Фаһрәттин йоқуш: “‛ийи партийәси‚ уйғур мәсилисигә ахириғичә игә чиқиду!”
2019.10.14
Уйғур дияридики йиғивелиш лагерлири мәсилисидә түркийә һөкүмити сүкүттә туруватқан бүгүнки күндә түркийәдики өктичи партийәләрдин бири болған “ийи”, йәни “яхши” партийәсиниң муавин рәиси ахмәт камил әрозан әпәнди 14-өктәбир күни чүштин кейин партийә мәркизидә уйғур һәйәти билән учрашти.
Д у қ ниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди, уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси абдулһәмит қарахан әпәнди вә уйғур тәтқиқати институти башқуруш һәйәтлиридин тәркиб тапқан һәйәт “ийи”, йәни “яхши” партийәсиниң ташқи сиясәткә мәсул муавин рәиси ахмәт камил әрозан әпәндиниң тәклипигә бинаән партийә мәркизидә юмилақ үстәл йиғини өткүзгән.
Доктор әркин әркин әкрәм әпәнди “ий”, йәни “яхши” партийәсиниң уйғур сияситини бәлгиләп чиқиши үчүн бәзи уйғур тәшкилатлириниң мәсуллирини тәклип қилип йиғин чақирғанлиқини, йиғинниң йеңилиқ болғанлиқини тәкитлиди.
Уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси абдулһәмит қарахан әпәнди юмилақ үстәл йиғинида “яхши” партийәси мәсуллириға йиғивелиш лагерлири вә түркийәдики уйғурларниң қийинчилиқлири тоғрисидиму мәлумат бәргәнликини баян қилди.
“ийи”, яни “яхши” партийәси 2017-йили 10-айниң 25-күни қурулған болуп, 2018-йилидики парламент әзалири сайлимида парламентқа киргән иди. Парламентқа киргәндин кейинки бир йилдин көпрәк вақит ичидә партийә рәиси мәрал ақшәнәр ханим вә парламент әзалири изчил һалда уйғур мәсилисини оттуриға қоймақта. Доктор әркин әкрәм әпәнди “ийи” партийәси гәрчә өктичи партийә болсиму, әмма уйғур мәсилисини күнтәртипкә елип келиштә зор рол ойниғанлиқини баян қилди.
Әнқәрә түркийәниң сиясәт мәркизи болуп, уйғурлар изчил һалда һәрқайси партийәләрниң мәсуллириға шәрқий түркистан мәсилисини аңлатмақта. Абдулһәмит қарахан әпәнди бундин кейин һәрқайси партийәләрни зиярәт қилип, уйғурларниң еғир вәзийити вә түркийәдики уйғурлар дучар болуватқан мәсилиләр тоғрисида мәлумат берип туридиғанлиқини баян қилди.
Мәлум болғинидәк, түркийәдики бәзи партийәләр һакимийәт бешиға кәлгүчә уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини тәкитлисиму, әмма һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин уйғур мәсилисидә сүкүттә турувалидиған әһваллар көп көрүлгән. Ундақта, “ийи” партийәси һакимийәт бешиға кәлсә, уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшни давамлаштурамду?
Бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн бу қетимқи учришишни уюштурған парламент әзаси фаһрәттин йоқушқа микрофонимизни узаттуқ. У бу һәқтә көз қаришини банай қилип, мундақ деди: “партийәмиз қурулған күндин тартип езилгән милләтләргә игә чиқиш бизниң шуаримиз иди. Буни бир йилдин буян парламентта изчил һалда күнтәртипкә елип келиватимиз. Партийәмизниң рәисиму бу мәсилини күн тәртипкә елип кәлгән иди, бундин кейинму давамлиқ оттуриға қоюшни давамлаштуримиз. Қачанғичә десиңиз? шәрқий түркистан мустәқил болғучә, хитайниң зулум сиясити ахирлашқучә, ‛ийи‚ партийәси болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистан дәвасиға игә чиқимиз. Әгәрдә бир күн түркийәдә һакимийәт бешиға кәлсәкму биз шәрқий түркистан дәвасиға игә чиқишни давамлаштуримиз.”
Учришиш ахирида “ийи” партийәсигә уйғур тәтқиқати институти тәйярлиған “шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ” намлиқ доклат тәқдим қилинди.