Түркийә шәһәрлиридә “72 йиллиқ асарәткә қарши” наразилиқлар билдүрүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.10.02
Түркийә шәһәрлиридә “72 йиллиқ асарәткә қарши” наразилиқлар билдүрүлди 1-Өктәбир күни түркийәниң шәрқий җәнубий райониға җайлашқан қаһраманмарашта өткүзүлгән хитай ишғалийитигә қарши намайиш. 2021-Йили 1-өктәбир. Қаһраманмараш, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Д у қ бурун, 1949-йили хитай хәлқ җумһурийити қурулған 10-айниң 1-күнини уйғурлар үчүн “матәм күни” дәп елан қилған болуп, дуняниң һәр қайси йәрлиридики уйғурлар һәр йили бу күни хитайға қарши намайиш вә башқа наразилиқ паалийәтлирини өткүзүп кәлмәктә иди. Бүгүн шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң чақириқи билән түркийәниң пайтәхти әнқәрә билән түркийәниң уйғурлар әң көп олтурақлашқан коня, кастамону вә қаһраманмараш шәһәрлиридә өткүзүлгән бу намайишларға түркийәдики сиясий партийәләрниң вәкиллири, аммиви тәшкилатлар, уйғур оқуғучилар вә шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири қатнашти.

1-Өктәбир күни әтигән саәт 10 да түркийә пайтәхти әнқәрәниң мәркизигә җайлашқан улус мәйданида өткүзүлгән намайишқа сабиқ парламент әзаси “келәчәк” партийәси муавин рәиси сәлчуқ өздағ башчилиқидики партийә рәһбәрлири иштирак қилди.

Enqere-Namayish-20211001.jpg

Бирқанчә телевизийә вә гезит-радийоларниң мухбирлириму иштирак қилған наразилиқ намайишида қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ билән түрк байриқи көтүрүвалған намайишчилар оттурисида турған шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң әнқәрәдики вәкили абдулхәмит памир әпәнди мухбирларға баянат берип, хитайниң қелипидин чиққан бесим сиясити тоғрисида тәпсилий мәлумат бәргәндин кейин дунядики һәр қайси дөләтләрни уйғурларға игә чиқишқа чақирип мундақ деди: “биз шәрқий түркистан хәлқи намидин адаләтни, кишилик һоқуқни қоғдайдиғанлиқини илгири сүрүватқан пүтүн дуня дөләтлиригә шуни демәкчимизки, пүтүн түрк дунясини, мусулман дөләтлирини шәрқий түркистан хәлқигә игә чиқишқа чақиримиз. Шундақла ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә түрк кеңишигә охшаш хәлқаралиқ тәшкилатларни уйғурларға игә чиқишқа чақиримиз. Терроризмға қарши күрәш билән ашқунлуққа қарши күрәшни баһанә қилип туруп уйғурларни йоқитишқа тиришиватқан хитайниң бу вәһший сияситини тохтитишқа чақиришини тәләп қилимиз. Пүтүн дуняни 72 йилдин буян давам қиливатқан бу асарәткә хатимә беришкә чақиримиз”.

Намайишта ай-юлтузлуқ көк байрақларни, хитай түрмилиригә бәнд қилинған уйғурларниң рәсимлири бесилған тахтайларни, һәр түрлүк шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүшкән уйғурлар өзлириниң хитай коммунист һакимийитигә болған ғәзәп-нәпрәтлирини ипадә қилишти.

Арқидин сабиқ парламент әзаси, “келәчәк” партийәси муавин рәиси сәлчуқ өздағ әпәнди сөз қилип, түркийә һөкүмитини “тиҗарәт мәнпәәтини дәп уйғурларға игә чиқмиди” дәп әйиблиди. У, мундақ деди: “һөрмәтлик шәрқий түркистанлиқлар вә қиммәтлик юртдашлар, 1949-йили 10-айниң 1-күни түркләрниң ата юрти болған шәрқий түркистан хитай тәрипидин бесивелинғаниди. 1920-Йилларда коммунист руслар ғәрбий түркистанни бесивалғаниди. 70 Йил өткәндин кейин парчиланди. У, йәрдики түркий җумһурийәтләр мустәқиллиқиға еришти. Хитай бесивалғили 72 йил бопту. Хитай дөлити шәрқий түркистандики уйғур қатарлиқ түркий хәлқләрниң һәқ вә һоқуқиға һөрмәт қилсун. Ирқий қирғинчилиқни тохтатсун, хитайму ахирида парчилиниду”.

У, түркийә һөкүмитини әйибләп мундақ деди:

“түркийәгә кәлгән уйғурлар бизниң қериндашлиримиз. Түркийә чоң дөләт. Иқтисадий мәнпәәтни дәп 20 милйон уйғурни нәзәрдин сақит қилмаслиқи керәк. Дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар һәр хил йоллар билән авазини аңлитишқа тиришиватиду. Түркийә һөкүмитини уйғур мәсилисидә актип болушқа, хитайға бесим ишлитишкә чақиримән”.

konya-namayish-20211001.jpg

1-Өктәбир күни кейинки йилларда олтурақлашқан уйғурларниң сани әң көп болған түркийәниң коня шәһиридиму хитай ишғалиниң 72-йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзүлгән. Қоллирида көк байрақ билән “1-өктәбир күни асарәт башланған күн, 72 йил бурунқи матәм күнини унутмаймиз вә унтулдурмаймиз, шәрқий түркистанға азадлиқ, уйғурларға әркинлик” дегән шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүвалған 200 әтрапида уйғур билән түрк аммиси хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән. Паалийәтни уюштурған султан сатуқ буғрахан вәхписиниң коня шөбиси рәиси абләт удун әпәнди бу паалийәт һәққидә мәлумат бәрди.

kastamono-namayish-20211001.jpg

Түркийәниң шәрқий җәнубий райониға җайлашқан қаһраманмараштики сүтчү имам университетида магистирлиқ оқуватқан зикруллаһ әпәнди 72 йиллиқ асарәт мунасивити билән елип берилған намайиш тоғрисида мәлумат бәрди.

Бүгүн, йәни 1-өктәбир күни хитай коммунистик һөкүмитиниң уйғурлар елини ишғал қилғанлиқиниң 72-йиллиқи мәсилиси түркийәдики ахбарат васитилири вә иҗтимаий таратқуларниңму муһим темисиға айланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.