Түркийәдики өктичи партийәләр әрдоған һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисидә сүкүт қилишиға қарита тәнқидни күчәйтти
2021.01.29
Түркийә президенти әрдоған 27-январ “йәһудий чоң қирғинчилиқи” хатирә күни нутуқ елан қилип, хәлқара җәмийәтниң ирқий қирғинчилиқ, чәтәл дүшмәнлики, ислам өчмәнлики вә ирқчилиққа қарши конкрет тәдбир елишини тәләп қилған. У “мусулманларға қарши туруш вә чәтәл дүшмәнликигә тохта”, дейишниң вақти кәлгәнлики, “хәлқара җәмийәтниң һәрикәткә келип, чоң қирғинчилиқ, боснийә, риванда, комбодижадикидәк трагедийәләрниң қайта йүз бәрмәсликигә капаләтлик қилиши” ни тәләп қилған. Әмма әрдоған бу йилқи нутқидиму уйғурларни тилға алмиған.
Бу йилқи “йәһудий чоң қирғинчилиқи” хатирә күни америка хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилған, явропадики йәһудий җамаәтлириниң “чоң қирғинчилиқ” ни хатириләш паалийити уйғурларға беғишлиған, шуниңдәк түркийә “ийи” партийәси шу күни бир уйғур қизини парламентниң гуруппа йиғинида сөзләшкә тәклип қилған, өктичи партийәләр һөкүмәтниң немә үчүн уйғур мәсилисигә сүкүт қилидиғанлиқи соал-сорақ қилиниватқан мәзгилдә йетип кәлди.
Президент әрдоғанниң уйғурларни тилға алмаслиқи өктичи партийә парламент әзалириниң тәнқидигә учриди. “ийи” партийәсиниң парламент әзаси халил ибраһим оралниң тәкитлишичә, улар хитайниң уйғурларға “иқрқий қирғинчилиқ” йүргүзүватқанлиқини етирап қилидикән. У 29-январ зияритимизни қобул қилип, әрдоған һөкүмитиниң уйғурларниңму “ирқий қирғинчилиққа” учраватқанлиқини етирап қилишини тәләп қилди.
Халил ибраһим орал мундақ дәйду: “биз уйғурларниңму ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини қобул қилимиз. Уйәрдики мусулман түркләр учраватқан зулумниң ахирлишишини арзу қилимиз. Униң ахирлишиши үчүн түркийә җумһурийити дөлитиниң қолидин келишичә йенида болушини тәләп қилимиз. Түркийә җумһурийити дөлитиниң буни етирап қилиши вә тәнқид қилишини арзулаймиз. Әпсуски, түркийә иқтисади әндишә сәвәблик шәрқий түркистандики зулумни тилға елиштин чекиниватиду вә әндишә қиливатиду. Униңға һәмдәмдә болуш биз үчүн бир изтирап. Буни биз қобул қилмаймиз”.
Халил ибраһим оралниң ейтишичә, американиң уйғурлар учраватқан зулумни ирқий қирғинчилиқ, дәп елан қилип, түркийәниң сүкүт қилиши “номус қиларлиқ” икән. У, америка қошма штатлириниң дини етиқад җәһәттә бир христиан дөлити икәнликини билдүрүп: “әгәр бир христиан дөлити уйғур қериндашлиримизниң ирқий қирғинчилиқ вә зулумға учраватқанлиқини, җаза лагерлириға қамалғанлиқи ейтип, буни түркийә җумһурийити дөлитиниң тилға алмаслиқи номус қиларлиқтур вә әйибтур” деди.
“ийи” партийәсиниң рәиси мәрал акшәнәр 27-январ “ийи” партийәсиниң парламентики гуруппа йиғинида, президент әрдоған вә униң һимайичиси болған милләтчи һәрикәт партийәсиниң уйғурлар мәсилисидики мәйданни тәнқидлигән. Акшәнәр: “улар сизгә өзлирини мусулманларниң әң чоң һимайичиси дейишиду. Бирақ улар бизниң мусулман түрк болғанлиқи үчүн зулумға учраватқан қериндашлиримизға қулақ салмайду” дегән.
Акшәнәр “ийи” партийәсиниң парламенттики гуруппа йиғинида уйғур муһаҗири нурсимангүл абдурешитни сөзгә тәклип қилған, бирақ нурсимангүл абдурешит сәһнигә чиққанда даириләр парламент телевизийәсиниң нәқ мәйдан тарқитишини кесиветип, хәлқара таратқуларда қаттиқ ғулғула қозғиған. Көзәткүчиләр, бу вәқәни әрдоған һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисидики позитсийәсиниң типик ипадиси, дәп көрсәткән.
“ийи” партийәсинң йәнә бир парламент әзаси, сабиқ баш әлчи айдин сәзгин бу мәсилини 28-январ парламент омуми йиғинида күнтәртипигә елип келип, әрдоған һөкүмитини тәнқидлигән. У: “буниңдин 12 йил аввал уйғур түрклиригә болған зулумни ирқий қирғинчилиқ дәп атиған җумһур рәис, әпсуски бүгүн хитай билән йеқинлишиш вә маддий мәнпәәтни, дәп бу җасарәтни көрситәлмиди. яки уйғур қериндашлиримиз хитай билән бәзи мунасивәтләрни тәсис қилишта сода орнида ишлитиливатамду” дәп тәкитлигән.
Милләтчи һәрикәт партийәси әрдоған һөкүмитиниң парламенттики һалқилиқ қоллиғучиси болуп, түркийәдики талаш-тартишларда бу партийәму әйиблинип кәлди. Туранчилиқ идийәсидики бу партийә узун йиллар мабәйнидә түркийәдики шәрқий түркистан һәрикәтлириниң муһим һимайичиси болуп кәлгән. 29-январ милләтчи һәрикәт партийәсиниң парламент әзаси олҗай килавузниң баш мәслиһәтчиси абдусәмәт чанкая зияритимизни қобул қилип, милләтчи һәрикәт партийәсиниң уйғур мәсилисидики мәйданида өзгириш болмиғанлиқини билдүрди.
Абдусәмәт чанкая мундақ деди: “милләтчи һәрикәт партийәси түнүгүнкигә охшаш бүгүнму, әтиму һәр қачан уйғур мәсилисини өзиниң мәсилиси, дәп қарайдиған партийә. Бу тоғрисида милләтчи һәрикәт партийәси сүкүт қилди, дәйду, әмма сүкүт қилмидуқ, сүкүт қилмаймиз. М һ п ( милләтчи һәрикәт партийәси) һәр қачан қилип кәлгәндәк җайида, ақиланә шәкилдә паалийәтлирини давамлаштуруп келиватиду. Сүкүт қилған әһвал йоқ”.
Чанкаяниң ейтишичә, милләтчи һәрикәт партийәсини уйғур мәсилисидә сүкүт қилди, дейиш бир төһмәт икән.
У йәнә: “милләтчи һәрикәт партийәсиниң сүкүт қилғанлиқиға даир сөзләр төһмәттур. Милләтчи һәрикәт партийәси уйғур түрклиригә арқисини қиливалмайду, униңға сүкүтму қилмайду. М һ п ( милләтчи һәрикәт партийәси) мәвҗутла болидикән һәр қачан уйғур мәсилисини тилға алиду” деди. Әмма милләтчи һәрикәт партийәси өткән йили өктичи партийәләрниң түркийә парламентида сунған уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш тоғрисидики тәклип лайиһәсигә аваз бәрмигән. Тәклип лайиһәси адаләт-тәрәққият партийәси парламент әзалириниң авази билән рәт қилинғаниди.
Чанкая әпәнди йәнә 2017-йили хитай билән имзаланған “җинайәтчи өзара өткүзүп бериш келишими” ниң түркийә парламентида мақуллинишни күтүп турғанлиқи, әгәр бу келишим авазға қоюлса милләтчи һәрикәт партийәсиниң қандақ қилидиғанлиқи һәққидики суалимизға: милләтчи һәрикәт партийәсиниң уйғурларға зиянлиқ һечқандақ нәрсигә имза қоймайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “рәһбиримиз дәвләт бағчәлиниң униңға қарита чоқум бир сиясити бар. Лекин буни биз билмәймиз. Партийәмизниң бәзи органлири бар, униңға шулар қарар бериду. Әмма уйғурларға зиянлиқ һәрқандақ бир нәрсиниң астида м һ п ниң имзаси болмайду”.
Әрдоған “чоң қирғинчилиқ” хатирә күни мунасивити билән нутуқ елан қилған күни түркийә ташқи ишлар министирлиқиму баянат елан қилип, йәһудий чоң қирғинчилиқи мәзгилидә түркийәниң миңлиған йәһудийға ишикини ачқанлиқи, униң ишики зулумға учриған хәлқләргә изчил очуқ икәнликини билдүрүп: “өзиниң ташқи сияситидә инсанни мәркәз қилишни қобул қилған түркийә, хәлқара җәмийәтни бурунқи трагедийәләрниң қайта йүз беришиниң алдини елиш үчүн инсанпәрвәрлик принсиплирини алдинқи орунға қоюшқа чақириду” дегән.