Тйәнҗин вә хотәндики оқуғучилар арисида йолға қоюлған “достлуқ риштиси” тәнқидкә учриди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.01.08
tyenjin-xoten-dostluq Хотән вилайити нийә наһийәси руқийә йезиси башланғуч мәктипидики уқуғучилар билән тйәнҗин шәһири пиңшән башланғуч мәктипидики оқуғучиларниң хәт алақә паалийити көрүнүши. 2024-Йили 3-январ
www.ts.cn

 Хитай даирилириниң хотәнниң нийә наһийәси роқия йезисидики бир башланғуч мәктәп билән тйәнҗиндики бир башланғуч мәктәп оқуғучилири арисида яш-өсмүрләрниң “бир-биридин өгиниш”, “турмуш шараитини чүшиниш” вә “бир-бириниң қәлбини туташтуруш” намида йолға қойған программиси әйибләшкә учриди.

 “тәңритағ тори” ниң 2024-йили 1-айниң 3-күнидики мәхсус хәвиригә асасланғанда, нийә наһийәси роқия йезиси хизмәт гурупписи билән тйәнҗин шәһәрлик партийә комитетиниң қоллиши вә актип маслишиши билән роқия йезиси башланғуч мәктипи вә тйәнҗиндики пиңшән башланғуч мәктипи “тйәнҗин вә хотән” бир-биригә хәт йезиш арқилиқ алақә қилиш паалийитини қанат яйдурған. Роқия йезиси башланғуч мәктипидики 83 пийонер тйәнҗиндики пиңшән йоли башланғуч мәктипиниң оқуғучилири билән хәт-алақә орнатқан. Мәзкур хәвәрдә берилгән бир син (видию) да бир уйғур 3-синип қиз оқуғучиниң тйәнҗиндики башланғуч мәктәп оқуғучисидин хәт тапшуруп алғандин кейин “чоңқур һаяҗан ичидә өз тәсиратлирини баян қилғанлиқи” тәшвиқат қилинған.

Хәвәрдә мәзкур мәктәптики мәсул хадимниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп мундақ дейилгән: “бир парчә хәт тйәнҗин вә хотәндики һәр милләт яш-өсмүрләрниң һәқиқий һессиятини бир-биригә йәткүзиду, өзара тәсир көрситиду, бир-бирини һөрмәтләйду, бир-бирини қәдирләйду, бир-биридин өгиниду вә өзара ярдәм бериду. Алақә вә алмаштуруш арқилиқ достлуқ риштиси қурулиду”.

Хитай даирилириниң йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш” вә “дөләт тилини омумлаштуруш” һәрикәтлирини елип бармақта. Хитай даирилириниң бу һәрикити көзәткүчиләр тәрипидин ассимилятсийә, йәни хитайлаштуруш сияситини күчлүк йосунда йүргүзүш дәп қаралмақта. Бу һәқтә сөз болғанда уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат директори һенрик шаҗиски (Henryk Szadziewski) хитай һөкүмитиниң бу пирограмма арқилиқ уйғур балилар билән хитайниң алақисини вә сүний шәкилләнгән ‛бағ‚ ни күчәйтип, бу уйғур балиларниң өзиниң мәдәнийитигә билән болған алақисини йоқ қилиш икәнлики илгири сүрди. У мундақ деди:

 “әлвәттә, буниң сәвәби уйғур балиларниң район сирти (хитай) билән болған алақисини күчәйтиш. Хитай һөкүмити бу нишан вә мәқсәткә йәтмәкчи. Буниңға нийә наһийәси роқия йезиси хизмәт гурупписи билән тйәнҗин шәһәрлик һөкүмәт йолға қойған бу түр арқилиқ еришмәкчи болуватиду. Бу түр уйғур балилири билән хитайниң алақисини вә сүний шәкилләнгән ‛бағ‚ ни күчәйтип, уйғур балилириниң өзиниң мәһәллисидики вә өзиниң мәдәнийитидики улар үчүн муһим болған алақини вә ‛бағ‚ ни йоқ қилиду. Бу йәрдә йәнә хитайниң шәрқидики шәһәр турмуши билән уйғур районидики йеза турмушини селиштуруп көрситишкә урунуватиду. Мениңчә бу хилдики тәшәббуслар вә паалийәтләр маһийәттә юқиридики сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий күч тәрипидин йолға қуюлиду вә иҗра қилиниду. Шуңа бу түр тәрәққият сәвийәсигә мунасивәтлик. Ениқки, намрат вә төвән киримлик район тәрәққий қилған шәрқий деңиз қирғиқи райониға селиштурулған. Йәнә наһайити муһим болғини, бу пирограммиға қатнашқан балилар вә уларниң ата-анилириниң разилиқи барму-йоқ дегән мәсилидур. Мәнчә буни билиш бәк қийин” .

