Түркийәниң хитайдин қәрз елиши уйғур дәвасиға қандақ тәсир көрситиду?
2019.09.26

“явро-нюс” тор гезитидә өткән һәптә елан қилинған хәвәргә асасланғанда, бу қәрз “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң мунасивәтлик бәлгилимилиригә асасән хитай тәрәп түркийәгә бәргән узун муддәтлик қәрз икән. Түркийә санаәт вә тәрәққият банкиси бу зор соммидики қәрз пулни түркийәниң санаәт ишләпчиқириши, енергийә, сағламлиқ вә маарип саһәлиригә ишлитидикән.
Түркийә санаәт вә тәрәққият банкисиниң мудири суат инҗә әпәнди бу һәқтә мухбирларға бәргән баянатида хитай бәргән бу қәрз пулиниң хәлқаралиқ пул муамилә қурулушлириниң түркийә иқтисадиға болған ишәнчисиниң бешарити икәнликини тәкитлигән. У йәнә хитай тәрәққият банкисиға рәһмәт ейтип, түркийәниң хитай билән болған бу хил һәмкарлиқиниң узун муддәт давамлишишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Қиммәтлик радио аңлиғучилар, түркийә һөкүмити бу йил 2-айда арқа-арқидин 3 қетим баянат елан қилип, абдурәһим һейтниң вапати тоғрисидики хәвәр түпәйлидин хитайни қаттиқ әйиблигән иди. Түркийә һөкүмити 6-айда хитайдин 1 милярд 200 милйон доллар қәрз алған болуп, нөвәттә түркийә һөкүмити түркийә санаәт вә тәрәққият банкиси арқилиқ хитайдин йәнә йәнә 200 милйон доллар қәрз алғандин кейин уйғур мәсилисидә бирдинла җимип кәтти. Һәтта б д т диму уйғур мәсилисини бир асаслиқ мәсилә сүпитидә оттуриға қоймиди. Буниңдики сәвәб хитайниң түркийәгә бериватқан зор соммидики қәрз пулиму яки башқа сәвәбләрму барму?
Биз бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институтиниң ташқи хизмәтләргә мәсул муавин мудири дотсент, доктор әркин әкрәм вә әнқәрә университети хәлқара иқтисадшунаслиқ кәспини пүттүргән, һазир америка қошма штатлириниң вашингтон шәһиридә туруватқан мәмәтҗан онсу әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәниң хитай 2013-йили елан қилған “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға қетилғанлиқини, шуңа хитай башқа дөләтләргә охшашқа түркийәгиму қәрз пул беришкә башлиғанлиқини баян қилди.
Мәмәтҗан онсу әпәнди хитай түркийәгә бәргән 200 милйон доллар пулниң истратегийәлик вә сиясий мәқсәт билән берилгәнликини тәкитлиди.
Қиммәтлик радио аңлиғучилар, уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, уйғур мәсилиси түркийә-хитай мунасивитидики муһим мәсилигә айланди. Ундақта, хитайниң түркийәгә қәрз пул беришидә уйғур мәсилисиниң роли барму-йоқ? доктор әркин әкрәм әпәнди хитай түркийәгә пул бәргәндә уйғур мәсилисини шәрт қилип қойидиғанлиқини илгири сүрди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтниң узун муддәттә истратегийәлик һәмкарлишиш мунасивитигә айлинидиғанлиқини, буниң уйғур мәсилисигә сәлбий тәсир көрситиши мумкинликини илгири сүрди.