Мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 25 йиллиқ хатирисидә “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим баянат елан қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.12.18
Мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 25 йиллиқ хатирисидә “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим баянат елан қилди Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанға қарши президент сайлимиға қатнишидиған кандидат, “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр партийисиниң сайлам хитабнамиси һәққидә сөз қилди. 2018-Йили 14-май, әнқәрә, түркийә.
AP

Түркийәдики “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 25-йиллиқини хатириләш мунасивити билән елан қилған баянатида, һәр вақит уйғурларни қоллайдиғанлиқини тәкитлигән.

Мәрал ақшәнәр ханим иҗтимаий таратқулар арқилиқ елан қилған баянатида әйса йүсүп алиптекинниң көк байрақни шәрқий түркистан асминида ләпилдитиш үчүн пүтүн өмрини атиған киши икәнликини, уйғурларниң рәһбири болған әйса йүсүп алиптекинни һөрмәт билән әсләйдиғанлиқини, бүгүн хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан инсан қелипидин чиққан бастурушлирини көрмәсликкә селиватқанларға қарши һәр даим уйғурларни қоллап-қувәтләйдиғанлиқини баян қилған.

Буниңдин башқа түркийәдики парламент әзалири, аммиви тәшкилат мәсуллири вә уйғур җамаити баянат елан қилип, әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 25-йиллиқи мунасивити билән мәрһумниң иш-излирини әслигән. Узун йил мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң йенида ишлигән һамутхан гөктүрк әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У “мәрал ақшәнәр ханим башчилиқидики көплигән кишиләрниң мәрһум әйса йүсүп алптәкинни әсләп баянат елан қилиши, шәрқий түркистан дәвасиниң күнсайин күчийиватқанлиқиниң бешарити,” деди.

Әйса йүсүп алптәкинниң оғли илғар алиптекин әпәнди “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханимниң баянати үчүн рәһмәт ейтти. У сөзидә әслидә түркийә һөкүмитиниңму бундақ баянат елан қилиши керәкликини, лекин хитай билән болған мунасивитини дәп, буниңдин өзини қачурғанлиқини баян қилди.

Һамутхан гөктүрк әпәнди мәрһум әйса әпәндиниң кишилики тоғрисида мәлумат бәрди.

Илғар алиптекин әпәнди әйса йүсүп алиптекинниң уйғур яшлирини оқутуш ишлириға зор әһмийәт бәргәнликини баян қилди.

Әйса йүсүп алиптекин 1901-йили қәшқәрниң йеңисар наһийисидә дуняға кәлгән. Хитай коммунистлири уйғур дияриға бесип киргән 1949-йилиниң ахирида, у муһәммәтимин буғра билән бирликтә вәттәнни тәрк етип, чәтәлгә чиқип кәткән. 1954-Йили түркийәгә келип олтурақлашқан. Әйса әпәнди 1960-йили истанбулда “шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити” ни қурған, 1985-йили “шәрқий түркистан вәқпи” ни қурған. Әйса әпәнди 1995-йили 12-айниң 17-күни вапат болғучә шәрқий түркистан дәваси йолида тинимсиз күрәш қилған. Әйса әпәндиниң вапатидин кейин, уни хатириләш үчүн түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридики бағчә, коча вә мәктәпләргә әйса йүсүп алиптекинниң нами берилгән.

Әйса йүсүп алиптекин 1995-йили 12-айниң 17-күни истанбулда аләмдин өткән иди. Униң җиназа намизи фатиһ мәсчитидә оқулғандин кейин, мийити түркийәниң сабиқ баш министири аднан мәндәрәс, сабиқ дөләт рәиси турғут өзәлләр дәпнә қилинған топқапи мазарлиқиға дәпнә қилинған иди. Униң җиназа мурасимиға түркийәниң дөләт рәһбәрлири гүлчәмбирәк әвәткән вә қатнашқан болуп, түркийәдики чоң телевизийә қаналлири нәқ мәйдандин хәвәр бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.