Хитай коммунст һакимийтиниң 72 йиллиқ уйғур ели ишғалийитигә қарши истанбулда намайиш елип берилди
2021.10.02
1-Өктәбир җүмә күни истанбулдики уйғурлар хитайниң истанбулда турушлуқ баш консулханиси алдиға топлинип хитай ишғалийитигә қарши намайиш елип барди.
Бу намайиш, 1949 – йили 10 – айниң 1 – күни хитай коммунистлириниң хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқи шуниңдәк у җакарлиғандәк уйғур дияриниң хитай коммунист һакимийити тәрипидин ишғал қилинғанлиқиниң 72 – йили мунасивити билән өткүзүлгән.
Мәзкур намайишни хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики уюштурған болуп намайишни, шәрқий түркистан вәхписи, шәрқий түркистан өлималар бирлики вә уйғур академийәси қатарлиқ 28 аммиви тәшкилат қоллап қуввәтлигән.
Намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақларни көтүргән һалда, “ишғалчи хитай шәрқий түркистандин чиқип кәт!” дегәнгә охшаш шоарлар товлиди.
Намайишчилар йолға тосуқ қурған сақчилар тәрәпкә йүрүп тосуқни бөсүп өтүшкә урунди вә сақчилар билән намайишчилар бир бирини иттиришти. . Сақчилар уларниң йолини тосуп, яңратқу арқилиқ уларни агаһландурди вә арқиға қайтишқа чақириқ қилди.
Намайиш ахбарат елан қилиш билән давам қилди. Шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити шундақла хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтуллаһ оғузхан баянатни оқуп өтти.
Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулум вә ассимилятсийә сиясәтлирини тәнқид қилди вә уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини тәкитлиди. Һидайәтуллаһ оғузхан дуня җамаитигә хитаб қилип, хитайниң җаза лагерлирида вә түрмилиридә наһәқ йетиватқан инсанларни қутулдурушқа чақириқ қилди.
Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә хитайниң дуня үчүн бир тәһдит болуп оттуриға чиққанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитай ишләпчиқарған әрзан баһалиқ тавар вә техника мәһсулатлиридин башқа, йәнә җаһангирлик сияситини дуняға експорт қиливатиду. У бирләшкән дөләтләр тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә дуня банкиси қатарлиқ хәлқара тәңпуңлуқ вә ортақ инсаний қиммәт қаришини қоғдаш үчүн қурулған органларни истила қилип өзиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилдурушқа уруниватиду. Африқа вә оттура асия дөләтлири чүшүрүлгән қәрз тозиқи нәтиҗисидә, бу районлардики дөләтләрниң өз земинидики игилик һоқуқи дәхли-тәрузға учриди. Порт вә ташйол қатарлиқ истратегийилик муһим җайларни игиливалған җаһангир хитай бу йәрләрни өзиниң сода түрлири үчүн мустәмликә чүшәнчиси билән ишлитиду. Адаләт, тинчлиқ, баравәрлик вә җаһангирликкә қарши туруш сөзлирини тохтимай җар салидиған хитай өзиниң сөз-һәрикитиниң дәл әксичә характергә игә”.
Намайиш җәрянида сөз қилған “һөр дәва” партийәси истанбул шөбисиниң муавин рәиси шарафеттин гүләр хәлқара тәшкилатлар вә кишилик һоқуқ органлирини һәрикәткә өтүшкә чақириқ қилип мундақ деди: “биз һөр дәва партийәси истанбул шөбәси болуш сүпитимиз билән буниңдин 72 йил илгири хитайниң шәрқий түркистанға таҗавуз қилиши билән ишғалийәтниң башлиниши дәп қаралған 10 -айниң 1 -күнидә бир қанчә мәсилини тилға елип өтүшни халаймән биз, түркийәдә һакимийәт бешидики һөкүмәтниң, залим хитай билән шәрқий түркистан мәсилисидә түзгән барлиқ келишимлирини қайтидин көздин кәчүрүшини тәләп қилимиз. Дунядики мәзлум вә зиянкәшликкә учриғучиларниң һоқуқини қоғдаш үчүн қурулған ислам һәмкарлиқ тәшкилати шәрқий түркистан мәсилисидә хитайға ембарго йүргүзүши керәк. Биз дунядики барлиқ мусулманларниң шәрқий түркистан мәсилисидә актип рол ойниши вә у йәрдә йүз бериватқан зулумни кишиләргә аңлитишни инсаний мәҗбурийити сүпитидә билиши керәкликини ипадиләймиз. Болупму ғәрбтики виҗданлиқ кишилик һоқуқ қоғдиғучилири, хитайниң шәрқий түркистанлиқларға қарши садир қиливатқан җинайәтлирини кишилик һоқуқ сотиға әрз сунуп, хитайниң сотлиниши үчүн хизмәт ишләшкә чақириқ қилимиз”.
Намайишта йәнә ий (яхши) партийәси истанбул шөбә мәсуллиридин куршат җәйлан әпәнди түрк дуняси бирләшкән тәқдирдә хитайға тәң келәләйдиғанлиқини тәкитлиди вә “хитай һәрбий җәһәттә, иқтисадий вә сиясий җәһәттә күчлүк бир дөләт болуши мумкин, бирақ биз түрк дуняси бирләшкән тәқдирдә хитайға тетиймиз”, деди.
Намайишта сөз қилған дини алим атавуллаһ хәлпәт һаҗим инсанларниң зулумға қарши туруш керәкликини тәкитләп мундақ деди: “бизниң земинимиздин ибарәт, туғқанлиримиз, мал – мүлкимиз, абройимиз, инсанлиқимиздин ибарәт қиммәтлиримиз тартивелинди, бизниң бундақ бир зулумға қарши турушимиз иманий, миллий вә инсаний бурчимиздур”.
1 – Өктәбир җүмә күни охшаш вақитта йәнә түркийәниң әнқәрә, коня, қаһраманмараш, кастамону қатарлиқ шәһәрлиридиму хитайниң ишғалиға қарши намайиш елип берилди.