Хитайниң түркийәдики иҗтимаий паалийәтлири күчәймәктә

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.09.16
turkiye-xitay-elchi-cheng-weyxua.jpg Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң сиясий ишларға мәсул дипломати чең вейхуа CNN түрк телевизийәсиниң программисида риясәтчи дидәм арслан йилмаз ханим билән. 2020-Йили 1-апрәл.
RFA/Erkin Tarim

Хитай билән түркийәниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 50-йиллиқи мунасивити билән хитайниң түркийәдики паалийәтлири көпийишкә башлиған.

Хитай һөкүмитиниң нөвәттә түркийәдики һәр қайси сиясий партийәләр вә дөләт органлири билән учришип, сиясий мунасивәтни күчләндүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқи мәлум. Униңдин башқа хитай ширкәтлири вә хитай дипломатик органлири һәр хил илмий вә иҗтимаий паалийәтләрни тәшкилләш арқилиқ түркийәдики юмшақ күчини ашурушқа тиришип кәлмәктә.

10-Сентәбир күни хуавий ширкити “келәчәк үчүн майсилар” паалийитиниң ичилиш мурасимини өткүзгән болуп, мәзкур паалийәт 23-чеслағичә давамлишидикән. Мәзкур паалийәткә түркийәдики университет вә оттура мәктәп оқуғучилири қатнишидиған болуп, паалийәтни ғәлибилик тамамлиған оқуғучилар хитайда икки һәптилик тәрбийиләшкә қатнишидикән.

Мәзкур йиғинниң ичилиш мурасимиға түркийәниң муавин қатнаш министири өмәр фатиһ, түркийиниң хитайдики баш әлчиси абдуқадир әмин өнән, хитайниң әнқәрәдики баш әлчиси лю шявбин қатарлиқлар қатнашқан.

Хитайниң түркийәдики баш әлчиси лю шявбин йиғинда, мәзкур паалийәтниң хитай билән түркийә оттурсидики мәдәнийәт алақиси вә мунасивәтни тәрәққий қилдурушта муһим бир өрнәк икәнликини ейтқан.

Мәзкур йиғинда сөз қилған түркийәниң хитайдики баш әлчиси абдуқадир әмин өнән мундақ дегән: “түркийә билән хитай мунасивәтлири һәр саһәдә күндин күнгә тәрәққий қиливатиду. Бу мунасивәтләрни истратегийәлик шериклик мунасивити дәриҗисидә давамлаштуриватимиз. Хитай ширкәтлириниң йеқинқи йиллардин буян түркийигә алаһидә қизиқиши бар.”

Уйғур академийәсиниң рәиси доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәндим зияритимизни қубул қилип, хитай билән түркийә оттурсидики мунасивәтниң “истратегийәлик шериклик мунасивити” дәп изаһлинишға болған көз-қаришлирини оттуриға қойди.

Хитай һөкүмити “бир йол бир бәлвағ” қурулуши әтрапида түркийә билән болған сода мунасивитигә алаһидә әһмийәт берип келиватқан болуп, ташқий сода вә мәбләғ селиш қатарлиқ җәһәтләрдә түркийә билән болған мунасивәтни техиму чоңқурлаштурушниң муһимлиқини тәкитлимәктә.

Әрзурум техник университети оқуш пүттүргәнләр җәмийити билән “йипәк йоли” мәдәнийәт вә тиҗарәт мәркизи һәмкарлишип, 11-сентәбир күни “түркийә-хитай мунасивәтлириниң 50-йилида хитай билән тиҗарәт пурсәтлири” намида бир йиғин уюштурған.

Түркийиниң муавин малийә министири мәһмәт һамди йилдирим мәзкур йиғинда сөз қилип, түркийиниң хитай билән болған мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушқа интайин әһмийәт бериватқанлиқини ейтқан. Униңдин башқа йәнә тез пойиз, метро вә айродром қатарлиқ ул муәссәсә қурулушлириниң хитай мәбләғ салғучилар үчүн муһим пурсәт икәнликини тәкитлигән.

Түркийәдики хитай ишлири мутәхәссиси мәмәттохти атавулла әпәндим зияритимизни қубул қилип, сода мунасивитиниң икки дөләт оттурсидики сиясий мунасивәткә тәсир көрситидиған асаслиқ амилларниң бири икәнликини, түркийә билән хитай оттурсидики сода мунасивитидә хитайниң тәшәббускар орунда икәнликини, түркийә иқтисади җәһәттин хитайниң тәләплирини қандуралмиса, сиясий җәһәттин тәләплирини қандурушқа мәҗбурлинидиғанлиқини, хитай билән иқтисадий мунасивәтниң күчийишниң түркийәни техиму пассип орунға чүшүрүп қойидиғанлиқини ейтти.

Америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлири хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә кеңәймичилик сияситигә қарши һәмкарлиқини күчәйтиватқан бүгүнкидәк күндә, түркийиниң иқтисадий вә сиясий җәһәттин иттипақдашлири билән охшаш йолда меңиш яки маңмаслиқи муһим муназирә темилириниң биригә айланмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.