлири давамлишиватқан бүгүнки күндә, түркийәдә сүрийә вә ғәззә мәсилисиниң давамлиқ тилға елинип, уйғур мәсилисиниң тилға елинмаслиқи, түркийәдики бәзи парламент әзалирини һәрикәткә кәлтүрди.

29-Декабир күни “дәва” партийәсиниң парламент әзаси әртуғрул қая әпәнди түркийә парламентида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, түркийә һөкүмитини пәләстинликләр вә сүрийәликләрниң йенида турғандәк, уйғурларниңму йенида турушқа чақирди.

Әртуғрул қая әпәнди мундақ дегән: “йүрикимиздә бир яра бар, у болсиму шәрқий түркистандур. Бу яра уйғур түрклириниң қени билән суғурулған, көз-яшлири билән ююлған, өз вәтинидә әсир тутулуватқан қериндашлиримизниң ярисидур. Шәрқий түркистанда хитайниң диний етиқадни чәкләш сиясити давамлишиватиду. Хитайниң мусулман уйғур түрклиригә йүргүзүватқан зулум, ассимилятсийә вә бесим сиясити ахири зор тирагедийәгә айланди. Улар уйғур түрклириниң миллий өрп-адәтлири вә диний етиқадиға һөрмәт қилиш у яқта турсун, уларни хитайдәк болушқа мәҗбурлимақта. Бу хитайниң ирқчилиқ сияситиниң нәтиҗисидур”.

Парламент әзаси әртуғрул қая әпәнди баянатида, һәр қайси дөләтләрниң, болупму түркийә һөкүмитиниң хитайниң бу җинайитини тохтитиш үчүн дәрһал һәрикәткә өтүши керәкликини тәкитләп, мундақ деди: “бу йәрдин дунядики һәр қайси дөләтләргә шуни демәкчимәнки, уйғур түрклири әркинликкә еришиши керәк. Биз, коммунист хитай һөкүмитидин дәрһал шәрқий түркистан хәлқиниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишини, диний етиқади билән яшишиға тосқунлуқ қилмаслиқини тәләп қилимиз. Хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бу бесим сиясити бир милләтнила әмәс, бәлки пүткүл инсанийәтниң виҗданини аяқ асти қилиду. Һәммә милләт өз мәдәнийити вә муһитидин әркин нәпәс алалайдиған бир дуня қурғили болмамду? бу соални сориғинимизда йүрикимиз ечишиду, көзимиз яш билән толиду. Уйғурлар тартиватқан дәрд-әләм бизниңму уйқумизни қачурмақта. Хитай бу зулумни дәрһал тохтатсун! кишилик һоқуқ дунявийдур. Чеграси болмиған бу хәлқаралиқ хитабнамигә хитайниңму һөрмәт қилишини тәләп қилимиз. Һечқандақ бир күч уйғурларниң негизлик һәқ-һоқуқлирини тартивалмаслиқи керәк!”.

Түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоған 22 йилдин буян түркийәни идарә қилип келиватқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң рәислик вәзиписиниму өтәп кәлмәктә. 2015-Йилиғичә пирезидент әрдоған көп қетим уйғур мәсилисини тилға алған, һәтта 2009-йили 5-июл үрүмчи қирғинчилиқи йүз бәргәндә хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дегән, шу сәвәблик хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиған иди. Һалбуки, бүгүнки күндә у һәр вақит ғәззә билән сүрийә мәсилисини тәкитләватқан болсиму, әмма уйғур мәсилисини тилға алмиди.

Парламент әзаси әртуғрул қая әпәнди мәтбуат баянати йиғинида түркийә һөкүмитини әрәбләргә игә чиққандәк түркләрниң қан қериндиши болған уйғурларғиму игә чиқишқа чақирип мундақ дегән: “һөкүмәт бу мәсилигә қарита сүкүттә турмаслиқи керәк. Сүрийәликләргә ишикимизни ечип, өз қан қериндашлиримиз болған уйғур түрклиригә игә чиқмаслиқини қәтий қобул қилмаймиз. Уйғур түрклириниң хитайға қайтуруп берилгәнлики илгири сүрүлмәктә. Буни ички ишлар министири билән әдлийә министиридин сораймиз: бу әһваллар растму? әгәр раст болса мәзлумни залимға тапшуруп беришниң, қериндашлиримизни хитайға қайтуруп беришниң ахирәттиму җазаси бәк еғирдур. Биз түркийә һөкүмитиниң пәләстинликләрни қоллиғандәк уйғурларниму қоллишини тәләп қилимиз. Бу бизниң инсанлиқ бурчимиздур”.

Бу қетимлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғини һәққидә зияритимизни қобул қилған парламент әзаси әртуғрул қая әпәнди мундақ деди: “биз уйғурларниң әркинлики үчүн пүтүн күчимиз билән күрәш қилишни давам қилимиз. Чүнки биз билимизки, һәр қандақ бир милләтниң әркинлики һәммидин муһимдур. Уйғурларниң пәряди бизниңму пәрядимиздур. Уларниң қайғуси бизниңму қайғумиздур. Бу зияритиңиз арқилиқ хитай һөкүмитигә шуни демәкчимәнки, уйғур түрклириниң әркинлики дәрһал қайтуруп берилсун. Бизниң күришимиз инсанлиқ ғуруриға игә чиқиш күришидур. Хитайниң зулуми түгимигичә, бизниң бу күришимиз давам қилиду. Биз һәр даим уйғур түрклириниң йенида. Биз уйғур түрклириниң авази болушни давам қилимиз”.

Парламент әзаси әртуғрул қая әпәндиниң түркийә парламентида өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғини түркийә дөләт телевизийәси (TRT) ниң үчинчи қанилида нәқ мәйдандин тарқитилди, шундақла иҗтимаий таратқуларда кәң һәмбәһирләнди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.