Уйғурларниң түркийәдики от апәт райониға бериши түрк хәлқини сөйүндүрди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.08.04
Уйғурларниң түркийәдики от апәт райониға бериши түрк хәлқини сөйүндүрди Шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң уюштуруши билән 36 уйғурдин тәркиб тапқан ярдәм гурупписи түркийәдә от апитигә учриған анталйәниң манавгат наһийәсигә берип ярдәм бәрмәктә. 2021-Йили июл, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Уйғурлар түркийәдә от апитигә учриған анталйәниң манавгат наһийәсигә берип ярдәм бериш хизмитигә қатнашмақта. Шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң уюштуруши билән 36 уйғурдин тәркиб тапқан ярдәм гурупписи от кәткән районға йетип берип ярдәм хизмитигә қатнишишқа башлиди. Уйғурларниң апәт райониға кәлгәнликини көргән апәт районидики түрк хәлқи қаттиқ сөйүнгән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики баш катипи абләт абдурахман әпәнди мундақ деди: “8 күндин буян түркийәдики нурғун, йеза, қишлақлар, қой-кала, һайванлар көйүп күл болди. Көп йәрләрдә от өчүрүлгән болсиму, бәзи йәрләрдә техи от апити давам қиливатиду. Буни көргән уйғурлар болупму шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликигә әза тәшкилатларниң мәсуллири бизму от апити йүз бәргән җайларға берип ярдәм қилсақ, от өчүрүшкә қатнишиватқан кишиләргә, су тошуп, тамақ қилип берип, һеч болмиса арқа сәптинму болса ярдәм қилип, түркләргә улар билән болған қериндашлиқимизни ипадилисәк деди. Бу тәләпкә бинаән нурғун уйғур яшлар илтимас қилған болсиму, биз истанбул, әнқәрә вә конядин болуп 36 уйғурдин тәркиб тапқан ярдәм гурупписи анталйәниң манавгат райониға йетип кәлдуқ”.

Түркийәдә от апитигә учриған анталйәниң манавгат наһийәсигә берип ярдәм бериш тәйярланған 36 уйғурдин тәркиб тапқан ярдәм гурупписи. 2021-Йили июл, түркийә.
Түркийәдә от апитигә учриған анталйәниң манавгат наһийәсигә берип ярдәм бериш тәйярланған 36 уйғурдин тәркиб тапқан ярдәм гурупписи. 2021-Йили июл, түркийә.

Абләт абдурахман әпәнди кәлгәндин кейинла арқа сәптә ярдәм паалийитигә қатнишишқа башлиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз бүгүн әтигән йетип келип алди билән йәрлик ярдәм тәшкилатлири билән көрүштуқ. Улар билән қандақ қилалайдиғанлиқимиз һәққидә музакирә елип берип, от өчүрүшкә қатнишиватқан кишиләргә ярдәм буюмлирини апирип бериш, уларға тамақ қилип беришни қарар қилдуқ”.

Хәвәрләргә асасланғанда түркийәдә 8 күндин буян давамлишиватқан от апитидә 183 йәргә от кәткән болуп, буниң 167 йәрдикиси өчүрүлгән болсиму, 7 вилайәттә 16 йәрдики от апити йәнила давам қилмақта. 8 Күн җәрянида дуня уйғур қурултийи вә уйғур академийәси қатарлиқ тәшкилатларму баянат елан қилип, от апитидә һаятидин айрилип қалған кишиләргә тәзийәлирини билдүрүш билән бирликтә, апәттин маддий зиянға учриғанлардин һал сориди, отниң балдуррақ өчүрүлүшини тилиди. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди түркийәдә от кәткән җайларни қайта бостанлаштуруш хизмитигә төһпә қошушни ойлаватқанлиқини баян қилди.

Түркийәдә охшашла вақитта көп йәрдә от апити йүз бәргән болғачқа ярдәм хизмәтлири йетишмәйватмақта. Шуңа түркийәниң әң чоң ярдәм тәшкилатлиридин инсаний ярдәм вәхписи билән қизилай ярдәм тәшкилати билән бирликтә нурғун аммиви тәшкилатлар арқа сәп ярдәм хизмитигә иштирак қилмақта. Нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилған “түркистан телевизийәси” ниң мухбири муһәммәд алий әпәнди 5-авғуст күни 3000 кишилик полу тарқитиш үчүн тәйярлиқ қиливатқанлиқини, уларни көргән түрк хәлқиниң қаттиқ алқишиға вә сөйгүсигә еришкәнликини баян қилди.

Нөвәттә от кетишниң сәвәблири вә қанчилик иқтисадий зиян болғанлиқи һәққидә түркийә һөкүмәт даирилири ениқлаш елип бериватқан болуп, әмма мутәхәссисләрниң пәрәзлиригә асасланғанда маддий зиян интайин көп икән.

2019-Йили түркийәниң шәрқий җәнуб районлиридин малатя билән влазиғ вилайәтлиридә йәр тәвригәндиму түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири апәт райониға берип, полу қилип тарқитип берип түрк хәлқиниң алқишиға еришкәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.