22 Дөләтниң уйғурлар тоғрилиқ ортақ баянатиға түркийәниң қол қоймиғанлиқи қаттиқ ғулғула пәйда қилди

22 Дөләтниң 10-июл б д т да елан қилған ортақ баянати түркийәдики иҗтимаий таратқуларда қизиқ тема сүпитидә кәң тарқалмақта.

(Иккинчи рәт оңдин солға) түркийә рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән хитай рәиси ши җинпиң “хәлқаралиқ бир бәлвағ, бир йол мунбири йиғини” дин бир күн илгири икки дөләт келишимигә қол қоюш мурасимида. 2017-Йили 13-май, бейҗиң. AFP

22 Дөләтниң 10-июл б д т да елан қилған ортақ баянати түркийәдики иҗтимаий таратқуларда қизиқ тема сүпитидә кәң тарқалмақта. Баянатта “хитайниң уйғур вә башқа мусулман азсанлиқ милләтләр қарита йүргүзүватқан кәң көләмлик тутқун қилиш, назарәт қилиш, қайта тәрбийиләш мәркәзлиригә қамаш сиясити” әйибләнгән.

11-Июл күни хитай ташқи ишлар баянатчиси гең шуаң мухбирларға қилған сөзидә ортақ баянат елан қилған 22 дөләтни әйибләп; “һәқ-наһәқни астин-үстүн қилди, җуңгониң ички ишлириға қалаймиқан арилашти, кишилик һоқуқ мәсилисини сиясийлаштурди” дегәнләрни илгири сүргән.

Иҗтимаий таратқулар билән ғәрб әллири мәтбуатлирида елан қилинған хәвәрләргә асасланғанда, ортақ баянат елан қилған б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза бу 22 дөләт: австралийә, австрийә, белгийә, канада, данийә, естонийә, финландийә, фирансийә, германийә, исландийә, иреландийә, японийә, латвийә, литва, лиюксембург, голландийә, йеңи зеландийә, норвегийә, испанийә, шиветсийә, шветсарийә, әнглийә қатарлиқлардин ибарәт болған.

Асия, явропа, австралийә вә шималий америка болуп 4 қитәдики 22 демократик дөләтниң уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүп ортақ баянат елан қилиши түркийәдики өктичи партийә парламент әзалириниң, мутәхәссисләр вә бәзи журналистлар арисида ғулғула пәйда қилди. Бу нуқта 11-июл күни ахшам түркийәниң әң чоң телевизийә қаналлиридин бири болған “хабәр түрк” қанилидики тонулған журналист мәмәт акиф әрсой риясәтчилик қилған “немә болуватиду?” мавзулуқ программиниң муназирә темисиға айланди. Җумһурийәт хәлқ партийәси парламент әзаси бәһрам шимшәк әпәнди үммәт парчиланмисун дәватқан президент әрдоғанниң 22 дөләт елан қилған ортақ баянатқа қол қоймиғанлиқини тәнқидләп мундақ деди: “мусулманларни, үммәтни парчилимайли дәватқан президентимиз рәҗәп таййип әрдоған һөкүмити уйғурларға хитайлар елип бериватқан бесимға қарита елан қилған ортақ баянатқа қол қоймиди, бу қандақ бир үммәтчилик? буниң бирму мусулман яки түрк дөлити қол қоймапту. Бу қандақ мусулмандарчилиқ?”

Арқидин тонулған журналист мәрвә шәбнәм оруч ханим сөзләп, түрк һөкүмитиниң уйғурларға ярдәм қиливатқанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “2009-йилида үрүмчидә қирғинчилиқ йүз бәрди. У заман рәҗәп таййип әрдоған бу худди бир ирқий қирғинчилиқ дегән иди. Йәни хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини ирқий қирғинчилиқ дегән бирла рәһбәр иди. Мән өткәндә д у қ ниң йиғиниғиму қатнаштим. Мәлум болғинидәк ғәрб әллири хитайға қаттиқ инкас қайтуруватиду. Уйғурлар түркийәниң инкас қайтурушини күтиду. Лекин шуниму дәп қояй америка қошма штатлири уйғурларға бәк игә чиқиватиду, әмма америка 4000 әтрапида уйғурға вәтәндашлиқ берипту, канадаму уйғурларни қоллайду, әмма 5 миң әтрапида уйғурни вәтәндашлиққа елипту, түркийәдә болса 80 миң әтрапида уйғур бар”.

Мәрвә шәбнәм оруч ханимниң бу көз қарашлириға қарита парламент әзаси бәһрам шимшәк әпәнди 4 милйон сүрийәликни қобул қилған түркийә үчүн 80 миң уйғур һеч немә әмәс икәнликини тәкитлиди.

Түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хами әрсой әпәнди 2-айниң 8-күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш сияситини әйиблигәндин кейин 2-айниң 14-күни һөкүмәт баянатчиси өмәр челип әпәнди әнқәрәдә, 26-чесла түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу җәнвәдә баянат берип, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини әйиблигәниди. Бу қетим түркийә немә үчүн 22 дөләтниң ортақ баянатиға қол қоймиди? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн һөкүмәт баянатчиси өмәр челик әпәндиниң ишханисиға телефон қилдуқ. Униң катипи сәлән ханим елхәт йезишимизни дегәндин кейин, әһвални дәп язған болсақму җаваб кәлмиди.

Арқидин бурундин тартип уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан һазир һөкүмәтниң иттипақдаш партийәлиридин бири болған бүйүк бирлик партийәси рәиси мустафа дәстичи әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, мундақ деди: “22 дөләтниң б д т да елан қилған ортақ баянатиға түркийә башчилиқидики бирму мусулман дөләтниң қол қоймиғанлиқи растинила ечинишлиқ. Биз түркийәниң буни түзитишини тәләп қилимиз. Биз түркийәниң уйғур мәсилисидә мусулман дөләтләргә һәтта ғәрб дөләтлиригә башламчилиқ қилишини күтүвататтуқ. Түркийә һөкүмитиниң қол қоймиғанлиқи түркийәниң уйғурларға тутқан позитсийисини ипадиләп берәлмәйду. Түркийә һәр даим уйғур қериндашлирини қоллайду”.

Мустафа дәстичи әпәнди шәрқий түркистан дәвасиниң партийәсиниң миллий дәваси икәнликини баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистан дәваси бизниң миллий дәвайимиз. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз бүгүн бесим астида туруватқанда биз сүкүттә туралмаймиз. Биз бүйүк бирлик партийәси болуш сүпитимиз билән һәр даим шәрқий түркистанлиқларни қоллап кәлдуқ, бундин кейинму қоллаймиз”.

Әнқәрәдики истратегийилик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди 22 демократик дөләтниң җаза лагерлириға қарши пикир бирликидә болуши вә ортақ баянат елан қилишиниң әһмийитиниң зор икәнликини, түркийә һазир хитай билән болған мунасивитини күчәйтиш сиясити елип бериватқан болғачқа буниңға қол қоймиғанлиқини баян қилди.

Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин түрк оҗақлири вә түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, бәзи парламент әзалири иҗтимаий таратқулар арқилиқ баянат елан қилип, түркийә һөкүмитини әйиблиди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org