Түркийәдики уйғурлар хитай консулханиниң истанбулда өткүзгән мурасимиға наразилиқ билдүрди
2019.09.30

Хитай коммунист һакимийити қурулғанлиқиниң 70-йиллиқи мунасивити билән 27-сентәбир күни кәчтә хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси тәбрикләш мурасими өткүзгән. Буниңға наразилиқ билдүргән истанбулдики уйғур җамаити наразилиқ намайиши елип барди.
Хитайниң истанбулда турушлуқ баш консули җу вейниң дәвитигә асасән түркийәдики “вәтән” партийәси (коммунист партийә) ниң рәиси доғу перәнчәк, истанбулниң саяһәт ишлириға мәсул муавин валийси һүля кая, истанбул шәһәр башлиқи әкрәм имамоғли, бәйоғли шәһириниң башлиқи һайдар алийилдиз, “айдинлиқ” гезити вә “улусал қанал” телевизийә қанилиниң мәсуллири вә бир қисим уйғурларни өз ичигә алған көп санда киши бу мурасимға қатнашқан.
Мурасим хитай вә түркийәниң дөләт маршини оқуш билән башланған, кейин хитайниң истанбулдики консоли җу вей сәһнигә чиқип, мурасимға қатнашқучиларға рәһмәт ейтқан. У хитайниң қандақ қилип дунядики 2-чоң иқтисадий күчкә айланғанлиқини көз-көз қилип сөзлигән. У мундақ дегән: “бүгүн хитай 13. 6 Тирилйон долларлиқ иқтисади билән дуняда иккинчи номурлуқ иқтисадий күчкә айланди. Бүгүнки хитай дуня нопусиниң йүздә 25% пирсәнт нопусини беқиш арқилиқ дуняға һәссә қошуватиду.”
У йәнә хитайдики 56 милләтниң параванлиқ ичидә яшаватқанлиқини тилға елип мундақ дегән: “бүгүнки хитай өзиниң муқим сиясити, өм вә инақ хәлқлири билән һәмкарлиқ асасида 56 милләттин тәшкил тапқан баяшат бир җәмийәтниң қурулуши йолида илгириләватиду.”
Хитай консоли җу вей сөзидә йәнә, түркийәниң хитай үчүн муһим бир ортақ икәнликини тилға алған вә хитайниң түркийә билән бирликтә һәрикәт қилишқа тәйяр икәнликини билдүргән.
Кейин истанбул шәһәр башлиқи әкрәм имамоғлу сәһнигә чиқип сөз қилған. У мундақ дегән: “истанбул бүйүк шәһири хәлқара мунасивәтләрдә һәм хитай билән һәм дуняниң башқа дөләтлири билән яхши бир мунасивәт дәврини башлитидиғанлиқини бу йәрдә елан қилимән”.
Хитай консулханиси тәрипидин тәбрикләш паалийити өткүзүлүватқан меһманхана алдиға җәм болуп намайиш қилған уйғурларға вакалитән сөз қилған уйғур паалийәтчи йүсүп палта әпәнди хитайниң түркийәдә елип бериватқан паалийәтлирини “алдамчилиқ” деди. У хитайниң алдамчилиқ оюнлирини уйғурларниң бузуп ташлайдиғанлиқини билдүрди.
Намайишта йәнә уйғур паалийәтчи шәмшиқәмәр ханим сөз қилип, хитайниң уйғур диярини ишғал қилған 70 йилдин буян уйғурларға зулум қилипла қалмастин, бәлки йәнә йәр асти вә йәр үсти байлиқлирини булаң-талаң қилип, дунядики иқтисадий чоң дөләткә айланғанлиқини ипадилиди.
У бу қетимқи намайишниң мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бүгүн ахшам фашист хитай һакимийити хитайда һакимийәтни тартивалғанлиқиниң 70 йиллиқини тәбрикләватиду. Биз болсақ вәтинимизниң ишғалийитиниң 70 йиллиқиға қарши намайиш қилиш үчүн бу йәргә җәм болдуқ”.
Шәмшиқәмәр ханим хитай коммунисит һакимийтиигә хитаб қилип мундақ деди: “мән хитай һакимийитигә хитаб қилимән, силәр 70 йилдин буян вәтәнимизни ишғал қилиш билән чәклинип қалмай, вәтинимизниң йәр асти йәр үсти тәбиий байлиқлирини сүмүрүп һакимийәтниңларни вә иқтисадиңларни күчләндүрдиңлар. Әмди күчлүк иқтисадиңлар билән дуняни алдап һаким болушқа оруниватисиләр. Биз бу йәрдә санимиз аз болсиму, әмма пүткүл уйғурларға вакалитән бу йәргә җәм болдуқ. Силәр хитайлар шәрқий түркистанға һәргизму һөкүмранлиқ қилалмайсиләр. Силәрниң йимирилидиған вақтиңлар кәлди. Биз пүткүл уйғур хәлқи ахирқи нәписимиз қалғучә мустәқиллиқ муҗадилимизни давамлаштуруш үчүн қәтий қарарға кәлгәнликимизни силәргә билдүрүп қоюш үчүн бу йәргә кәлдуқ”.
Хитайниң түркийәдә көпләп йиғин-мурасим уюштуруши вә дөләт дәриҗилик түрк әмәлдарлирини чақирип, уларға йеқинлишишқа урунушниң мәқсити зади немә? хитайниң бу хил паалийәтлиригә қарита түркийәдики уйғурлар қандақ бир позитсийәдә болуши керәк? бу һәқтә пикрини елиш үчүн биз әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң башлиқи доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр.