Мустафа дәстичи: “партийәмиз буниңдин кейинму шәрқий түркистан мәсилисигә алаһидә көңүл бөлиду”
2020.01.30
Түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстичи әпәнди нутуқ сөзлимәктә. 2020-Йили 29-январ, әнқәрә.
29-январ күни түркийә бүйүк бирлик партийәси қурулғанлиқиниң 27 йиллиқини хатириләш мурасими өткүзүлди. Мәзкур партийәниң рәиси мустафа дәстичи әпәнди әнқәрәдики анадолу меһманханисида өткүзүлгән мурасимда сөз қилип, бүйүк бирлик партийәсиниң бундин кейинму давамлиқ һалда шәрқий түркистан мәсилигә алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди.
Түркийәдә милләтпәрвәрлик идийәсини илгири сүридиған бүйүк бирлик партийәси милләтчи һәрикәт партийәсидин айрилип чиққан мухсин язиҗиоғлу башчилиқидики 5 нәпәр парламент әзаси тәрипидин 1993-йили 1-айниң 24-күни қурулған. Мәзкур партийә қурулған күндин башлап түркий милләтләрниң мәсилилиригә, болупму уйғур мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә.
29-январ күни әнқәрәдә өткүзүлгән түркийәдики һәр қайси партийә мәсуллири, дипломатлар, парламент әзалири вә аммиви тәшкилатлар мәсуллири қатнашқан мурасимға уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди иштирак қилди.
Мурасимда алди билән бүйүк бирлик партийәсиниң 27 йиллиқ тарихи баян қилинған һөҗҗәтлик филим көрситилди. Кейин мәзкур партийәниң мәсули мустафа дәстичи сөзлиди. У нутқида бүйүк бирлик партийәсиниң ички вә ташқи сиясити һәққидә мәлумат бәрди. У сөзидә бүйүк бирлик партийәсиниң дуняниң қәйиридә езилгән мусулманлар болса уларға ярдәм қилидиған, түрк дунясиға көңүл бөлидиған, залимларға вә диктаторларға қарши чиқидиған, һәр даим демократийә вә адаләтни яқлайдиған партийә икәнликини баян қилди.
Бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстәчи әпәнди нутқида өз партийәсиниң бундин кейинму шәрқий түркистан мәсилисигә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “түркийә җумһурийәти қурулған күндин тартип һазирғичә түркийә сиртида яшаватқан қериндаш милләтләргә қарита мәхсус сиясәт бәлгиләп чиқалмиди. Бизниң партийәмиз қурулған күндин буян пәқәт шәрқий түркистан мәсилисигила әмәс, бәлки барлиқ түркий милләтләргә көңүл бөлүп келиватимиз. Чүнки бизниң партийәмизниң қурулуш мәқсити түрк дуняси үчүн хизмәт қилиштин ибарәт. Биз адриятик деңизидин шәрқий түркистанғичә болған земиндики түркий милләтләргә көңүл бөлимиз. Шуңа бундин кейинму шәрқий түркистан мәсилисигә алаһидә көңүл бөлимиз.”
Хитай сиртқа ечиветиш сияситини йолға қойғандин кейин 1980-йилларниң ахирида уйғур оқуғучилар түркийәгә келип оқушқа башлиди. Бу оқуғучилар 1992-йили әнқәрәдә тунҗи қетим уйғур оқуғучилар җәмийити қурған иди. Кейинчә мәзкур тәшкилат шәрқий түркистан яшлар тәшкилатиға айланди. Мәзкур җәмийәтниң башқуруш һәйити 1993-йили бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мухсин язиҗиоғлу әпәнди билән көрүшкән. Д у қ ниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә тохталди.
Кейин бүйүк бирлик партийәсиниң қурғучи рәиси мухсин язиҗиоғлу әпәнди уйғур яшлириға маддий вә мәниви җәһәттин ярдәм қилған. Доктор әркин әкрәм бу һәқтики әслимилирини аңлатти.
1990-Йилларниң ахири түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәт әң күчәйгән мәзгилләр һесаблиниду. Дәл мушу пәйттә 1998-йили сабиқ түркийә һөкүмити 38-номурлуқ һөҗҗәт чиқирип, шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлиригә чәклимә қойған иди. Шу йили әнқәрәдә шәрқий түркистан яшлири қурултийи чақирилған иди. Бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мухсин язиҗиоғлу хитайниң бесимиға қаримастин қурултайға қатнашқанларни түркийә парламентида қобул қилип, уйғур дәвасини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Доктор әркин әкрәм әпәнди мәзкур партийәниң һазирғичә изчил һалда уйғурларни қоллаватқанлиқини тәкитлиди.
27-Йил аввал мәзкур партийәниң қурғучи рәиси мухсин язиҗиоғлу билән көрүшкән, сабиқ уйғур оқуғучилар тәшкилатиниң қурғучилиридин абдуррәшит абдулһәмит әпәнди бүйүк бирлик партийәси гәрчә түркийәдики сайламда утуп чиқип һөкүмәт қуралмиған болсиму, әмма уйғур дәвасини аңлитишқа зор төһпә қошқанлиқини тәкитлиди.
Пешқәдәм паалийәтчи, шәрқий түркистан фондиниң сабиқ рәиси һамут гөктүрк әпәндиму бу һәқтики пикирини баян қилип, мәзкур партийәгә уйғур хәлқиниң саламини йәткүзди.
Бүйүк бирлик партийәсиниң қурғучиси мухсин язиҗиоғлу 2009-йили 3-айниң 25-күни айропилан қазасида вапат болған иди. Түрк хәлқи тәрипидин улуғланған сиясәтчиниң дәпнә мурасимиға йүз миңлиған киши қатнашқан иди. Түркийәдики уйғурларму қоллирида ай-юлтузлуқ көк байрақ көтүргән һалда дәпнә мурасимға қатнишип, көз йеши төккән иди.









