Хитай әлчиханиси түркийәниң нурғун шәһәрлиридә хитайларға ярдәм қилиш хадимлирини бәлгилигән
2019.11.28
23-Ноябир күни хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси билән хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси бирлишип, әнқәрәдә 2019-йиллиқ хизмәт йиғини ачқан.
Йиғинға хитайниң әнқәрәдики баш әлчиси дең ли, истанбулда турушлуқ консулханисиниң консули сүй вей вә түркийәниң һәр қайси шәһәрлиридин кәлгән 40 дәк киши қатнашқан. Йиғинда 2019-йили хитайларниң бихәтәрликини қоғдашта хизмәт көрсәткәнләргә мукапат бәргән йеңи қобул қилинған хадимларға хизмәт тоғрисида мәлумат бәргән.
2017-Йили хитай һөкүмити түркийәдики хитай әлчиханиси билән һәмкарлишип түркийәдики хитайларниң вә түркийәгә саяһәткә кәлгән хитайларниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн ярдәм қилғучи хадим бәлгилигән. Һазирчә түркийәниң әнқәрә, истанбул, анталя вә қападокя қатарлиқ шәһәрлиридә хитай әлчиханисиға маслишип хитайларға бихәтәрлик җәһәттин ярдәм қилидиған 48 киши қобул қилинған.
Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң тор бетидики хәвәргә асасланғанда, бу кишиләр хитайлар түркийәдә қатнаш вәқәсигә учриса, саяһәт җәрянида түркләр билән ихтилап көрүлсә яки бешиға күн чүшсә дәрһал берип, тәрҗиманлиқ қилип түркийәгә кәлгән хитайларниң һәқ-һоқуқини қоғдайдикән.
Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда, бу 48 киши ичидә он иккиси уйғур икән. Исмини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур бу вәзипини елиштики сәвәблири һәққидә мәлумат бәрди. У вәзипә алған уйғурларниң көпинчисиниң вәтәндә лагерға елип кетилгән ата-аниси вә уруқ-туғқанлирини қоюп берәмдикин дәп вәзипә алғанлиқини илгири сүрди. Биз бу уйғур оқуғучиларға көп қетим телефон қилған болсақму, әмма авазини елан қилишимизни рәт қилди.
Хитайниң түркийәдә бундақ бир система қурушидики сәвәб немә? немә үчүн бу иш 2017-йили башланған? униң җаза лагерлири билән мунасивити барму? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн биз бир нәпәр түркийә парламент әзаси, түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди вә бәзи мутәхәссисләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Түркийәниң мунасивәтлик қануниға асасән түркийәгә кәлгән яки түркийәдә яшаватқан чәтәлликләрниң бихәтәрлики түркийәниң қоғдиши астида болидикән. Бундақ туруқлуқ хитай әлчиханисиниң түркийәгә кәлгән хитайларниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн хитайлар көпләп келидиған шәһәрләргә хитай тили билидиған кишиләрни тәйин қилишиға түрк сиясәтчиләр қандақ қарайду? бу һәқтә зияритимизни қобул қилған “ийи”, йәни “яхши” партийәсидин болған парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди хитайниң бундақ қилишини түркийә һөкүмитиниң қобул қилмаслиқи керәкликини, өзиниң бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат игиләп түркийә парламентиниң күн тәртипигә елип келидиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “бу тоғра әмәс, түркийә буни қобул қилмаслиқи керәк, чүнки түркийәдики чәтәлликләр вә өз пуқраси болуп һәммәйләнниң бихәтәрликини түркийә дөлити қоғдайду. Түркийә қанунидиму шундақ көрситилгән. Шуңа бу йәргә кәлгән хитайларниң бихәтәрлики үчүн айрим кишиләрниң хитай әлчиханиси тәрипидин тәйин қилиниши тоғра әмәс. Бу түркийә дөлитиниң абруйиғиму сәлбий тәсир көрситиду. Биз буни парламентта оттуриға қоюп, тосушқа тиришимиз.”
Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәм әпәнди хитай йүргүзүватқан бу түзүмни түркийәдин башқа дөләтләрдиму йүргүзүватқанлиқини, хитайниң буни қуруп чиқишиниң 4 алаһидиликкә игә икәнликини, буларниң ичидики әң муһимлиридин бириниң хитай пуқралирини шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң хәвпидин қоғдап қелиш дегили болидиғанлиқини баян қилди.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди 2017-йили хитайниң түркийәдә бундақ бир системини қуруп чиқишиниң хитай қурған җаза лагерлири билән мәлум мунасивити барлиқини баян қилди.
Қаһраманмараш шәһиридики сүтчү имам университети диний илимләр кәспиниң оқутқучиси доктор алимҗан боғда әпәнди 2017-йилида бу системиниң башлинишиниң җаза лагерлири билән мунасивити барлиқини, уйғур оқуғучиларниң буниңға қатнишишиниң әпсуслинарлиқ иш икәнликини баян қилди.
Бу хизмәткә түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә оқуватқан 12 әтрапида уйғурларниң қатнишишини қандақ чүшинишимиз керәк? авазини елан қилмаслиқ шәрти билән бизгә мәлумат бәргән бир оқуғучи ата-анисиниң җаза лагерида икәнликини, уларни балдуррақ қоюп берәмдикин дәп қатнашқанлиқини илгири сүрди. Истанбулдики ибин халдун университети қанун факултетиниң оқуғучиси әнвәр сәмәт хитай әлчиханиси билән яхши мунасивити бар уйғур оқуғучиларниң ата-анилириниңму лагерға елип кетилгәнликини, хитайға ишәнгили болмайдиғанлиқини баян қилди.