Америкада оқуп қайтқан доктор турсунҗан нурмәмәт билгәниң тутқунда икәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.07.15
Америкада оқуп қайтқан доктор турсунҗан нурмәмәт билгәниң тутқунда икәнлики дәлилләнди Шаңхәй тоңҗи университетиниң оқутқучиси доктор турсунҗан нурмәмәт билгә әпәнди.
Oqurmen teminligen

Норвегийәдики паалийәтчи абдувәли аюпниң өткән айда тивиттерда хәвәр қилишичә, шаңхәй тоңҗи университетиниң оқутқучиси доктор турсунҗан нурмәмәт билгә бу йил 4‏-айдин башлап үндидардин уштумтут ғайиб болған. Турсунҗанниң адәттә тор дунясида актип бир паалийәтчи икәнликидин хәвири болған норвегийәдики уйғуряр фонди алақидар қаналлири арқилиқ бир қатар ениқлашларни елип барған болсиму, униң ақивити һәққидә учур алалмиған. Мухбиримизниң бу йип учиға асасән елип барған ениқлашлири давамида турсунҗан нурмәмәт билгәниң 3 айдин бери тутқунда икәнлики дәлилләнди.

Шаңхәй тоңҗи университетиниң оқутқучиси доктор турсунҗан нурмәмәт билгә әпәндиниң Weibo торидики һесабати.
Шаңхәй тоңҗи университетиниң оқутқучиси доктор турсунҗан нурмәмәт билгә әпәндиниң Weibo торидики һесабати.

Инкас қилинишичә, уйғур районида көзгә көрүнгән зиялийларға қарита тутқун һәрикити бу йил киргәндин буянму йәнила давам қилмақта. Мәлум болушичә 2009‏- вә 2016 ‏-йиллири арисида америкада оқуған вә хизмәт қилған; әмма аз кәм 10 йиллиқ америка һаятида бирәр қетимму сиясий паалийәтләргә қатнашмиған, пәқәт тор дунясида илмий паалийәтләр биләнла шуғуллинип кәлгән турсунҗан нурмәмәт билгә 2016-йилиға юртиға қайтқан. юртида бир қатар аваричиликләргә учриған турсунҗан 2017-йилниң ахири шаңхәй тоңҗи университетиға хизмәткә чүшкән. Бу җәрянда тордики илмий паалийәтлирини изчил давамлаштуруп кәлгән турсунҗан бу йил 4‏-айға кәлгәндә тор дунясидин уштумтут ғайиб болған.

Телефонимизни қобул қилған шаңхәй тоңҗи университетиниң бирқисим хадимлири турсунҗан нурмәмәт һәққидә мәлумати йоқлуқини баян қилди.

Турсунҗанниң үндидар учур хатирисидин мәлум болушичә, у, бу йил “8‏-март” аяллар байрими мунасивити билән аниси, аяли вә қизиниң сүритини чиқирип уларниң байримини тәбриклигән. У йәнә 4 ‏-айниң дәсләпки һәптиси өзиниң “һүҗәйрә журнили” ға йөткәлгәнлики вә бу һәқтики хушаллиқини достлири билән ортақлашқан. Биз икки күнниң алдида “һүҗәйрә журнили” ға хәт йезип хизмәтчиси турсунҗан нурмәмәт һәққидә мәлумат сориған болсақму, та һазирғичә җавабқа еришәлмидуқ. Мәлум болушичә абдувәли аюп вә турсунҗанниң америкадики бәзи достлири мәзкур журналға хәт йезип, турсунҗанниң әһвалини сориғинида, мәзкур журнал өз тәһрирлириниң шәхсий кәчмиши һәққидә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини билдүргән.

Инкаслардин мәлум болушичә, турсунҗан билгәниң ғайиб болған мәзгили, униң “һүҗәйрә журнили” ға йеңидин йөткәлгән, әмма тоңҗи университети биләнму хизмәт алақиси техи толуқ үзүлмигән мәзгилгә тоғра кәлгән. Шуңа биз тоңҗи университетиға изчил телефон қилип, турсунҗанниң әһвали һәққидә мәлумат мәлумат соридуқ. Хадимлардин бири, бу мәктәптин тутуп кетилгән уйғур оқутқучиниң ким икәнликини сориғинимизда, униң турсунҗан нурмәмәт икәнликини ашкарилиған болсиму, әмма униң немә сәвәбтин тутқун қилинғанлиқи вә кимләр тәрипидин тутулғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб бәрмиди.

Абдувәли аюпниң баян қилишичә, 1985‏-йили йәкәндә туғулған, 2006‏-йили шинҗаң университетини пүттүргән, 2009-йили американиң вйомиң университетида био-медитсина кәспий бойичә доктор аспиранти болуп оқушқа киргән турсунҗан нурмәмәт, 2016-йили юртиға қайтқинида аяли нуримангүл намәлум сәвәбләр билән лагерға әкетилгән. Униң америкада туғулған қизи, йәкәндики ата-анисиниң йенида қеп қалған. У, өзи дәсләптә, шихәнзидә, кейин шаңхәйдә иш издәшкә мәҗбур болған. Абдувәли аюпниң баян қилишичә, пешкәлчиликтин сақлиниш үчүн пүтүн тиришчанлиқини көрсәткән вә мумкинчилики бар еһтият тәдбирлириниң һәммисини қоллинип баққан турсунҗанниң йеқинқи 4 йиллиқ һаяти изчил аваричилик ичидә өткән.

Телефонимизни қобул қилған тоңҗи университетиниң йәнә бир хадими турсунҗан нурмәмәтниң сақчилар тәрипидин тәкшүрүлүватқанлиқи вә өзлиригә делониң тәпсилати һәққидә мәлумат берилмигәнликини баян қилиш арқилиқ униң тутқунда икәнликини дәлиллиди.

Турсунҗан нурмәмәт билгәниң өзини ашкарилашни халимиған бир достиниң баян қилишичә, турсунҗан нурмәмәт америкада оқуватқан мәзгилидә учрашқан “гуманлиқ кишиләр” вә тордики сөһбәт гурупписида униңға әгәшкән он миңдин артуқ киши ичидики нөвәттә тутқунда болған аталмиш “җинайәтчиләр” сәвәблик тутқун қилинған. Әмма уларниң конкрет қайси хил гумандар яки мәһкумлар икәнлики һазирчә мәлум әмәс.

Абдувәли аюпниң йәнә әскәртишичә, хитай өлкилиридә хизмәт қиливатқан ихтисаслиқ уйғур яшлиридин сәпәрҗан билән шаирәму турсунҗан нурмәмәт билгә билән азрақ илгири-кейин мәзгилидә из-дерәксиз ғайиб болған. Әмма буларниң тутулушиниң бир-биригә мунасивәтлик яки әмәслики һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.