Ардаһан университетида уйғур қирғинчилиқи тонуштурулди
2024.12.04

28-Ноябир күни түркийәниң ардаһан университети вә ардаһан пән-техника толуқ оттура мәктипиниң һәмкарлиқида “тарихтин бүгүнгичә шәрқий түркистан мәсилиси вә түрк дунясиға көрситидиған тәсири” дегән темида йиғин өткүзүлди.
Йиғинға ардаһан университетиниң мудири, пирофессор мәһмәт бибәр вә университетиниң оқутқучи вә оқуғучилири, шуниңдәк ардаһан пән-техника толуқ оттура мәктипи, ардаһан селим турсуноғлу имам хатип толуқ оттура мәктипи, ибраһим әрдоған кәспи техника толуқ оттура мәктипиниң оқутқучи вә оқуғучилири болуп көп санда киши қатнашти.
Йиғин ардаһан пән-техника толуқ оттура мәктәп оқуғучилиридин дила тәңривәрди вә гөкдеңиз айдинниң “шәрқий түркистанға азадлиқ” намдики шеирни декламатсийә қилиш билән башланди.
Йиғинда бейҗиңдики милләтләр университетиниң сабиқ оқутқучиси, хитай даирилири муддәтсиз қамаққа җазаси һөкүм қилған кишилик һоқуқ паалийәтчиси илһам тохтиниң һаяти тонуштурулған һөҗҗәтлик филим көрситилди.
Йиғинда сөз қилған ардаһан университети мудири мәһмәт бибәр әпәнди уйғурлар мәсилисини һәл қилиш үчүн илмий усулда бир йол тепиш керәкликини тәкитләп мундақ деди: “шәрқий түркистан қатарлиқ дуняниң охшимиған җайлирида биздин төр көзи билән үмид күтүватқан мәзлум инсанлар мәвҗут. Адаләтсиз бир дуняда яшаватимиз, буниңдин қутулушниң бирдинбир чариси өзимизни тәрәққий қилдуруп күчлүк болуш. Биз университет академиклири болуш сүпитимиз билән бу мәсилини илмий усуллар билән һәл қилиш йолини тепишимиз керәк”.
Йиғинда тарих пәнлири академиклар җәмийити баш мәслиһәтчиси, доктор суат вурал әпәнди сөз қилип “биз ана юртимиз, коммунист хитайниң зулми астида игә-чақисиз қалған, түрк дунясиниң қаниған яриси шәрқий түркистанға көңүл бөлимиз вә ялғуз қоймаймиз. Бу мәсилигә көңүл бөлүватқан пүтүн достлиримизни тәбрикләймән вә тәшәккүр билдүримән” деди.
Йиғинға тәклип билән қатнашқан әнқәрә һаҗи байрам вәли университети тарих бөлүми оқутқучиси, пирофессор варис чақан әпәнди “тарихтин бүгүнгичә шәрқий түркистан мәсилиси вә түрк дунясиниң кәлгүсигә тәсири” дегән темида сөз қилип, “шәрқий түркистанниң қәдими тарихи, уйғурлар һазир дуч келиватқан бесим, ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиқ” қатарлиқ темилар тоғрисида тохталди.
У сөзидә “хитай зулми пәқәт шәрқий түркистан хәлқи биләнла чәклинип қалмастин, йәнә түрк дунясиниң келәчикиниму сәлбий җәһәттин тәсиргә учритиду” дәп көрсәтти. Пирофессор варис чақан әпәнди уйғур елиниң җуғрапийәлик әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистан хитайниң гоби чөлидин йирақ, сәддичин сепилиниң арқисиға җайлашқан бирдин бир ишғал қилинған райондур. Бу сәвәбтин хитайниң ғәрбкә ечилидиған чиқиш еғизи һесаблиниду. Шәрқий түркистан земини җуғрапийәлик орниниң сиясәткә көрситидиған тәсири вә истратегийәлик әвзәллики сәвәбидин хитай үчүн кәм болса болмайдиған бир җуғрапийәдур. Шуниң үчүн хитай ишғал қиливалған шәрқий түркистан земинидин чекинип чиқип мустәқил бир дөләт қурушқа қәтий йол қоймастин, йәрлик хәлққә бесим ишлитип зораванлиқ билән ишғалийәтни қобул қилдурушқа урунуватиду. Йәнә бир тәрәптин уйғур хәлқини учур игиләш вә алақә қилиш қатарлиқ пүтүн әркинликләрдин мәһрум қалдуруп, шәрқий түркистанни үсти учуқ түрмигә айландурди һәмдә пүтүн күчи билән уйғур мәсилисини дуня күнтәртипидин йирақ тутушқа урунмақта”.
Пирофессор варис чақанниң қаришичә, 21-әсирдә әң чоң күч болушқа урунуватқан хитай һөкүмити уйғурларниң хитайға болған қаршилиқини қисқа вақит ичидә бастуриветәлисә, ишғал нөвити оттура асиядики түркий җумһурийәтләргә келиду, униңдин кейин түркийәни өз ичигә алған ислам дуняси тәһдит астида қалиду. Шуңа уйғурлардики қаршилиқни қандақ бир тәрәп қилиш хитай үчүн бәк муһим. Дәл мушу сәвәбтин һазир “шәрқий түркистан мәсилиси” дәп қариливатқан ишлар аллиқачан уйғурлар мәсилиси болуштин һалқип, кеңәймичиликкә мәстхуш болуватқан хитай һөкүмити билән түрк-ислам дуняси оттурисидики мәсилигә айлинишқа йүзләнгән, шундақла түркийә җумһурийити вә түрк миллитиниң игилик һоқуқи вә дөләт мәнпәәтигә четилидиған муһим басқучқа келип қалған. Шундақ болғанлиқи үчүн түркийә нөвәттики истратегийәлик сиясий җуғрапийә нуқтисидин бу һәқтә җиддий бир келишим түзүп чиқиши зөрүр.
Пирофессор доктор варис чақан сөзидә йәнә түркийәниң хитайниң “бир бәлбағ бир йол қурулуши” ға қетилғанлиқини әйиблиди вә мундақ деди: “түркийә ‛бир бәлбағ бир йол қурулуши‚ға қетилған болса, мән һөкүмәт бу пиландин чекинип чиқсун демәймән. Әмма түркийә өз әвзәлликидин пайдилинип, өзлири вә қериндашлири болған уйғурларниң пайдисиға бир пилан түзүп чиқиши һәмдә өз қаршилиқини көрситиши керәк. Шундақ болғанда хитайниң ‛бир бәлбағ бир йол қурулуши‚ға тәсир көрситәләйду. Түркийә шундақ қилалиғанда түрк дуняси үчүн бир үмид нури болиду”.
Йеқиндин буян түркийәниң охшимиған җайлирида университет вә иҗтимаий тәшкилатларниң уюштуруши билән уйғурлар мәсилиси тоғрисида көпләп йиғин вә паалийәтләр уюштурулуп кәлмәктә. “тарихтин бүгүнгичә шәрқий түркистан мәсилиси вә түрк дунясиға көрситидиған тәсири” дегән темида йиғин өткүзүлгән ардаһан шәһири анатолийә райониниң шәрқий шималиға җайлашқан йүз миң нопуслуқ бир шәһәр болуп, пайтәхт әнқәрәдин 1100 километир узақлиққа җайлашқан.