“уйғурларниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири-қазақистан уйғурлири” намлиқ бир йүрүш әсәр тонуштурулди

“уйғурларниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири-қазақистан уйғурлири” намлиқ тәтқиқат түрини тонуштуруш мурасими өткүзүлди.

“уйғурларниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири-қазақистан уйғурлири” намлиқ чоң һәҗимлик китабни язғучилириниң бири доктор адәм өгәр әпәнди. 2019-Йили 2-июл, түркийә. RFA/Erkin Tarim

2-Июл күни түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән учришиватқанда түркийә җумһурийити чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идарисидә “уйғурларниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири-қазақистан уйғурлири” намлиқ тәтқиқат түрини тонуштуруш мурасими өткүзүлди.

Мәзкур түр пилани асасида түркийә нәвшәһирдики һаҗи бәкташ вәли университетиниң оқутқучиси доктор адәм өгәр әпәнди башчилиқидики 4 кишилик гуруппа “уйғурларниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири-қазақистан уйғурлири” намлиқ чоң һәҗимлик китаб, “қазақистанда нәшр қилинған китаблар” намлиқ китаб вә қазақистандики уйғурлар тонуштурулған һөҗҗәтлик филим ишлигән.

Буни тонуштуруш мурасимиға парламент әзаси руһи әрсой қазақистанниң әнқәрәдики баш әлчиси сәпәрбәкқули әпәнди, түркийә җумһурийәти чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идарисиниң башлиқи абдуллаһ әрән әпәнди, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди, түркийәдики тонулған фолклоршунаслар вә уйғуршунаслар шундақла әнқәрәдики уйғурлардин болуп көп санда киши иштирак қилди.

Мурасимда алди билән доктор адәм өгәр әпәнди сөзлиди. У сөзидә мундақ деди: “һөрмәтлик парламент әзаси, баш әлчи, рәһбәрләр, һөрмәтлик университет мудири, һөрмәтлик устазлар, қиммәтлик оқуғучилар, узақлардин келип бу мурасимға иштирак қиливатқан меһманлар, һаҗи бәкташ вәли университети башчилиқида, қазақистан қизлар педагогика университети вә қазақистан җумһурийити сулайманоф намидики шәрқшунаслиқ институтиниң һәмкарлишиши вә түркийә җумһурийити чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идарисиниң иқтисадий ярдими билән тәйярланған ‛уйғурларниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири-қазақистан уйғурлири‚ намлиқ әсәрләрни тонуштуруш мурасимиға хош келипсиләр. Мурасимға иштирак қилғанлиқиңлар үчүн һәммиңизләргә рәһмәт ейтимән.”

Доктор адәм өгәр әпәнди ечилиш нутқида уйғурларниң бай мәдәнийәткә игә икәнликини, уйғур мәдәнийитиниң барлиқ түркий хәлқләрниң мәдәнийитигә тәсир көрситипла қалмастин, һәтта хитай мәдәнийитигиму тәсир көрсәткәнликини баян қилип мундақ деди: “уйғурлар интайин қәдимий тарихқа вә бай мәдәнийәткә игә. Шуңа түрк мәдәнийитиниң шәкиллинишидә муһим орун тутиду. Уйғурлар олтурақлашқан җай қәдимдин тартип йипәк йоли үстигә җайлашқан болғачқа һәрқайсий милләтләр оттурисидики мәдәнийәт алмишишта муһим рол ойниған. Булардин башқа уйғурлар бурунла шәһәр турмушиға көчкән болғачқа улар күлтүр, сәнәт, илим-пән, тил-йезиқ, әдәбият, рәсим вә музика қатарлиқ көп саһәләрдә өзигә хас мираслири шәкилләнгән. Уйғур мәдәнийити башқа түркий хәлқләргә, һәтта хитай мәдәнийитигиму тәсир көрсәткән.”

Мәлум болғинидәк қазақистан уйғурлар вәтинидин қалсила уйғурлар әң көп олтурақлашқан дөләт. Униң үстигә қазақистандики уйғурлар чәтәлләрдики уйғурлар ичидә ана тилини, миллий кимликини әң яхши сақлап келиватқан топлуқ һесаблиниду. Доктор адәм өгәр әпәнди өзлири тәйярлиған икки китаб, бир һөҗҗәтлик филим һәққидә тохтилип мундақ деди: “қазақистандики уйғурларниң асаслиқ қисми алмута билән қорғас оттурисидики чүнҗә райони, челәк, яркәнт қатарлиқ җайларда яшимақта. Биз бу районларда тәкшүрүш елип берип, материял топлидуқ вә бу әсәрләрни йезип чиқтуқ.”

У мәзкур китабларниң мәзмуни һәққидә мәлумат берип, мундақ деди: “китабниң биринчи қисмида уйғурларниң еғиз әдәбияти, һекайиләр, хәлқ нахшилар, мәрсийәләр, чөчәкләр, бейитлар вә әлләй нахшилириға орун бәрдуқ. İИккинчи қисимда уйғурларниң муқам, ләтипә, чақчақлириға орун бәрдуқ. Үчинчи қисимда болса той, хәтнә тойға охшаш адәтләрни топлап киргүздуқ, төтинчи қисимда болса йоқ болуп кетиш алдида турған уйғурларниң қол һүнәрвәнчилики баян қилдуқ. Һөҗҗәтлик филимдиму буларни аңлаттуқ. Мәқситимиз уйғурларниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини оттуриға қоюштин ибарәт.”

Арқидин бу тәтқиқат түрини иқтисадий җәһәттин қоллиған түркийә чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идарисиниң башлиқи абдуллаһ әрән әпәнди пикир баян қилип, мундақ деди: “бүгүн зулум астида яшаватқан, әң әқәллий һәқ вә һоқуқлириға игә болалмиған уйғурларниң вә шундақла дуняниң һәр қайси җайлирида әркинлик үчүн күрәш елип бериватқан кишиләргә һөрмәт вә саламлиримизни йоллаймиз. Қолимиздин келишичә уларни қоллап қуввәтләшкә тиришимиз.”

Мурасим ахирида бу түргә қатнашқучиларға хатирә боюм тарқитилғандин кейин уйғур зиялийси пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди дутар билән 12 муқамдин арийәләр орунлиди. Уйғур оқуғучилардин мәрйәм султан ханим уйғур нахшилирини орунлап, кишиләрниң қаттиқ алқишиға еришти.

Уйғур академийәсиниң баш катипи пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди уйғурларниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслириниң уйғур кимликини қоғдап қелиштики роли һәққидә пикир баян қилди.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди уйғур мәдәнийитини сақлаш вә уни дуняға тонутуш үчүн бу хилдики әмгәкләрниң муһим әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди қериндаш милләтләрниң уйғурларға болған һесдашлиқини қозғашта ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини оттуриға елип чиқишниң зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп өтти

Қазақистанниң 2014-йили елан қилған статистикилириға асасланғанда қазақистандики уйғурларниң нопуси 246 миң әтрапида икән. Қазақистанда 62 уйғур мәктипи, уйғур тиятири вә уйғур нәшриятлири бар икән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org