Түркийәдә уйғур мәсилиси бойичә һәр хил паалийәтләр давам қиливатиду

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.03.12
turkiyede-uyghur-mesilisi-paaliyet-2.jpg Түркийәдә уйғур мәсилиси бойичә өткүзүлгән паалийәтләрдин көрүнүш. 2019-Йил март, истанбул.
RFA/Arslan

Түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң лагерлар мәсилиси бойичә хитайни әйиблигән баянатидин кейин түркийәдә уйғурларни қоллаш паалийәтлири күнсайин күчәймәктә.

Хитайниң уйғур диярдики җаз лагерлирини тақиши вә милйонлиған бигунаһ тутқунларни қоюп бериши тәләп қилинип, түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә йиғилиш өткүзүш, наразилиқ намайиши тәшкилләш вә рәсим көргәзмиси ечиштәк һәр хил паалийәтләр давам қилмақта.

Түркийәдики уйғур зиялийлар вә тәшкилатлар мәсуллириниң һәрикәткә келиши билән түркийәдики көплигән университетлар вә илмий орунларда лексийә-доклат бериш йиғинлири уюштурулуп, уйғурлар мәсилиси тонуштурулмақта. Түрк хәлқи билән түркийәдики аммиви тәшкилатларму уйғурларни қоллап һәр хил паалийәтләр елип бармақта.

Доктор әркин әкрәм, доктор әркин әмәт, доктор абдурешит қарлуқ, доктор пәрһат қурбан тәңритағли, профессор алимҗан инайәт, доктор өмәр қул, һидайәтулла оғузхан, миркамил қәшқәрли, абдуләһәт абдурахман, доктор әли рози, абдулла оғуз, доктор абдусалам тәклимакан қатарлиқ уйғур билим адәмлири вә тәшкилат мәсуллири түрлүк сорунларда уйғурлар вәзийити һәққидә доклат вә лексийәләрни сөзлимәктә.

Игилинишичә, үлкү оҗақлири, түрк оҗақлири, алпәрән оҗақлири, инсан мәдәнийити һәрикити, и һа һа инсаний ярдәм фонди, анадоло гәнчлик җәмийити, түркийә гәнчлик вәхписи қатарлиқ чоң аммиви тәшкилатлар вә органлар түркийәниң һәр қайси шәһәрлиридә уйғурлар тоғрисида мәхсус йиғин уюштуруш, намайиш елип бериш, наразилиқ баянати елан қилиш, рәсим көргәзмиси ечиш дегәндәк паалийәтләрни елип бармақта.

6-Март күни истанбул районидики чайирова қизлар толуқ оттура мәктипидә “шәрқий түркистан һәқиқәтлири” темисида йиғин ечилған болуп, йиғинда уйғур академийәсиниң баш катипи доктор пәрһат қурбан тәңритағли мәхсус доклат бәрди. У доклатида шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи, һазирқи вәзийити вә хитайниң уйғур диярида қурған җаза лагерлири шундақла бу лагерларға қамалған милйонлиған бигунаһ уйғур вә башқа мусулман йәрлик хәлқләр һәққидә тәпсилий тохталди.

6-Март күни йәнә түркийә гәнчлик вәхпи истанбул кағитхана шөбисиниң уюштуруши билән “шәрқий түркистанда искәнҗиләр вә қанунсиз заман” дегән темида доклат бериш йиғини өткүзүлди. Бу йиғинға “әйса йүсүп алиптекин вәхпи” ниң рәиси доктор өмәр қул вә шәрқий түркистан вәхпиниң мәсуллиридин абдулла оғуз тәклип билән қатнишип, уйғур мәсилиси тоғрисида лексийә бәрди.

9-Март күни кутаһя долмипинар университетида “қаниған яримиз шәрқий түркистан” дегән темида йиғин өткүзүлди. Бу йиғинға шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикитиниң рәиси доктор абдусалам тәклимакан тәклип билән қатнишип, уйғур мәсилиси тоғрисида рәсимлик чүшәндүрүлгән доклат тәқдим қилинди.

Бүгүн, йәни 11-март күни түркийәниң дүзҗә шәһиридики анадолу толуқ оттура мәктипидә “шәрқий түркистан мәсилиси” дегән темида йиғин өткүзүлди. Бу йиғинға тәклип билән қатнашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман сөз қилип, уйғурларниң тарихи, мәдәнийити вә уйғур дияриниң 1949-йилидин буянқи паҗиәлири шундақла һөрлүк йолидики күрәшлирини тонуштурди.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған доктор әркин әкрәм уйғур мәсилисиниң түркийәдә кәң даиридә аңлитилиши вә тонуштурулушиниң муһим әһмийити тоғрисида тохтилип өтти.

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман әпәнди уйғурлар тоғрисида ечилған йиғинларда асаслиқи төт түрлүк нуқтини асас қилип, уйғур мәсилисини аңлатқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.