Түркийәдики сайлам нәтиҗиси уйғур дәвасиға қандақ тәсир көрситәр?
3-Айниң 31-күни түркийәдә өткүзүлгән сайламда шәһәр, район, наһийә, кәнт вә йеза башлиқлирини сайлап чиқилди.
-
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019-04-03 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
3-Айниң 31-күни түркийәдә өткүзүлгән сайламда шәһәр, район, наһийә, кәнт вә йеза башлиқлирини сайлап чиқилди.
Түркийәдә истанбул, әнқәрә, измир қатарлиқ 3 чоң шәһәрни өз ичигә алған 81 вилайәт бар.
2015- Йили 9- айниң 14- күнидики истатестикидин қариғанда , түркийәдә актип паалийәт елип бериватқан 100 сиясий партийә бар болуп, булардин башқа йеңи қурулған ийи партийәсини һесаблисақ һазир 101 партийә болиду. Бу партийәләрдин 12 партийә бу қетимқи сайламға қатнашқан. Булардин башқа йәнә пәқәт истанбулдила һечқандақ партийәгә тәвә болмиған 24 мустәқил намзатму қатнашқан.
Бу сайламда беләт ташлайдиған кишиләрниң сани 57 милйон 93 миң 410 киши болуп, булар 30 чоң шәһәр, 51 кичик шәһәр, 922 наһийә вә 386 районға қоюлған 194 миң 678 сандуққа беләт ташлап, түркийәдики һәрқайси шәһәр, вилайәт, наһийә, район, йезаларни 5 йил башқуридиған җәмий 1389 намзатни сайлап чиқти. Хәлқниң сайламға қатнишиш нисбити йүздә 83.9% Болди.
Бу қетимқи сайламниң тәйярлиқ хизмити бир йил бурун башланған болуп, 2018- йили 2- айниң 20- күни түркийәниң һакимийәт бешидики “адаләт вә тәрәққият партийәси” билән милләтчи һәрикәт партийәси иттипақдашлиқ қурди. Булар шуниңдин кейин “җумһурийәт иттипақи” дәп аталди. Кейин “җумһурийәт хәлқ партийәси”, “ийи партийәс” , “саадәт партийәси” , хәлқниң демократик партийәси” қатарлиқ 4 партийә, 2018- йили 5- айниң 5- күни җумһурийәт иттипақиға қарши иттипақлашти. Бу партийәләр иттипақи “миллийәт иттипақи (хәлқ иттипақи)” дәп аталди.
Сайламниң ғәйрий рәсмий нәтиҗисидин қариғанда адаләт вә тәрәққият партийәси йәнә ғәлибә қилди. Бу, адаләт вә тәрәққият партийәси қурулғандин кейин 16 йил ичидә қатнашқан 13- қетимлиқ сайлам болуп, адаләт вә тәрәққият партийәси бу сайламларниң һәммисидә ғәлибә қилди.
3-Айниң 31-күни түркийәдә өткүзүлгән сайламда шәһәр, район, наһийә, кәнт вә йеза башлиқлири сайлап чиқилди. Сайламда һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси шәһәр, вилайәт вә районларниң көпидә утуп чиққан болсиму, түркийә нопусиниң көпини тәшкил қилған истанбул, әнқәрә, анталя, адана вә мәрсин қатарлиқ чоң шәһәрләр өктичи партийәләрдин бири болған җумһурийәт хәлқ партийәсиниң қолиға өтти. Буни қандақ чүшинишимиз керәк? әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди бу сайламниң шәһәр вә кәнт башлиқлирини сайлаш сайлими икәнликини, буниң 4 йерим йилдин кейин омумий сайламға тәсир көрситидиғанлиқини баян қилди.
Хитай мәтбуатлири, һакимийәт бешидики рәҗәп таййип әдоғанниң сайламда ғәлибә қилғанлиқини, лекин чоң шәһәрләрдә уттурғанлиқини илгири сүрмәктә. Доктор әркин әкрәм әпәнди 2-айниң бешидин тартип хитай билән һазирқи һөкүмәтниң мунасивитиниң йириклишишкә башлиғанлиқини, хитайниң йеңи сайланған шәһәр башлиқлири билән болған мунасивитини тәрәққий қилдуруш арқилиқ шу шәһәрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлирини тосушқа тиришидиғанлиқини ейтти.
Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, шәһәр вә кәнтләрниң башлиқлиқиға сайланған намзатларниң көпи оңчи партийәләрдин болуп, шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири улар билән болған алақисини күчәйтсә, бағчә вә кочиларға мәшһур уйғур шәхслириниң вә тарихий шәһәрләрниң исимлирини қойғили болиду.
Сайлам тоғрисидики зияритимизни қобул қилған истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди гәрчә чоң шәһәрләрдә солчи партийә көрсәткән намзатлар утуп чиққан болсиму, әнқәрә вә истанбулға охшаш чоң шәһәрләрниң шәһәр башлиқи болуп сайланған кишиләрниң милләтчи идийәдики вә уйғур мәсилисини яхши билидиған кишиләр икәнликини баян қилди.
Измирдики әгә университети оқутқучиси, профессор алимҗан инайәт әпәнди бу сайламниң уйғур дәвасиға сәлбий тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Түркийәдики сайламға бәзи партийәләр наразилиқ билдүргән болғачқа бәзи районларда аваз бериш беләтлири қайта саналмақта. Сайлам нәтиҗисиниң 2-3 күн ичидә рәсмий җакарлинидиғанлиқи билдүрүлди.
Түркийәдә, тарихта тунҗи қетим бир вилайәттә коммунистик партийә ғәлибә қилған.