 Хитай һөкүмити йәнә хотән вилайитини мәркәз қилип, уйғур балилири үчүн хитай өлкилиридә иккинчи “аилә” пәйда қилиш қатарлиқ ассимилятсийә, йәни хитайлаштуруш пирограммисини бирқанчә йилдин буян тиз сүрәттә йолға қойғанлиқи билдүрүлмәктә. Узун йиллар хотәндә оқутқучилиқ қилған вә һазир түркийәдә тәлим-тәрбийә вә тәтқиқатини давамлаштуруватқан абдуреһим дөләт нийә наһийәси роқия йезиси башланғуч мәктипи вә тйәнҗиндики пиңшән башланғуч мәктипи арисидики “тйәнҗин вә хотән” паалийити һәққидә сөз қилип, бу хил паалийәтләрниң хотәндә 15-йил бурун башланғанлиқини көрсәтти. У йәнә мундақ деди: “бу шәкил җәһәттин йеңи болсиму, характер җәһәттин ялғанчилиқ, сахтипәзлик вә өз җинайитини йошуруштин башқа иш әмәс”.

 Мәзкур хәвәргә асасланғанда, бу хил хәт-чәкләр арқилиқ алақилишиш давамлишидикән. Шуниң билән бир вақитта, кәлгүсидә қәрәллик паалийәт елип берилидиғанлиқи көрситилгән. Мәзкур хәвәрдә йәнә мундақ дейилгән: “бу алақә хотән вә тйәнҗиндики һәр милләт яш-өсмүрлириниң қәлбни бир-биригә бағлайду. Әнәниви алақә усули арқилиқ яш-өсмүрләрниң бир-биридин өгиниш вә турмуш шараитини чүшинишигә шараит һазирлап бериду. Уларниң нәзәр даирисини кеңәйтиду. Улар арисида достлуқ орнитип вә бир-бириниң қәлбини йеқинлаштуриду, өзара қол тутушуп, қәлбни қәлбкә туташтуруп, бирликтә алға илгирилитиду”.

Һалбуки, америкадики хитай анализчи ху пиң (胡平)  әпәнди юқириқи паалийәтни хитайниң “тәтүр тәшвиқати” дәп атиди. У, тйәнҗиндики башланғуч мәктәп оқуғучилири билән хотән нийә наһийәсидики башланғуч мәктәп оқуғучилириниң хәт арқилиқ алақилишишиниң өз ихтиярлиқи билән әмәс, мәҗбурлаш арқилиқ болғанлиқини көрсәтти. У, бу хил васитә (хәт йезиш) арқилиқ хитай даирилири уйғур балилириға хитай тилини вә маарипини мәҗбурлап уларни хитайлаштуруш мәқситигә тиз йетиш үчүн хәт арқилиқ алақилишиш усулини қолланғанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди:

 “хитай даирилири ассимилятсийәни балилардин башлиди. Тйәнҗиндики башланғуч мәктәп оқуғучилири билән шинҗаңниң хотән нийә наһийәсидики башланғуч мәктәп оқуғучилирини хәт алақиси орнитишни тәләп қилди. Әлвәттә, сиз тор арқилиқ електиронлуқ хәт билән алақә қилалайсиз. Торни ишлитиш арқилиқ алақә қилиш техиму қолайлиқ. Қисқиси мән шундақ дәп қараймән. Лекин сиясәт ундақ дәп қаримайду. Әгәр әнәниви хәт йезиш усули билән алақә қилса әлвәттә туйғу болиду. Хәт йезишқан һәр қайси тәрәпләргә нисбәтән күчлүк тәсир қалдуриду. Биз адәттә електиронлуқ хәт, үндидар, фейисбук қатарлиқ иҗтимаий алақә шәкли арқилиқ башқа кишиләр билән алақилишимиз. Тйәнҗиндики башланғуч мәктәп оқуғучилири билән шинҗаңниң хотән нийә наһийәсидики башланғуч мәктәп оқуғучилириниң хәт арқилиқ алақилишиш өз ихтиярлиқи билән әмәс, мәҗбурлаш арқилиқ болған. Бу арқилиқ һөкүмәт даирилири өзи арзу қилған үнүмгә еришәләйду. Бу хил васитә (хәт йезиш) арқилиқ хитай даирилири уйғур балилириға хитай тилини вә маарипини мәҗбурлап уларни хитайлаштуруш мәқситигә тиз йетиду. Буниң үчүн хәт арқилиқ алақилишиш усулини қолланған. ”

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан хитайчә маарип системиси әң әқәллий болған педагогика қаидә-пиринсиплири вә балилар писхологийәсигә хилап қилмиш икәнлики мәлум. Түркийәдики уйғур тәтқиқат институтиниң тәтқиқатчиси, сәлчуқ университетиниң оқутқучиси доктор адил әруйғур тйәнҗиндики башланғуч мәктәп оқуғучилири билән хотән нийә наһийәсидики башланғуч мәктәп оқуғучилириниң хәт арқилиқ алақилишиши қаримаққа нормалдәк көрүнсиму, әмәлийәттә йолға қойған бу пирограмминиң уйғурларға писхологийәлик җәһәттин қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини тилға алди.

 Доктор адил әруйғурниң қаришичә, хитай даирилириниң арқа-арқидин бу хил пирограммиларни уйғур елидә йолға қоюп, башланғуч мәктәп оқуғучилириға меңә ююш характерлик тәлим-тәрбийә паалийәтлирини уюштуруши, демократик дөләтләр, хәлқарадики кишилик һоқуқ органлири вә көзәткүчиләрниң диққитини ирқий қирғинчилиқ һелиһәм давам қиливатқан уйғур елиға давамлиқ қаритишиға түрткә болуши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.