Американиң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийиси түркийәниң уйғур сияситигә қандақ тәсир көрситиши мумкин?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.06.07
yipek-yoli-we-uyghurlar-erkin-ekrem.jpg Мәркизи әнқәрәгә җайлашқан уйғур тәтқиқат институтиниң уюштуруши билән ечилған 2-нөвәтлик “йипәк йоли вә уйғурлар” темида юмилақ үстәл йиғинида мәзкур институтиниң рәиси доктор әркин әкрәм риясәтчилик қилди. 2019-Йили 27-январ, түркийә.
RFA/Arslan

Йеқиндин буян хәлқара җәмийәтниң, болупму америка қошма штатлири башчилиқидики ғәрб дөләтлириниң уйғур мәсилисигә болған диққитиниң күчийиши түркийәниң уйғур сияситигә зади қандақ тәсирләрни көрситиши мумкин?

Мәлумки, түркийә 200 йилдин буян ғәрблишиш йолиға маңған бир дөләт шундақла 1957-йилидин буян явропа иттипақиға әза болуш үчүн тиришиватқан бир дөләт. 

Түркийә иккинчи дуня урушидин кейин, йәни 1952-йили нато (шималий атлантик әһди тәшкилати) ға әза болди. Түркийәниң гәрчә ғәрб әллири билән бәзибир келишәлмигән мәсилилири мәвҗут болсиму, әмма иқтисадий вә тиҗарий җәһәттин ғәрб әллиригә бағланған бир дөләттур. Ундақта, америка башчилиқидики ғәрб әллириниң уйғур мәсилисигә җиддий түрдә диққәт ағдуруши һәмдә уларниң хитай билән болған мунасивитиниң йириклишиши түркийәниң уйғурларға қаратқан сияситигә зади қандақ тәсирләрни көрситиши мумкин?

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси, доктор әркин әкрәм әпәнди америка қошма штатлири вә ғәрб әллиридә уйғур мәсилисиниң күнсайин йүксилишиниң түркийәниң уйғур сияситигә иҗабий тәсирләрни көрситидиғанлиқини баян қилди. 

Доктор әркин әкрәм әпәнди һазир уйғурлар мәсилисидә хәлқарада тарихта көрүлүп бақмиған бир пайдилиқ вәзийәтниң оттуриға чиққанлиқини, бундақ бир вәзийәттә шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң, шундақла уйғур зиялийлириниң немиләрни қилиши керәклики һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

4-Июн күни америка дөләт мәҗлисидә “тйәнәнмин қирғинчилиқи” ниң 30 йиллиқ хатириси мунасивити билән чақирилған гуваһлиқ бериш йиғинида америка сиясий сәһнисидики 3-номурлуқ шәхс, америка авам палатасиниң рәиси нәнси пелуси қатарлиқ нопузлуқ әрбаблар пүтүн дуняни уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирған. Униңдин башқа йәнә йиғин риясәтчиси җәймис мәкговерн, кеңәш палатаси әзаси марко рубийо вә томас соузи, авам палатаси әзаси кристофер симит қатарлиқларниң баянлиридиму уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюлди.

Булардин сирт америкадики демократийини илгири сүрүш фонди дуня уйғур қурултийиға “демократийә мукапати” бәрди. Буларму түркийә җамаәтчиликиниң җиддий диққитини тартмақта. Истанбул университетиниң тарих оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, америка қошма штатлирида өткүзүватқан паалийәтләрни йеқиндин көзитиватқанлиқини, америка қошма штатлири башчилиқидики ғәрб әллириниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшиниң ислам дунясиға шундақла түркийәниң уйғур сияситигә иҗабий тәсир көрситидиғанлиқини баян қилди.

У мундақ деди: “америкада д у қ өткүзүватқан паалийәтләрни вә америка қошма штатлири рәһбәрлириниң баянатлирини көзитиватимән, мәнчә бу иҗабий йүзлиниш. Шәрқий түркистан мәсилисиниң дуня җамаәтчилики тәрипидин билиниши шәрқий түркистан вәзийитиниң яхшилиниши вә хәлқарада хитайға бесим пәйда қилиш үчүн муһим дәп ойлаймән.”

У ислам дуняси, түрк дуняси вә түркийә сүкүнатта туруватқан бүгүнки күндә америка қошма штатлирида шәрқий түркистан мәсилисиниң йүксилишиниң түркийә һөкүмитигә қарита бесим пәйда қилишқа пайдилиқ вәзийәт яритидиғанлиқини тилға алди. У мундақ деди: “түркийәдә, түрк дунясида вә ислам дунясида сүкүнат һөкүм сүрүватқан бүгүнки күндә ғәрб әллиридә, америка қошма штатлирида вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида шәрқий түркистан мәсилисиниң йүксилиши түркийәдиму мәсилиниң оттуриға қоюлушиға түрткә болди. Мусулман һәм түркий хәлқ болған уйғурларниң еғир вәзийитигә қарита түркийә һөкүмитиниң сүкүнатта турувелиши җамаәт ичидә наразилиқ пәйда қилған иди. Уйғурлар билән қериндаш вә диндаш милләт болмиған ғәрб әллириниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлүши түрк җамаәтчиликиниң техиму көп диққитини тартиду. Түрк җамаәтчиликиниң бу хил кәйпияти түркийә һөкүмитигә бесим пәйда қилиши мумкин. Хәлқ тили бойичә ейтқанда, уйғурлар билән диндаш болмиған милләтләр уларға көңүл бөлүватса, силәр немишқа көңүл бөлмәйсиләр, дәп түркийә һөкүмитигә қаттиқ бесим қилиду. Униң үстигә түркийә узун йиллардин бери ғәрб әллири билән пүтүнлишиш сиясити елип бармақта, ғәрб әллиридики, болупму америка қошма штатлирида уйғур мәсилисиниң йүксилиши түркийә һөкүмитиниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүшигә түрткә болиду дәп ойлаймән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.