Уйғур һәйәт түркийә парламентиниң башлиқи мустафа шәнтопқа уйғурларниң тәләплирини сунди

13-Июн пәйшәнбә күни истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтулла оғузхан башчилиқидики 8 кишилик уйғур һәйәт әнқәрәгә берип түркийә парламентини рәсмий зиярәт қилди.

Уйғур һәйәт түркийә парламентида парламент рәиси мустафа шантоп әпәнди билән көрүшти. 2019-Йили 13-июн. Әнқәрә, түркийә. RFA/Arslan

13-Июн пәйшәнбә күни истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтулла оғузхан башчилиқидики 8 кишилик уйғур һәйәт әнқәрәгә берип түркийә парламентини рәсмий зиярәт қилди вә парламент башлиқи мустафа шәнтоп билән учрашти.

Һидайәтулла оғузниң билдүрүшичә, мәзкур һәйәт уйғурларниң һазирқи әһвали, нөвәттә дуч келиватқан қийинчилиқлири, шәрқий түркистандики җаза лагерлири вә лагерға қамалған тутқунлар шундақла хитайниң күнсайин артиватқан бесим сиясәтлири һәққидә тәйярланған мәхсус доклатни түркийә парламент башлиқи мустафа шәнтопқа сунған һәмдә ағзаки мәлумат бәргән.

Һидайәтулла оғузхан йәнә мәзкур доклатта уйғур хәлқниң түркийәдин күтүватқан арзу-тәләплириниму оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Бу қетимлиқ учришишта мәзкур һәйәт йәнә түркийәдики уйғурларниң иқамәт елиши асанлаштуруп бериш, исим-фамилисигә код киргүзүп қойғанлиқ сәвәбидин һазирғичә иқамәт алалмиған уйғурларниң исмидики кодни бикар қилиш, түркийәдә уйғур мәһәллиси қуруш, уйғурларни түркийә нопусиға қобул қилиш, дохтурханиларда һәқсиз давалиништин бәһримән болуш, илгири сәуди әрәбистанға келип олтурақлишип қалған вә һазирғичә қоллирида паспорт яки кимлики болмиған уйғурларни түркийәгә йөткәп келиш, түркийә парламентидин мәхсус бир һәйәтниң уйғур дияриға берип тәкшүрүш елип бериш қатарлиқ бирмунчә тәләпләрни оттуриға қойған. Бу тәләпләр йәнә парламент башлиқиға тапшурулған язма доклаттинму орун алған.

Һидайәтулла оғузхан йәнә бу қетимқи учришишта сүрийәдә куртларниң қолида тутуп турулуватқан уйғур аяллар вә кичик балиларни қутулдуруп чиқиш тәләплириниму оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Һидайәтулла оғузханниң билдүрүшичә, парламент башлиқи мустафа шәнтоп әпәнди уйғур мәсилисини яхши билидиған вә бир қанчә йилдин буян уйғурларға көңүл бөлүп келиватқан бир шәхс икән. Бу қетимқи учришишта у уйғур һәйәт тәрәптин оттуриға қоюлған 8 түрлүк тәләпни қизғинлиқ билән қобул қилип, хатирә дәптиригә язған. Сүрийәдә әсиргә чүшүп қалған уйғур аяллар вә кичик балиларни қутулдуруш мәсилисидә җумһур рәиси билән сөзлишип һәл қилишқа тиришидиғанлиқини билдүргән. Ундин башқа парламент башлиқи мустафа шәнтоп йәнә сәуди әрәбистанда кимлики вә паспорти йоқ вә яки һазирғичә тәйвән паспорти билән оттурида қалған уйғурларни түркийәгә йөткәп нопус бериш тоғрисида түркийәниң сәуди әрәбистандики баш әлчиханиси вә җумһур рәис билән сөзлишидиғанлиқини, уйғур дияриға һәйәт әвәтиш мәсилисини музакирә қилидиғанлиқини билдүргән. 

Мәзкур һәйәт тәркибидә әнқәрәгә барған шәрқий түркистан өлималар бирликиниң вәкили абдуләһәд учқун әпәндиму зияритимизни қобул қилип, бу қетимлиқ учришиш һәққидә толуқлима бәрди. У түркийә парламентиниң башлиқи билән елип барған бу қетимлиқ учришиштин зор үмид күтидиғанлиқини тәкитләп өтти.

Түркийә парламентини зиярәт қилған уйғур һәйәт тәркибидә йәнә түркийәдики сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпиниң башлиқи доктор абдулхалиқ уйғур, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң вәкили абдуләһәд оҗатли, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман, шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикитиниң рәиси доктор абдусалам тәклимакан, шәрқий түркистан кишилик һоқуқ комитетиниң вәкили адил муһәммәдоғли, түркийә радио-теливизийә идариси уйғур бөлүминиң хадими миркамил қәшқәрли қатарлиқларму бар икән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org